Рабийә қадир түрмидики кәчүрмишлири һәққидә доклат бәрди


2006.05.05
rabiye-guwahliq-150..jpg

Логәй фонди җәмийити тәрипидин уюштурулған җуңго - совет йиғивелиш лагирилириниң охшашлиқи вә пәрқи, дегән темидики муһакимә йиғинида, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, тибәтлик аял мәһбус ама ади, хитай демократийә партийисиниң қурғучиси шүй венлий, тйәнәнмин дәвриниң намайишчиси лу дечиң қатарлиқлар түрмә сәргүзәштилирини тонуштурди.

Йиғинниң ечилиш мурасимида америка дөләт мәҗлиси әзаси, дөләт мәҗлисидики көп санлиқлар рәһбири нәнсий пәлуси сөз қилип, кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә көзитиш елип баридиған тәрәпсиз тәшкилатлар җуңго кишилик һоқуқ вәзийитидә "чоң илгирләш" болмиғанлиқини билдүрмәктә, деди. Нәнсий пәлуси "бүгүн биз бейҗиң даирилирини әмгәк өзгәртиш лагирлиридики өзиниң кишилик һоқуқини тәләп қилғанлиқи үчүн җинайәтчи болуп қалған миңлиған мәһбусларни қоюп беришкә йәнә бир қетим чақиримиз " дәйду. Шуниң билән биргә нутуқида " биз җуңго һөкүмитини әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини б д т вә хәлқара қизил крист җәмийитигә ечиветишкә үндәймиз " дәп тәкитлигән пәлуси, дуня у йәрдә немә ишларниң йүз бериватқанлиқини көрүши вә биз бу өзгириш үчүн бесим ишлитишимиз керәк " деди.

Рабийә қадир: тиришчанлиқим қобул қилинмиди

Йиғинда уйғур кишилик һоқуқи вә димократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир өзиниң һаятини " әгри - тоқай вә кишини җәлп қиларлиқ кәчүрмишләр" билән толған, дәп көрсәтти. Алди билән, ‏- дәйду рабийә қадир, ‏- мән бир ана болуш сүпитим билән аиләмни беқиш үчүн содигәр болдум. Андин хитай сиясий қатлиминиң әзасиға айландим. Ахирида мәһбус болдум, һазир уйғур хәлқиниң һоқуқини қоғдайдиған паалийәтчи болуватимән. Рабийә қадир "мән яшаш вә пул тепш үчүнла содигәр болмидим. Мән хитайниң мәвҗут сестимиси ичидә, аптономийә қануниниң рамкиси яки хитай қанунлириниң ичидә туруп хәлқимниң әһвалини яхшилимақчи болдум вә қолумдин келидиған пүтүн тиришчанлиқимни көрсәттим. Хитай һөкүмити қилишқа тегишлик болған лекин, қилмиған ишларни қилдим. Лекин бу тиришчанлиқим қобул қилинмиди " дәйду.

Рабийә қадирниң әскәртишичә, у әйни чағда өзиниң сиясий имтиязиға тайинип, уйғурларниң вәзийити " начарлишип" кетиватқанлиқини хитай рәһбәрлиригә вә әйни чағда сиясий бюро даимий әзаси, һазир дөләт рәиси болған ху җинтавғичә уқтурған.

Хитай рәһбәрлириниң әйни чағда уйғурларниң вәзийитигә көңүл бөлимиз, дәп вәдә қилғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, " лекин һазир ойлисам әйни чағда алданғанлиқимни һес қилимән " деди. Рабийә қадирниң әскәртишичә, у уйғурларниң вәзийити күнсери еғирлишиватқанлиқиға чидимиған вә 1999 - йили үрүмчини зиярәт қилған америка дөләт мәҗлиси тәкшүрүш өмики билән көрүшүп, уйғурларниң вәзийитини тонуштурмақчи вә америка даирилирини уйғурларға көңүл бөлүшкә үндимәкчи болған.

Түрмидики сәргүзәштиләр

Рабийә қадир шу чағда үрүмчидики " күмүш астана" миһманханисиға чүшкән америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшмәкчи болуп кетиватқанда қолға елинди. У, қолға елинғандин кейин икки йилғичә тәнһа бир камирға соланған вә пүтүн әркинликидин мәһрум қилинған. Рабийә қадир, " китап оқуш, хәт йезиш, ойлаш әркинликимла әмәс, бешимни көтүрүш әркинликидинму мәһрум қилиндим " дәйду. Рабийә қадирниң әскәртишичә, у людаван түрмисидә икки йил ятқандин кейин баҗяху түрмисигә вә бу түрмидики уйғурлар бар әтрәткә йөткәп берилған. Бу түрмидә дәйду рабийә қадир, " уйғур сиясий мәһбусларни адәттики иҗтимаий җинайәтчиләр назарәт қилатти вә уларниң харлиши һәм бозәк қилишиға учрайтти. Иҗтимаий җинайәтчиләрни түрмә назарәтчилири контрол қилатти" дәйду.

Рабийә қадирниң әскәртишичә, түрмә даирилири уни чәтәлдики " бөлгүнчи" һәрикәтләрниң рәһбири, дәп иқрар қилдурмақчи болған вә уни буниңға қистиған болсиму, лекин у буни рәт қилған. Улар маңа, ‏- дәйду рабийә қадир, " тәлийиңгә дуняға тонулуп қалған ' юқири дәриҗилик мәһбус ' болуп қалдиң, болмиса устихиниңни күкүм талқан қиливәткән болаттуқ, дәп тәһдит салди " рабийә қадирниң әскәртишичә, хитай даирилири униңға тән җазаси бәрмигән болсиму, лекин писхологийилик қийин қистаққа алған.

Ама ади: биз тибәтликләр далай ламаниң пуқралири

Ама ади һаятиниң 27 йилини хитай түрмисидә өткүзгән яшанған тибәтлик сиясий мәһбус. 1995 - Йили дарамсалаға қечип чиққан ама ади йиғинда түрмидики кәчүрмишлирини тонуштуруп, мениң һаят қелишимдики бирдин‏- бир роһий тириким, һаят қалсам күнләрниң биридә далай лама билән учрушуп қелишим мумкин, дәйдиған өмид иди " дәйду.

Биз тибәтликләр далай ламаниң пуқралири " дәп тәкитлигән ама ади, " тибәт мустәқил бир дөләт. Буниңда мәсилә йоқ. Хитайлар җуңгода шат- хорам яшиса болиду. Тибәт хәлқи өз юртида шат-хорам яшиялайду " дәп көрсәтти.

Ама аданиң әскәртишичә, хитай һөкүмити тибәтни җуңгониң әзәлдин бир қисими, дәп тәкитлисиму, лекин айрупилан вә әскәрләрни әвәтип, " миңлиған" тибәтликни қирғин қилған. Тибәттики өсмүрлүк йиллирини әслигәндә көз яшлирини туталмиған ама ада, "юртумда өсмүрлук йиллиримни наһайити шат - хорам яшиған идим, лекин 1950 - йили хитай әскәрлири дөлитимизгә кирди. Бу җәрянда хитайлар мәдинийитимизгә һөрмәт қилидиғанлиқини вә уларни җуңго компартийиси рәиси мав зедоң әвәткәнликини тәкрарлап турди" дәп көрсәтти. Ама аданиң әскәртишичә, хитай һәрбий даирилириниң сиясити тибәтни контрол қилип болғандин кейин өзгәргән.

Ама ада " тибәтни бесивалғандин кейин хитайларниң тибәтләргә болған муамилиси пүтүнләй өзгәрди. Улар тибәт хәлқини арқида қалған, динимизни зәһәрлик, мәдинийитимизни қалақ вә өзгәртиш керәк, дәп кәмситишкә башлиди" дәйду. Ама ади 1960 -йиллири шәрқий тибәт районида тибәт тиркишиш күчлиригә ярдәм қилди, дигән гуман билән қолға елинған нурғун мәһбусларниң қатаридики бири. 1961 - Йилдин 1963 - йилғичә тибәт түрмилириниң вәзийити " наһайити еғир" әһвалда қалғанлиқини тәкитлигән ами ади, " биз мәһбуслар һаят қелиш үчүн хурум аяқлиримизни йейишкә мәҗбур болғанмиз " деди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.