Рабийә қадир ханим америкидики оқуғучиларға уйғурлар һәққидә доклат бәрди


2006.05.24

Уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, 23 ‏- май күни америкидики даңлиқ университетлардин бири болған станфорд университетиға берип, мәзкур университет оқуғучилириға уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат бәрди.

Америкиниң санфирансиско шәһиригә җайлашқан станфорд университитидики оқуғучилар, рабийә қадир ханимниң уйғурларниң нөвәттики вәзийити, болупму хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан хитайчилаштуруш маарипи, пиланлиқ туғут сиясити шуниңдәк уйғурларниң диний әркинликиниң аяқ - асти қилиниватқанлиқи һәққидики пакитлиқ доклатини аңлиғандин кейин, "дуняниң һич қандақ йеридә инсанларниң кишилик һоқуқи бу хил дәриҗидә дәпсәндичилликкә учримиған" дәп өз ипадисини билдүрди.

Рабийә қадир ханим санфирансиско шәһиридин қайтип келип, бүгүн истансимизниң зияритини қобул қилип, станфорд университетида бәргән доклатиниң интайин нәтиҗилик болғанлиқини, болупму пат арида америкиниң һәр қайси саһәлиригә орунлишидиған яш зиялилар арисида , уйғур мәсилисигә қарита бәлгилик көз қарашниң тикләнгәнликидин толиму сөйүнгәнликини билдүрүш билән биргә буниңдин кейин унверситет вә тәтқиқат мәркәзлиридә буниңға охшаш паалийәтләрни давамлиқ елип баридиғанлииқни тәкитлиди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз әқидәниң рабийә қадир ханим биән өткүзгән сөгбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.