Уйғурларниң һоқуқлири үчүн көрәш қилғучи
2006.12.12
Канадада чиқидиған "торонто стар" гезитиниң җүмә күнидики санида Nicholas Keung ниң уйғур милли һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң кәчүрмишлири, сияси һаяти тонуштурулған "уйғурларниң һоқуқлири үчүн көрәш қилғучи" сәрләвһилик мақалә елан қилинди. Бу мақалиға нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати канадада уйғур мусулманлириниң мәсилисини оттуриға қоймақчи" намлиқ қошумчә мавзуму қоюлған. Бу гезиткә йәнә рабийә ханимниң бир парчә рәсимиму берилгән.
Парламент кишилик һоқуқ комитетиниң рәисиниң тәклипи билән рабийә қадир канада
Бу мақалә мундақ башлиниду: рабийә қадир хитайдики санақлиқ байларниң бири иди. Уйғур раюнида сода саһәсидә алаһидә имтиязға игә болған бу аял вашингтонға йеқин җайда туриду. У, һазир хитайда бесимға учриған уйғур мусулманлириниң авазиға айланди. 2006-Йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати болған бу аялни әндишигә селиватқан бир мәсилә хитайниң қәйәрдә тутуп туриливатқанлиқи ениқсиз боливатқан сияси тутқун канада пуқраси һүсәйин җелилниң тәқдиридур, дейилиду.
Рабийә қадир ханимниң хитай даирлириниң кишилик һоқуқ саһәсидә уйғурларға селиватқан зулумлирини оттуриға қуюш үчүн канадада 6 күн зиярәттә болидиғанлиқи әскәртилгән мақалида: өз вақтида хитай мәмликәтлик сияси мәслиһәт кеңишиниң әзаси болған рабийә қадир ханимни канада консәрватиплар партийәси парламәнт әзаси, парламәнт кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси җасон кәннәй тәклип қилған. Рабийә қадир сәйшәнбә күни канада парламентида, канада хитай оттурисидики кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә гуваһлиқ өтиду, дейилгән.
Рабийә қадир: һәрқайси дөләтләр хитайниң кишилик һоқуқни аяқ-асти қилишиға қарап турмаслиқи керәк
Nicholas Keung Мақалисида рабийә ханимниң "биз баш министир Stephen Harper ниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай һөкүмитигә қаттиқ позитсийидә болғанлиқидин хош болдуқ. Биз кишилик һоқуқ мәсилисиниң сода сөһбитидин үстүн туридиғанлиқиға ишинимиз. Һәрқандақ дөләтниң хитай билән болған мунасивәтни дәп, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә көз юмуши интайин хата, дегән сөзлиригиму йәр берилгән.
Мақалиниң уйғурларниң вәтинини тонуштурулған қисмида: "әслидә шәрқи түркистан дәп билингән бу районға хитайлар тәрипидин шинҗаң, йеңи территорийә, дегән исим берилгән. Хитай даирлири уйғурларниң хитай пуқралири билән ассимилятсийә болушини зорлуқ вастилири билән әмәлгә ашуриватқан бу райондики аптономийиниң кәлгүси муназирә темисидур. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиниң барлиқ доклатлирида бу райондики кишилик һоқуқ зиянкәшликлири оттуриға қуюлған, дейилгән.
Рабийә қадир өз әқил-параситигә тайинип игилик тиклигән
Рабийә қадир ханимниң қандақ игилик тиклигәнлики тонуштурулған мақалида: "рабийә қадир башланғуч мәктәпниң 7-синипида мәктәптин тохтап қалған болсиму, амма у өзиниң әқил –параситигә тайинип, қисқа вақит ичидә өзиниң карханисини қуруп чиққан. Сода бинаси, топ сетиш орунлири вә ресторан қатарлиқ муқим мүлкиниң омуми қиммити 1990-йилларда, 32 милйон долларға йәткәниди. Рабийә ханимниң мәбләғ селиши билән, уйғурлар маарип һәм ишқа орунлишиш пурсәтлиригә еришкәниди", дәп йезилған.
Хитай даирлири мәни өзлиригә қорчақ қилмақчи болди, амма мән халимидим
Рабийә қадир ханимниң уйғурлар ичидә алаһидә нам қазанғанлиқи үчүн хитай сияси мәслиһәт кеңишиниң әзаси болғанлиқи вә бу әзалиқниң дөләтниң мәхпийәтлигини чәтәлгә ашкарилиди, дегән гуман билән хәвәпсизлик тармақлири тәрипидин қолға елинғанға қәдәр давам қилғанлиқи илгири сүрүлгән мақалида, рабийә ханимниң нимә үчүн хитайда сиясиға арилашқанлиқини униң "мениң хитайниң түзүлмисидә сиясиға арилишиштики мәқситим бейҗиң даирлириниң уйғур хәлқиғә қарши елип бериватқан сиясәтлирини өзгәртишкә урунуп бесиштин ибарәт иди. Амма хитай даирлири мениң тәклиплиримгә қулақ салмайла қалмастин әксинчә, мениң хәлқимни янчуқчи, зораван вә террористлар, дәп атиди, бейҗиң даирлири мәни зулумға учраватқан уйғурларниң һаятини пәрдазлап көрситидиған қорчақ қилмақчи болуведи, амма мән уларға қорчақ болушни халимидим", дегән сөзлири билән йорутуп бәргән.
Мақалида рабийә ханимниң техи йеқиндила дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сақланғанлиқи вә һазир униң чәтәлләрдә яшаватқан бир милйон уйғурниң символиға айланғанлиқи тилға елип өтүлгән.
Рабийә қадир хитайдики уйғур сияси җинайәтчиләрниң типик үлгиси
Мақалида рабийә ханимниң һоқуқлири дәпсәндә қилинған уйғурлар һәққидә давамлиқ сөзлигәнлики үчүн, 1999-йили үрүмчигә кәлгән америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшкили кетиватқанда қолға елинғанлиқиму әскәртилгән. Хитай даирлири тәрипидин 8 йиллиқ қамақ җазаси берилгән рабийә ханимниң үрүмчидики 6 йиллиқ турма һаяти җәрянида, дәсләптә пәнҗирә вә һаҗәтханиси болмиған наһайити кичик икки кишилик камерға қамалғанлиқи, униң ююнишиға 4 айда бир қетим йол қоюлғанлиқи, кейин хәлқара җәмийәтниң бесими билән баҗаху түрмисигә йөткәлгән болсиму, униң қатил вә қоймичиларға охшаш салаһийәттики адәмләр билән бир камирға сақланғанлиқи, уларниң рабийә қадирниң һәр бир һәриктини даирларға доклат қилип турғанлиқи баян қилинған.
Мақалида рабийә қадир ханимниң чәтәлдә давалиниду, дегән нам билән алдинқи йили қуюп берилип, америкиға йолға селинғанлиқи, 11 пәрзәнтидин 6 синиң вәтәндә қалғанлиқи һәмдә өзи билән тәқдирдаш болған һүсәйин җелилниң бихәтәрликигә көңүл бөлгәнлики үчүн, униң аяли камилә билән йеқин мунасивәттә болғанлиқи тәкитләнгән.
Җүмә күни канадаға аяқ басқан рабийә қадир ханим канада зияритини хитайда қамақлиқ туриватқан һүсәйин җелилниң аилисини йоқлаш билән башлиғаниди.
Канада һөкүмити: һүсәйин җелил мәсилисидә хитайға давамлиқ бесим ишлитимиз
Мақалида хитайниң, һүсәйин җелилни 2000-йили қирғизистанда уйғур аптоном районидин кәлгән бир өмәккә һуҗум қилиш вәқәсидә қоли бар һәмдә кирғизистан уйғурлар иттипақиниң рәисиниң қатили, дегәндәк аталмиш җинайәтләр билән әйиблигәнлики, униң өзбекистанға туғқан йоқлаш үчүн барғанда, қолға елинип, бу йилниң оттурилирида хитайға өткүзүлүп берилгәнлики, оттаваниң техичә һүсәйин җелилниң нәдиликини җәзимләштүрәлмигәнликиму баян қилинған.
Мақалида канада ташқи ишлар министирлики баянатчиси Bernard Nguyen ниң "биз һүсәйин җелилниң әһвалиға алаһидә диққәт қиливатимиз. Ташқи ишлар министиримиз Peter Mackay хитай ташқи ишлар министири билән һәр қетимқи учрушишида, бу мәсилини оттуриға қоймақта. Биз хитай һөкүмитигә бу һәқтә давамлиқ бесим ишлитимиз", дегән сөзлиригә орун берилгән.
Рабийә қадир: мениң намзат болушим уйғурларға техиму көп ишикләрни ачиду
Бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиниң бенгаллиқ банкичи муһәммәд юнусқа берилишидин рабийә қадир ханимниң үмидсизлинип қалмиғанлиқини алаһидә әскәрткән аптор Nicholas Keung мақалисини рабийә ханимниң "мениң нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилишим әмилийәттә уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқ саһәсидә зораванлиқларға учраватқанлиқиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин әтирап қилиниши болуп һесаплиниду. Бу уйғурларға нурғун ишикләрни әчип бәрди һәмдә улар дуняда өзлириниң ялғуз әмәсликини тониди. Биз һүсәйин җәлилниң сақ-саламәт қайтип кәлишини үмит қилимиз, дәгән сөзлири билән ахирлаштурған. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим канаданиң пайтәхти оттавада
- Рабийә қадир ханим торонтода хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашти
- Рабийә қадир ханмимниң тәрҗимиһали йеқин кәлгүсидә нәшрдин чиқиду
- Д у қ ниң рәиси, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип д у қ һәққидә тохталди
- Рабийә қадир - уйғурларниң далай ламаси
- Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (2)
- Канада CBC радиосиниң мухбири уйғурлар вәтинидә (1)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(2)
- Исламниң көрүнмигән фронти- хитайниң ишғалидики шәрқий түркистан(1)
- Хитайдики мусулманлар авазини көтәрмәктә