Рабийә ханим дунядики 8 нәпәр әркинлик күрәшчисиниң бири дәп тәрипләнди
2007.02.22
Америка дөләт мәҗлиси күтүпханисида өткүзүлгән йиғинда өзиниң чех җумһурийитидә коммунист һакимийитигә қарши елип барған күрәш тәҗрибилири һәққидә мәлумат бәргән чех җумһурийитиниң сабиқ президенти васлав хавәл, йеғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қатарлиқ 8 нәпәр кишилик һоқуқ вә демократийә паалийәтчисини дунядики әң актип әркинлик күрәшчилири дәп атап, уларни елип бериватқан күрәшлиридә бурунқи әркинлик вә демократийә күрәшчилириниң тәҗрибилиридин пайдилинишқа чақирди.
Әркинлик күрәшчиси
Йиғинда, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карл гришман әпәнди алаһидә тонуштуруп сөзгә тәклип қилди.
Карл гришман әпәнди, рабийә ханимни уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқи вә әркинлики үчүн күрәш қиливатқан бир паалийәтчи дәп тонуштуруп мундақ деди:
"Он бир балиниң аниси болған рабийә қадир кичик типтики мулазимәтчилик билән тиҗарәт башлап нәччә он милйон долларлиқ бир карханичиға айланди. У намрат уйғур балилирини оқутуш ишлириға алаһидә көңүл болди һәмдә уйғур аяллирини иш игиси қилиш вә тиҗарәткә үндәш үчүн миң ана һәрикитини башлиди. 1999- Йили америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшүш һарписида, хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған рабийә қадир сәккиз йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. У 6 йилға йеқин түрмидә ятқандин кейин, 2005- йили март ейида хәлқара җамаәтниң бесими билән хитай һөкүмити уни қоюп берип, америкиға әвәтивәтти. Рабийә қадир америкида уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқи үчүн елип бериватқан паалийитини үзлүксиз давамлаштуруватиду. Мән пәхирләнгән һалда рабийә ханимни сәһнигә тәклип қилимән.
Рабийә қадир ханимниң нутқи
Карл гришманниң тонуштурушидин кейин сәһнигә чиққан рабийә қадир ханим мундақ деди:
- Һөрмәтлик меһманлар, бүгүн бу йәрдә сизләр билән биргә болғанлиқимдин наһайити пәхирлинимән. Һәммимизгә мәлум болғандәк, президент васлав хавәл әпәндим, шәрқий явропада демократийиниң ғәлибә қилишида муһим рол ойниған бир демократийә паалийәтчиси. Униң паалийти нәтиҗисидә коммонист чехсиловакийә тинчлиқ билән демократик бир дөләткә айланди. Һәтта башқа дөләтләргә өлгә болалайдиған бир дөләткә айланди. Буниң үчүн хавәл әпәндимни тәбрикләймән вә хизмәтлирини тәқдирләймән.
- Өзүмгә кәлсәм, мән бир уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуш сүпитим билән пәқәт уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқи үчүнла әмәс, тибәт вә моңғул паалийәтчилири билән һәмкарлашқан һалда тибәт вә моңғул хәлқлириниң кишлик һоқуқи үчүнму күрәш қиливатимән.
- Мән хитай һөкүмити тәрипидин қолға елиништин бурун, хитай парламинтиниң әзаси идим. Парламинт әзаси болған вақтимда, хәлқимниң шикайәтлирини вә тәләплирини хитай рәһбәрлиригә аңлитиш арқилиқ хәлқимгә хизмәт қилишқа териштим. Лекин узун өтмәй хитай һөкүмити вә хитай рәһбәрлириниң нийитиниң башқа икәнликини вә хәлқимниң тәләплиригә қулақ селишни халимайдиғанлиқини билип йәттим. Шуниң үчүн хәлқимниң вәзийитини вә хитай һакимийити астидики иғир әһвални дуняға тонуштурушқа атландим.
Шу сәвәбтин хитай һөкүмити 1999- йили мени қолға елип 8 йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди. Әмма дуня җамаәтчилики, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири болупму америка һөкүмитиниң бесими билән 2005-йили 17 - март күни мени түрмидин қоюп беришкә мәҗбур болди. Хитай һөкүмити мени түрмидин қоюп бәргәндә, чәтәлләрдә уйғур кишилик һоқуқи үчүн елип бериливатқан паалийәтләргә қатнашмаслиқ тоғрисида агаһландурған иди. Әмма мениң америкиға кәлгәндин кейин кишилик һоқуқ паалийәтлиригә қатнашмаслиқим, хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқиғә қарита елип бериватқан бесимини дуня җамаәтчиликигә аңлатмаслиқим мумкин әмәс иди. Мән хитай һөкүмитиниң тәһдитигә қаримай, маңа охшаш түрмиләрдә йитиватқан, түрлүк искәнҗиләргә дуч келиватқан миңлиған уйғур қиз-оғуллириниң авазини дуняға аңлитишни, өзөмниң муқәддәс вәзиписи дәп қаридим.
- Хитай һөкүмити мини түрмидин қоюп бәргән чағда салған тәһдитини әмәлийләштүрди. 2006-Йили май ийида мән уйғур америка бирләшмисиниң рәислик вәзиписигә сайланғандин бир нәччә күн кейин, үч оғлумни қолға елип, қизимни қамиди вә 1006- йили 11- айниң ахирида дуня уйғур қурултийиниң рәислик вәзиписигә сайланған күнүмниң әтиси, оғлум алимни 7- йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип, қаһарға еғир пул җазаси бәрди. Оғлум абликимниң ақивити техи мәлум әмәс. Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлири қанчилик күчәйгәнсери, уйғур хәлқиғә қаратқан бесимини техиму күчәйтмәктә.
-Лекин, хитай һөкүмити бесимини қандақ күчәйтишидин қәтийнәзәр, уйғурларниң кишилик һоқуқини вә уйғур хәлқиниң әркинликини қолға кәлтүрүш йолида елип бериватқан паалийәтлиримизни изчил давамлаштуримиз һәмдә васлав хавәл әпәндимниң чех җумһурийтидә демократийини әмәлгә ашурған йолини бойлап миңип, уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқини чоқум қолға кәлтүримиз"
Рабийә қадир ханимниң йиғинда қилған сөзлири йеғин қатнашқучлириниң болупму президент васлав хавәлниң қизғин алқишиға еришти вә васлав хавәлниң өз орнидин туруп рабийә қадир ханимни алаһидә тәбриклишигә сәвәб болди.
Йеғинниң ахирида, васлав хавәлгә демократийиниң шәрқий явропада ғәлибә қилишиға қошқан төһписи үчүн, америка дөләтлик демократийә институтиниң мукапати берилди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим голландийә почта корт латарийиси үчүн амәт символи қилинди
- Рабийә қадир ханимға түркийидә инсан һәқлири мукапати берилди
- Нирҗа дәваниң хети явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә муназирә қозғиди
- явропа парламентида уйғур вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йеңи бир муназирә қозғалди
- Рабийә қадир дәври йетип кәлди
- Хитайниң уйғурларға өзлирини өзлири башқуруш һәққидә бәргән вәдиси бир ялғанчилиқ
- Рабийә қадир ханимниң канада зиярити канада мәтбуатлирида
- Рабийә қадир ханим канада зиярити һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим канада парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә гуваһлиқтин өтти
- Уйғурларниң һоқуқлири үчүн көрәш қилғучи
- Рабийә қадир ханим канаданиң пайтәхти оттавада
- Рабийә қадир ханим торонтода хәлқара инсан һәқлири күни мунасивити билән өткүзүлгән намайишқа қатнашти
- Рабийә қадир ханмимниң тәрҗимиһали йеқин кәлгүсидә нәшрдин чиқиду
- Д у қ ниң рәиси, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип д у қ һәққидә тохталди
- Рабийә қадир - уйғурларниң далай ламаси