Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди


2007.05.30

MIT-rabiye-150.jpg
Рабийә қадир ханим photo by UAA

Рабийә қадир ханим " вал ситрит жорнили" гезитидә елан қилинған мулаһизисидә мундақ дәйду ": һечқандақ дәрт -әләм, балилири көз алдида азап-оқубәт тартиватқан бир аниниң дәрт-әлимидин еғир болмиса керәк.. Бу азап-оқубәт, бир һөкүмәтниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқиға қарши чиққанлардин интиқам елиш һәрикитидин келип чиққан болса, техиму еғирлишиду".

Хитай рабийә қадир ханимға "агаһландуруш" бәргән

Хитай даирилири мини 2005‏- йили, бәш йил түрмидә ятқандин кейин қоюп бәргәндә, кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алмаслиқ тоғрисида агаһландурған һәмдә аиләмниң хитайда икәнликини унутмаслиқимни әскәрткән иди.

Хитай һөкүмити, дәйду, рабийә қадир " вал стирит журнили" гезитидә елан қилған обзорида " дәрвәқә, улар өзиниң дегәнлирини әмәлгә ашурди. Хитай даирилири аиләмгә давамлиқ бесим қилмақта. Балилиримни тутуп, қейин-қистақларға елип түрмигә ташлимақта. Балам абликим абдуреһим, иниси алимға охшаш түрмигә ташланди. Хитай соти абликимни " хәлқни һөкүмәткә қарши қутратқан вә бөлгүнчилик паалийәткә қатнашқан" дәп әйибләп, тоққуз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Ханимниң балиси абликим, "дөләт бихәтәрликигә тәһдит" салғанлиқи үчүн җазаланған

Дәрвәқә, абликимниң тоққуз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиниң асаслиқ сәвәби миниң шинҗаң уйғур аптоном райони йәни шәрқий түркистанда яшаватқан 10 милйон уйғур хәлиқиниң кишилик һоқуқи үчүн елип бериватқан паалийитим. Хитай һөкүмити һәтта миллий, диний вә мәдәний кимликини қоғдашқа тиришқан уйғурларниму террорчи дәп әйибләватқан болуп, уйғурларға қаратқан бесим вә ассимилатсийә сияситини изчил давамлаштурмақта. Хитай һөкүмитиниң узун вә қудрәтлик қоли қошна дөләтләрдики уйғурларниң тинч яшишиға йол қоймайватиду вә хитай җасуслири һәтта яврупа вә америкидики уйғурларниму биарам қилмақта.

Абликимниң тутулуши, сотқа тартилиши вә 9 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи пүтүнләй хитай асасий қануниға хилап иди. Миниң баламниң адвокати болуши керәк иди. Балам очуқ сот қилиниши керәк иди. Лекин хитай даирилири аиләмдин һечқандақ кишиниң сотқа қатнишишиға рухсәт бәрмиди. Һәтта сот болудиғанлиқи тоғрисида хәвәрму бәрмиди. Абликимниң саламәтлик әһвалини ениқлаш үчүн елп берилған бир нәччә қетимлиқ һәрикәт нәтиҗисиз қалди.

Миниң аиләм, дәйду уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америкида чиқидиған " вал стрит жорнили" гезитидә елан қилған обзорида, хитай компартийиси " дөләт бихәтәрликигә тәһдит" дәп аталған муҗмәл уқумдин пайдилинип, вәйранчилиққа учратқан сан-санақсиз уйғур аилилириниң пәқәтла бири. Миниң оғлум абликим сотланған һәптә вә йәнә у 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған сотта, канада пуқраси һөсәйин җелил "террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан" вә " дөләтни парчилашқа урунған" дәп әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Лекин униңға йүкләнгән җинайәтни испатлайдиған һечқандақ дәлил оттуриға қоюлмиди һәмдә хитай һөкүмити һөсәйин җелилниң канада пуқралиқини инкар қилип вә канада әлчихана хадимлириниң униң билән учришишиға рухсәт қилмай, хәлқара қанун-қаидиләргә хилаплиқ қилди.

Хитай, "пәқәт хәлқара қанунларға риайә қилип, хитайда кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилғандила дуняда етибарлиқ бир дөләт болалайду"

Йеқинқи йиллардин бери, болупму 2008‏- йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йеғини йеқинлашқансири, хитай рәһбәрлири хитайда кишилик һоқуқ вәзийитидә яхшилиниш болуватқанлиқини илгири сүрмәктә. Хитай дөләт рәиси ху җинтав қанун һакимийитигә һөрмәт қилишниң әһмийитини йиңи вә тәрәққий тапқан хитайниң асаслиқ принсплириниң бири дәп қайта - қайта тәкитлимәктә. У өткән йили америкидики йел университетида қилған сөзидә, қанунларға асасән хәлқиниң әркинлики, демократийә вә кишилик һоқуқини қоғдайдиғанлиқини вәдә қилған.

Лекин қанун һакимийити хитайда һелиму ят бир уқум һесаблиниду. Өз хәлқини асарәт астида тутуш вә уларни қануний һоқуқлиридин мәһрум қилиш, хитай һөкүмити һәрқандақ наразилиқ һәрикитини уҗуқтуруш үчүн ишлитиватқан усулларниң бири. Бейҗиңдики хитай сиясий рәһбәрлири, өзлириниң дуня аңлашни халайдиған нәрсиләрни сөзлигәнликигә ишиниду, башқа һөкүмәт хадимлири болупму, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири қанунни халиғанчә дәпсәндә қилмақта. Дуня җамаәтчилики болса, көпрәк хитай сясәтчилириниң ялған вәдилиригә алдинип, кишилик һоқуқниң хитайдики ичиншлиқ вәзийитигә сәл қаримақта.

Хитай, дәйду рабийә қадир ханим " вал ситрит жорнили" гезитидә елан қилған обзорида, пәқәт хәлқара қанунларға риайә қилип, хитайда кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилғандила дуняда етибарлиқ бир дөләт болалайду. Әгәр бейҗиң һөкүмити һәқиқәтән дуняға кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш мәсилисидә җиддий икәнликини көрситишни халиса, мениң икки баламни вә һөсәйин җелилни қоюп бериш яхши бир башлиниш болалайду. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.