Рабийә ханим уйғурларниң мунәввәр вәкилиму яки җинайәтчиму?


2007.06.08

Rabiye-Bush-Rushen-200.jpg
Америка президенти җорҗ буш рабийә ханимниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини мәдһийилиди Photos are courtesy of UAA / Rushan

Америка президенти җорҗ буш 6 ‏- айниң 5 ‏- күни прагада қилған сөзидә рабийә ханимға 'уйғурларниң мунәввәр вәкили' дәп баһа бәргән иди. Хитай һөкүмити буниңға қарши баянат елан қилип, рабийә ханимни 'җинайәтчи' дәп җакарлиди. Буниң қайси әмәлийәткә уйғун? бу һәқтә демократик җуңго фронтиниң муавин рәиси, 4 ‏- ийон вәқәсини тәкшүрүш комитетиниң рәиси, һазир канада да туруватқан мәшһур аял язғучи шеңшө ханим обзор елан қилди.

Җорҗ бушниң рабийә ханимға бәргән баһаси тоғра баһа

‏-‏-‏- Мән бултур 9 ‏- айда вашингтонда, 12 ‏- айда торантода рабийә ханим билән икки қетим көрүшкән вә чоңқурлап сөзләшкән, ‏-‏-‏- дәп обзорини башлайду шеншө ханим, ‏-‏-‏- рабийә ханим изчил һалда уйғурларниң әркинлик, кишилик һоқуққа болған арзу-арманлирини әкис әттүрүп келиватиду вә өзиниң хәлқарадики тәсиридин пайдилинип уйғурларниң арзу-арманлирини ишқа ашуруш үчүн көрәш қиливатиду.

Мән америка президенти җорҗ бушниң рабийә ханимға бәргән баһасини тоғра баһа дәп қараймән, у уйғурларниң мунәввәр вәкили.

Хитай һөкүмити бурун 'мунәввәр карханичи' ... Дәп мәдиһийилигән рабийә ханим өзи шуғу?

‏-‏-‏- Хитайниң рабийә ханимни 'җинайәтчи' дәп атиши бизниң тәсәввуримизниң сиртида әмәс,‏-‏-‏- дәп обзорини давамлаштуриду мәшһур язғучи шеншө ханим, ‏-‏-‏- коммунист хитай һөкүмити өзигә әгәшмигән адәмниң һәммисини ағзиға кәлгән бәтнам билән атайду.

Һазир чәтәлдә туруватқан рабийә ханим, әйни вақитта хитай һөкүмити мунәввәр карханичи, сиясий кеңәш әзаси, хәлқ қурултейиниң вәкили дәп махтиған, мәдиһийилигән рабийә ханим өзи шуғу? әмди у хәлқараға тунулғанда бәтнам чапламдикән?

Уйғурларниң бу мунәввәр вәкили һазир хәлқара тәшкилатниң етирап қилишиға еришти

Rabiye-JoeLiberman--200.jpg
Рабийә қадир ханим вә уйғур америка бирләшмисиниң муавин рәиси рушан аббас, амәрика авам палатасиниң әзаси җо либермән билән биргә. Photos are courtesy of UAA / Rushan

Америка президенти җорҗ бушниң прагада рабийә ханим билән көрүшкәнлики, юқири баһа берип тәқдирлигәнлики,‏-‏-‏- дәп обзорини давамлаштуриду шеншө ханим, ‏-‏-‏- бу әмәлийәттә, хәлқара җәмийәтниң рабийә ханимдин ибарәт мушундақ бир образ арқилиқ уйғурларға болған чүшәнчисигә вә уйғурлар мушундақ образ арқилиқ қобул қилғанлиқиға вәкиллик қилиду.

Реал әһвал шуки, уйғурлар узундин буян хитайниң езиши, кәмситиши, вә бастурушиға учрап келиватиду. Әмма уйғурларниң өзиниң дәрд-әләмлирини дуня аңлитидиған рабийә ханимдәк бундақ мунәввәр вәкили кам болуп кәлгән иди. Уйғурларниң бу мунәввәр вәкили һазир уйғурларниң тартиватқан азап-оқубәтлирини дуняға аңлитип, хәлқара тәшкилатниң етирап қилишиға еришти.

Хитай коммунист партийисиниң бир қолида зораванлиқ , йәнә бир қолида ялғанчилиқ бар

‏-‏-‏-‏- Хитай коммунист партийиси хәлқни икки қоли билән бастуруп келиватиду, ,‏-‏-‏- дәп обзорини давамлаштуриду мәшһур язғучи шеншө ханим, ‏-‏-‏- униң бир қолида зораванлиқ , йәнә бир қолида ялғанчилиқ бар.

Зораванлиқ керәккә кәлмисә ялғанчилиқни қоллиниду, ялғанчилиқ ақмиса зораванлиқни қоллиниду. Рабийә ханимниң хәлқарадики һәр бир паалийити хитай коммунист партийиси үчүн риқабәт, чучутиш, тәһдит. Хитай һөкүмити рабийә ханимниң хәлқарадики паалийитигә инкас қайтурмай мумкин әмәс.

Әмма хитай һөкүмити дөләт ичидә хәлқниң, болупму уйғурларниң рабийә ханим һәққидики йеңи учурларни билишидин әнсирәйду. Хитай һөкүмити һазир рабийә ханимғиму икки қоллуқ кона усулни қоллиниватиду. Әмәлийәттә, ‏-‏-‏- дәйду шеншө ханим обзориниң ахирида, ‏-‏-‏- хитай һөкүмити һазир бу мәсилидә мурәккәп зиддийәт ичидә қалди. Заманимизда зораванлиқ яки ялғанчилиқниң һечқайси ақмайду. Учурларни тосап қелишму мумкин әмәс. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.