Ирақтики түркмән гезити рабийә қадир ханим һәққидә мақалә елан қилди


2007.09.04

Ирақта нәширдин чиқиватқан "түркмән таймис гезити" ниң 8-айниң 31-күнидики санида " рабийә қадир шәрқий түркистанниң гүли" темисида узун бир мақалә елан қилинған.

Бу мақалини ирақта тонулған журналист, язғучи дияр әл хәрмәзи әпәнди язған болуп, мақалидә рабийә қадир ханимниң һаяти, аилиси шундақла рабийә қадир ханимниң дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланғандин кейин дуняда елип бериватқан паалийәтлиригә кәң көләмдә йәр бәргән.

Бу мақалидә кишини җәлп қилидиған нуқта шуки, түркий милләт аяллириниң тарихта нурғун муһим шәхсләрни йетиштүргәнлики, түркистанлиқ даңлиқ һәдисшунас бухарини анисиниң йетиштүргәнлики, рабийә қадир ханимниң болса пүтүн уйғурларни йетиштүриватқанлиқи тәкитләнгән.

Әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим, бу мақалә вә әрәб мәтбуатидики уйғур мәсилиси һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн узун йил әрәб дөләтлиридә оқуған җурналист варисҗан әпәнди билән сөһбәт елип барди. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.