"Дуняниң қәһриманлири" арисида рабийә қадир ханим
2007.09.11

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бу йил 5 - айниң ахирлиридин башлап, германийә, шветсарийә вә авистрийә мәтбуатлири һәм t v қаналлирида мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси сүпитидә кәң тәшвиқ қилинип кәлгән. Болупму, 6 - айда "гүлдүрмама" намлиқ тәрҗимиһал әсириниң нәшрдин чиқиши мунасивити билән, германийә вә қошна әлләрниң ахбарат вастилирида техиму кәң тонуштурулған иди. Рабийә қадир ханим бу бир қанчә күндин буян германийиниң һәр қайси шәһәрлиридики коча елан тахтилирида дуняниң кишилик һоқуқ қәһриманлири қатарида рәсимлири билән йәнә бир қетим кәң көләмдә тәшвиқ қилинишқа башлиди.
Йәттә нәпәр мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси арисида рабийә қадир ханим
Коча елан тахтилириға берилгән рәсимлик бу тәшвиқатниң баш темиси "дуняниң қәһриманлири" дегәндин ибарәт болуп, бу еланға рабийә қадир ханим, пабло әпәнди, вей җиңшиң, мунира раһман, әрән кәскин, ерина, счветлана қатарлиқ дунядики йәттә нәпәр мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң рәсимлири билән биргә, уларниң қисқичә тәрҗимиһали берилгән.
Рабийә қадир ханимниң рәсими еланниң әң бешиға башқа рәсимләрдин бир һәссә чоң шәкилдә берилгән болуп, астиға " рабийә қадир уйғурларниң кишилик һоқуқ күриши билән шуғуллинип, 8 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған" дегән изаһат берилгән. Бу еланлар һәққидә д у қ ниң баш катипи, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси долқун әйса әпәнди өз чүшәнчисини оттуриға қоюп өтти.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә ханимни қоллаватқан бир орган
Бу еланлар хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин чиқирилған. Еланниң баш қисмиға өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши турушни мәзмун қилған шоарлар йезилған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 1милйон 800миң әзаси болған, дунядики һөкүмәтсиз тәшкилатлар ичидә тәсири әң күчлүк, инавити әң юқири, паалийәтлири әң җанлиқ тәшкилат болуп, узундин буян уйғурлар мәсилисигә изчил көңүл бөлүп кәлмәктә.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати һазирлиған доклатлар һәр қайси дөләтләр һөкүмәтлириниң вә хәлқарадики һөкүмәтсиз тәшкилатларниң уйғурлар мәсилисини тәкшүрүп тәтқиқ қилидиған дәстури вә биринчи қол материяли болуп һесаблиниду. Мәзкур тәшкилат рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин азат қилинишиға зор күч чиқирипла қалмастин, рабийә қадир ханимниң нөвәттә дуняниң һәр йеридә елип бериватқан сиясий паалийәтлирини орунлаштуруватқан вә уни қоллаватқан актип бир орган һесаблиниду.
Уйғур миллий һәрикитигә болған һесдашлиқ күчийиду
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң рабийә қадир ханим башчилиқидики " дуняниң қәһриманлири"ни елан тахтилирида тәшвиқ қилишидики мәқсиди, бир тәрәптин дуня җамаитиниң хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң паалийәтлирини маддий вә мәнивий тәрәпләрдин қоллишини қолға кәлтүрүш болса, йәнә бир тәрәптин хәлқара кишилик һоқуқ күришигә һесдашлиқ қилғучиларниң санини көпәйтиш, үчинчи тәрәптин болса, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши җамаәт күчи һазирлаштин ибарәт болған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси мунасивити билән хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини әң қаттиқ әйибләватқан бир тәшкилат. 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға бир йил қалған, пүтүн дуняниң көзи хитайға тикиливатқан, хитайниң сахта, зәһәрлик таварлириға қарши нәпрәт пүтүн яврупа миқясида әвҗ еливатқан бир чағда, бу тәшвиқатниң германийидики елан тахтилиридин җай елиши, хитайға қарши кәйпиятниң йәниму бир балдақ өрлишигә вә уйғур миллий һәрикитигә болған һесдашлиқниң күчийишигә сәвәбчи болидикән. (Әкрәм )
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақтики түркмән гезити рабийә қадир ханим һәққидә мақалә елан қилди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә йәнә бир көләмлик бастуруш һәрикити елип бериш бешаритини бәрди
- Д у қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
- Д у қ 2- нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини ечилди
- Далай лама вә рабийә қадир һамбургда
- Рабийә қадир ханимниң германийә сәпири вә далай лама билән учришиши
- Рабийә қадир ханим вә уйғур миллий һәрикити һәққидики қарашлар
- Рабийә қадир һәққидики учурлар германийә мәтбуатлирида давамлиқ елан қилинмақта
- Германийә аммиви ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Рабийә қадир ханим "гүлдүрмама" намлиқ китаби һәққидә тохталди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Германийидики уйғурлар рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиниң нәширдин чиққанлиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди
- Хитай террорчилиққа қарши туруш намида уйғурларни бастурмақта