Уйғурлар рабийә ханим һәққидики көрүнүшләрни вә хәвәрләрни арзу қилиду


2008.02.04

Әркин асия радиосиниң һәқсиз телефон ленийиси арқилиқ телефон қилған бу уйғурниң баянлиридин мәлум болушичә, һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири начар, уйғурларниң турмуши яхши әмәс, әмма уйғур юртлириға кәлгән хитайлар бейип кәткән.

Һазир хитай һөкүмити 'олимпик мусабиқиси өткүзимиз' дегән нам астида йәнә, адәттә кечә саәт 12 дин кейин сртта йол маңған кишиләрдин башқа милләтләрни әмәс, пәқәт уйғурларнила 'шәрқий түркистанчи' дәп тутуп кетиду ; уйғурлар сиртқа телефон қилса, почтиханилар сүрүштә қилиду, интернет тор бәтлирини көрүш җәһәттә уйғурларға чәклимә бар.

юқиридики улиништин, мухбиримиз вәлиниң бу һәқтә һазирлиған программисини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.