Хитай даирилири рабийә қадир сода сарийини тақимақчи
2006.04.21
Үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш идариси, рабийә қадир сода сарийини 2006- йили үрүмчи шәһиридики от апити хәвпи сақланған "қара" тезимликкә киргүзүп, мәзкур сода сарийини ишлитиштин тохтитиш тоғрисида буйруқ чүшүргән.
Буниңдин бир күн бурун уйғурларниң мәнивий аниси вә уйғур кишлик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқтин өтүш йеғиниға қатнишип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бесиминиң дәһшәтлик бир шәкилгә айланғанлиқини билдүргән иди.
Үрүмчи от өчүрүш идарисиниң рабийә қадир сода - сарийини ишлитиштин тохтитиш буйруқи, бир қетимлиқ тасадипий вәқәму яки хитай һөкүмитиниң интиқам елиш характеридики һәрикитиму?
Бу мунасивәт билән мухбиримиз өмәр қанат германийидә зиярәттә боиватқан рабийә қадир ханимни зиярәт қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә йәнә гуваһлиқтин өтти
- Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти
- Рабийә қадир ханим қатнаш вәқәсигә учрап яриланди
- Дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт
- Рабийә қадир ханим калифорнийидики зияритини ғәлибилик ахирлаштурди
- Рабийә қадир ханим калифорнийидә уйғур дәвасини аңлатмақта