Хитай даирилири рабийә қадир сода сарийини қандақ бир тәрәп қилмақчи?


2006.04.25

Биз 21- април күни юртум тор бетидә елан қилинған хәвәр арқилиқ 20 - април күни үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш идарисиниң җәмийәткә үрүмчидики еғир от апити хәвпи сақланған орунлар қара тизимликини елан қилғанлиқи һәмдә бу қара тизимликкә рабийә қадир сода сарийиниңму киргүзүлүп, ишлитиштин тохтитиш буйруқи чүшүрүлгәнлики һәққидә дәсләпки мәлуматқа игә болған идуқ. Нөвәттә бу һәқтә хитайчә тор бәтләрдиму мунасивәтлик хәвәрләр елан қилинишқа башлиди.

Хитай мәтбуатлиридики учурлар

Шинхуа тор бетиниң 21 - априлдики тәпсили хәвиридин мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш идарисиниң қара тизимликигә рабийә қадир сода сарийи қатарлиқ тоққуз орун киргүзүлгән. Әмма қарар тизимликкә чүшкән рабийә қадир сода сарийи һәққидә айрим тохтилип "рабийә қадир сода сарийи еғир от апити йүз бериш хәвпи сақлиниватқан орун тизимликигә чүшүп келиватқанлиқиға үч йил болғанлиқи үчүн нөвәттә үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш идариси " ишлитиштин тохтитиш" буйруқи чүшүрүп һәмдә буни бир тәрәп қилиш илтимасини үрүмчи шәһәрлик һөкүмәткә йоллиди" дейилгән.

Мәзкур хәвәр уйғурлар арисида ғулғула һәмдә наразилиқларниң мәйданға чиқишиға сәвәб болмақта, шундақла улар әгәр рабийә қадир сода сарийи хитай даирилири тәрипидин тақилип қалса бу сода сарай арқилиқ җан беқиватқан миңларчә уйғурларниң қандақ тәқдиргә дуч келидиғанлиқидин әндишә қилмақта.

Хитай даирилириниң җаваби

Бу сәвәбтин биз от өчүрүш идарисиниң қара тизимликигә чүшкән рабийә қадир сода сарийиға қандақ тәдбир елинидиғанлиқи һәққидә аңлиғучилиримизни йәниму тәпсили мәлуматларға игә қилиш мәқситидә үрүмчидики мунасивәтлик даириләргә һәм кишиләргә телефон қилдуқ.

Алди билән қара тизимликни елан қилған үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш идарисигә телефон қилип рабийә қадир сода сарийиниң немә сәвәбтин қара тизимликкә киргүзүлгәнликини соридуқ. Бир хадим бизниң әркин асия радиосидин телефон қиливатқанлиқимизни билгәндин кейин, "рабийә қадир сода сарийида от кетиш хәвпи мәсилилири сақлиниватқанлиқиға үч -төт йиллар болди, шуңа қарар тизимликкә киргүзүлди. Қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи һәққидә силәргә униңдин артуқ җаваб берәлмәймән" деди.

Биз йәнә үрүмчи шәһәрлик тәңритағ районлуқ җамаәт хәвпсизлик идарисигә телефон қилип рабийә қадир сода сарийиниң тақилип қелиш еһтималлиқи бар йоқлиқини соридуқ, әмма телефонни алған хитай сақчи наһайити қопаллиқ билән" җәмийәттики бу ялған гәпләргә ишәнмәңлар, уни тақайдиған гәп йоқ" деди. Йәрликләрниң инкаси

Рабийә қадир сода сарийиға йеқин җайдики бир дуканниң дукандариниң билдүрүшичә өт өчүрүш идариси қара тизимликни елан қилиштин бир қанчә күн илгирила мәһәллә комитетида йиғин ечип рабийә қадир сода сарийида мәсилә еғир дәп билдүргән икән.

Биз йәнә қара тизимлик елан қилинип һазирғичә һөкүмәтниң рабийә қадир сода сарийиға қандақ тәдбир алидиғанлиқи һәққидә оқтуруш қилған қилмиғанлиқи һәққидә ениқрақ мәлумат елиш үчүн,рабийә қадирханимниң үрүмчидики қизи рошәнгүлгә бивастә телефон қилдуқ. Рошәнгүл солаллиримизға җаваб берип, һазирчә сода сарийиниң тақилиши һәққидә техи ениқ мәлумат алмиғанлиқини, әгәр от өчүрүш әслиһәлири йилниң ахириғичә яхшиланмиса шундақ қилиниши мумкинликини ейтти. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.