Вәтәндин хәт: "рабийә қадир бизниң вәкилимиз һәм йолбашчимиз "
2008.03.24

Бу йил 13 - март күни хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни уйғур хәлқиниң вәкили әмәс, террорчиларниң вәкили дәп баянат бәргән иди. Мәзкур баянат вәтән ичидики уйғур зиялийлири арисидиму күчлүк ғулғула пәйда қилған. Буғда ата тәхәллуси билән радиомизға очуқ мәктуп йоллиған бир уйғур, чин гаңниң баянатини инкар қилип, вәтән ичидики хәлқниң рабийә қадир ханимни уйғур хәлқиниң вәкили дәп тонуйдиғанлиқини һәм рәһбири дәп билидиғанлиқини билдүргән.
" Чин гаңниң баянати җоңгу һөкүмитигә вәкиллик қилиду"
Очуқ мәктупни бир гуруппа достлири бирликтә язғанлиқини билдүргән буғда ата сөзини мундақ башлиған : " чин гаң қайси бир уйғурниң райини синап беқипту, у қайсибир уйғурниң дәрдини аңлап беқипту, у уйғур дияриниң қайси бир парчисини көрүп беқипту? - аптор, мәктубини мундақ давамлаштурған, - уйғур хәлқиниң вәкилини бейҗиңда туруп көргили болмайду, техиму тоғриси, уйғурниң вәкилини бейҗиң көрсәтмәслики керәк, уйғур хәлқи көрситиши керәк."
Буғда ата очуқ мәктубида, бүгүн уйғур җәмийитиниң барлиқ сорунлирида, йәни той - төкүнләрдә, нәзир - чирақларда, ресторанларда, ишханиларда, йәни уйғурлар җәм болғанла йәрдә, рабийә қадир ханим һәққидә гәп болидиғанлиқи, униң миллити үчүн қилған вә қиливатқан хизмитигә апирин оқуйдиғанлиқини билдүргәндин кейин, мундақ язған: " рабийә қадир ханим, уйғурларниң мәнпәәти үчүн, иқтисадий җәһәттики милйонерлиқ орнидин ваз кәчти, һоқуқидин ваз кәчти, бейҗиңда ечилған йиғинларда, хәтәргә пәрва қилмай, уйғурларниң дәрдини ашкара оттуриға қойди, һөкүмәтни ашкара тәнқид қилди. Өзи 6 йил түрмидә ятти, йүрәк париси болған икки оғли түрмидә йетиватиду. Уйғур хәлқи өзи үчүн бәдәл төләватқанлар билән өзини сетип хәҗләватқанларни пәрқләндүрәләйду. Чин гаңниң баянати пәқәт җуңго һөкүмитигә вәкиллик қилиду, уйғур хәлқиғә вәкиллик қилалмайду. "
" Рабийә қадир баш әгмиди"
Буғда ата очуқ мәктубида йәнә, рабийә қадир ханимниң бултур америка президенти җорҗ буш билән көрүшкининиң, дәсләп үрүмчидә коча хәвири болуп тарқалғанлиқини, арқидин шинҗаң қанунчилиқ гезитигә бесилғанлиқини, бу хәвәрниң уйғур җәмийитидә күчлүк һаяҗан пәйда қилғанлиқини, адәттә 1 йүәндин сетилип болалмайдиған мәзкур гезитниң шу күни дөңкөврүктә баһасиниң 20 йүәнгә чиққанлиқини билдүргән вә " мана бу әһвал уйғур хәлқиниң нөвәттики сиясий сәзгүрликини, рабийә қадир ханимға болған һөрмәт вә униңдин күтидиған үмидини әкс әттуриду дәп язған .
Илгири хитай өлкилиридә яшаватқан бир уйғур радиомизға қиззиқ линийә арқилиқ телефон ечип, рабийә қадир ханим һәққидә мунуларни баян қилған иди: "11 балиси бар бир ханим бүгүн уйғурни дуняға тонутиватиду. Әрләр қилалмиған ишларни қиливатиду. Рабийә қадир икки балисини түрмигә соливалсиму баш әгмиди, униң җасаритигә мән қайил" . У йәнә, нөвәттә хитай тәрәп уйғурларниң вәкили дәп көтүрүп чиққан нур бәкри қатарлиқ кишиләр һәққидә мундақ дегән иди: " улар йоған адәмләр әмәс, җан бақар адәмләр. Шуларниң касапитидин миллитимиз мушу күнгә қеливатиду"
Радиомизға буғда ата намида йәткүзүлгән очуқ мәктуп мундақ ахирлашқан: " уйғур хәлқи бүгүн өзиниң вәкиллирини, рәһбирини сайлаш һоқуқидинла әмәс, уни тилға елиш һоқуқидинму мәһрум яшаватиду. Шуңа биз бу мәктупни йезиватқан бир гуруппа уйғур зиялийлири мәктубимизни имзасиз йезишқа мәҗбур болдуқ. Биз дуняға шуни билдүрмәкчимизки: рабийә қадир ханим, уйғур хәлқиниң күрәшлиридә тавланған, синақлиридин өткән; намиға, шан - шәрипигә шәк кәлтүрәлмәс миллий рәһбиримиздур." ( Шөһрәт һошур)
Мунасивәтлик мақалилар
- Торонтода тибәтликләрни қоллаш намайиши өткүзүлди
- Ваң лишоң: намайиш қиливатқанлардин сүкүттә туруватқанларниң ғәзипи күчлүк
- Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта
- Хитай һөкүмити тибәттә елип бериливатқан намайишта далай ламаниң әйиблик икәнликини билдүрди
- Бир түркүм хитай демокиратчилириниң тибәттики тоқунушларға қарита инкаси
- Лхасада тибәтләрниң намайиши бастурулғандин кейинки йеңи мулаһизиләр
- "Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"
- Қирғизистандики уйғурлар хитайни әмәс, рабийә қадирни һимайә қилиду
- 14 - Март лхаса тоқунуши вә уйғурларниң инкаслири
- Хитай һөкүмити уйғур юртлирида йүз күнлүк 'сериққа зәрбә бериш һәрикити' ни башлиди
- Тибәттики намайиш тоқунушқа айланди
- Хитай сақчи даирилири уйғур қизниң мәқсити айропиланни партлитиш, дәп елан қилди