Норвегийидә рабийә қадир ханим вә уйғурларниң кишлик һоқуқ әһвали асаси тема қилинған балилар рәсимлири топлими нәшир қилинди


2006.09.26
rabiye-norway-200.jpg

Норвегийә рафо фонди җәмийити бу йил 11-айда норвегийиниң бергин шәһридә өткүзилидиған фонди җәмийити қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирисигә беғишлап "бу дуня һәм гүзәл һәм нәпрәтлик" намлиқ балилар рәсимлири топлими нәширгә тәйярлиған. Бу топламға башланғуч мәктәпниң 5 - вә 6-синиплиридики 11-12 яшлиқ өсмүр балилар сизған 53 парчә рәсим киргүзүлгән болуп, рабийә қадир ханимниң кәчүрмишлири вә уйғурларниң нөвәттики кишлик һоқуқ вәзийити рәсимләр үчүн асаси тема қилинған.

Рафто фонди җәмийити уйғур дәмократийә вә кишлик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни бу китабқа кириш сөз йезип беришкә тәклип қилған болуп, бу кириш соз норвегийичә, инглизчә вә уйғурчә уч хил тилда бесилидикән.

Биз бу китабниң рабийә қадир ханим вә уйғурларниң кишлик һоқуқ мәсилиси билән қанчилик мунасивити барлиқини тәпсилирәк билип беқиш үчүн, рафто фонди җәмийитидин бу китабни нәширгә тәйярлашқа мәсул болған Thomas Bryde әпәндини зиярәт қилдуқ. У мундақ деди:

"2004 –Йиллиқ рафто кишлик һоқуқ мукапати рабийә қадирға берилди, биз рабийә қадирни вә уйғурларниң мәсилисини техиму көпрәк кишиләргә билдүрүш үчүн һәр түрлүк хизмәтләрни ишләштуқ, шу хизмәтләрдин бири сүпитидә 2005-йили әтиязда бергиндики бир башланғуч мәктәпниң 5- 6 –синиплиридики оқуғучиларни рабийә қадирниң кәчүрмишлири вә уйғурларниң әһвали билән тәпсили тонушуп чиқиш һәмдә бу асаста кишлик һоқуқ мәсилилири вә кишлик һоқуқниң бузулуш һаллири асаси тема қилған рәсимләрни ишләп чиқишқа уюштурған идуқ. Дәсләп оқуғучи вә оқутқучиларға рабийә қадирниң һаят кәчүрмишлири дәрс қилип өтүлди, оқуғучилар уйғурларға вә уйғурларниң бугүнки әһвалиға барғансери интайин қизиқип кәтти, бәзидә бу һәқтә қизғин бәс-муназириләрму елип барди. Бу җәрянда балилар кишлик һоқуқниң һәр бир инсан үчүн немиләрдин дерәк беридиғанлиқини вә буниң күндилик инсан һаятидики ипадилирини балиларға хас тәпәккури билән тонуп йәтти вә шу асаста бу рәсимләрни сизип чиқти".

Thomas Әпәндиниң ейтип беришичә, балиларниң бу әмгики 2005 – йили баһар пәсли башлинип шу йили өктәбирдә ахирлашқан. 2005 – Йили 10 – айниң 15 –күни рабийә қадир ханимниң бергингә қилған зияритигә үлгүртүп, рәсимләрниң көргәзмиси уюштурулған вә рабийә қадир ханим көргәзминиң ечилиш лентисини оз қоли билән кәскән. Бу интайин һаяҗанлиқ вә тәсирлик бир учришиш болуп, оқуғучилар өзлири көрүшкә тәқәзза болған қәлбидики қәһриман ана – рабийә қадир ханимни көрүп наһайти хошал болушқан вә һаяҗанға чөмгән. Бу учришиштин рабийә қадир ханимму қаттиқ тәсирләнгән болуп, бу қетим китабқа йезип бәргән кириш сөзидә шу қетимқи учришиш һәққидә мунуларни ейтқан:

"Норвегийиниң бәргин шәһридә кичик достлар билән көрүшкәндә, уларниң сизған рәсимлирини көргәндә, бир тәрәптин сөйүндүм, хушаллиқим ич-ичимгә патмай қалди, норвегийә хәлқи, норвегийә һөкүмити кәлгүсиниң кишлик һоқуқ җәңчилирини кичикидин башлап тәрбийиләйдикән, дәп ойлидим, йәнә бир тәрәптин бу әркин дөләттики бәхтияр балиларни көрүп вәтинимдики намрат, оқушсиз қалған балилар, хитайниң ичкири өлкилиригә елип кетилип сетиливатқан бичарә балилар көз алдимға келивелип, мәни йиға тутуп кәтти. "

"Бу дуня һәм гүзәл һәм нәпрәтлик" дегән бу китабқа киргүзүлгән рәсимләргә "әркинлик", "адаләтсизлик", "у наһәқ җазаға тартилди", "қийин – қистаққа елинған адәм", "сәвәбсиз түрмигә елиниш", "қуллар базири", "уруш керәк әмәс!", дегәнгә охшаш мавзулар қоюлған болуп бу мавзулар һәм норвегийичә вә инглизчә билән биргә уйғурчә тәрҗимә қилинип нәширгә тәйярланған.

Биз Thomas әпәндидин китабниң кириш соз вә рәсим мавзулирини нимә мәқсәттә уйғурчиму нәшир қилмақчи болғанлиғини сориғинимизда у чүшәндүрүп мундақ деди:

"Бундақ қилиштин мәқситимиз бирси бу китабниң рабийә қадир вә уйғурлар билән нәқәдәр зич бағлиниши барлиқини көрситиш, йәнә бир тәрәптин кишиләрниң уйғурларниң тил – йезиқиға болған қизишини қозғаш арқилиқ ахирқи һесабта уларниң уйғурларни техиму чоңқуррақ чүшинишигә түрткә болуш, буниңдин башқа, норвегийә вә башқа дөләтләрдики уйғурларниңму бу китабтин яхши бәһирлинишини көздә тутуп инглизчә вә норвегийичә билән бир қатарда уйғурчиму тәйярлидуқ.

Бу китабниң тарқитилиш мурасими вә бу йил 11-айниң бешида, бергиндә өткүзилидиған рафто фонди җәмийитиниң 20 йиллиқ хатириси вә бу йиллиқ рафто мукапатиниң тарқитилиш мурасими мәзгилидә өткүзилидиған болуп, рабийә қадир ханим әзиз меһман сүпитидә бу паалийәтләргә қатнишиш үчүн норвегийигә келидикән вә мәзкур китабниң тарқитилиш мурасимида лента кесидикән. (Абдусәмәт)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.