Рабийә қадир ханим швейтсарийидики паалийитини башлиди
2005.10.18
Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим норвигийидики паалийитини ахирлаштуруп 18-өктәбир күни явропа зияритиниң бәшинчи бекити болған швейтсарийигә йетип келип, паалийәтлирини башлиди. Рабийә қадир ханим бу йәрдә швейтсарийә ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар билән соһбәт елип барған. У сөһбитидә өзиниң үрүмчидики аилиси, пиланлиқ туғут мәсилиси, сиясий мәһбус мәсилиси вә хәлқарадики уйғур көчмәнлирини мәсилиси қатарлиқ җәһәтләрдики мәсилиләрни оттуриға қойған.
Рабийә қадир ханим йәнә явропа иттипақи парламентиниң хитай ишлириға мәсул даирилири билән телефон сөһбити елип барған болуп, рабийә қадир ханимниң ейтишичә явропа иттипақи вәкиллири шәрқий түркистанған тәкшүрүш үчүн баридикән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни мухбиримиз әркинниң швейтсарийидин бәргән хәвиридин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим норвигийиниң осло шәһиридики паалийәтлири һәққидә тохталди
- Норвигийидики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвелиш паалийити уюштурди
- Рабийә қадир ханим норвигийидики паалийитини башлиди
- Рабийә қадир ханим шветсийидики паалийити һәққидә тохталди
- Рабийә қадир ханим шветсийидики зияритини башлиди
- Шветсийидики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвалди