Рабийә қадир ханим җәнвәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирилири билән көрүшти


2005.10.19

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим чаршәнбә күни швейтсарийиниң җәнвә шәһиридә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән уйғурларниң кишилик һоқуқи вә башқа мәсилиләр җәһәттә сөһбәтләшти.

Сөһбәткә мухбирлар қатнаштурлмиған болуп, рабийә қадир ханим бу һәқтики сөһбәт һәққидә тохтилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң уйғурлар үчүн ишикини ачқанлиқидин интайин мәмнун болғанлиқи ейтти вә сөһбәт һәққидә тохталди.

Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әркинниң швейтсарийидин бәргән хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.