Шветсийидики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвалди
2005.10.11
11 – Өктәбир күни шветсийиниң пайтәхти стокголм айродромида йүзлигән уйғурлар қоллириға ай юлтузлуқ көк байрақни көтүрүшүп, шветсийигә зиярәткә барған кишили һоқуқ вә демократийә һәрикити йетәкчиси рабийә қадирни қарши елишти. Рабийә қадир ханим айродромда қериндашлирини бағриға басти вә нутуқ сөзлиди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia