Рабийә ханимниң яврупа сәпири түрк мәтбуатлирида


2005.10.10

Түркийә мәтбуатлирида атақлиқ инсан һәқлири паалийәтчиси, уйғур хәлқиниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниң явропаға қилған сәпиригә кәң-көләмдә йәр берилди.

Түркийә дөләт телевизийиси вә шәхсий телевизийиләрдин башқа нуқтилиқ гезитләрдин бири болған вақит гезитиму бу һәқтә хәвәр бәрди. Гезиттики мақалида рабийә қадирниң яврупа зияритидин башқа, уйғурларниң тарихи вә бүгүнки әһвали һәққидиму әтраплиқ мәлумат берилгән.

Рабийә қадир ханимниң бу қетимқи зияритиниң уйғур давасидики әһмийити һәққидә көз қаришини елиш үчүн, ихтияри мухбиримиз әркин тарим шәрқи түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк вә уйғур истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип барди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.