Рабийә қадир ханим түркийә мәтбуатида
2006.03.20

Түркийидики қоч университетиниң профессори темур хоҗаоғли йеқинда америкиға келип йиғинға қатнишиши җәрянида, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим билән сөһбәтләшкән иди.
Түркийидики нопузлуқ гезитләрдин бири болған "сабаһ" гезитиниң 19-марттики саниниң мәхсус бир бетидә, профессор темур хоҗаоғлиниң рабийә қадир билән елип барған зияритигә асаслинип тәйярланған "мән бу йил нобел мукапати елишни үмид қилимән" дегән мавзу астида елан қилинған.
Рабийә қадир ханим өткән йили 3-айда түрмидин қоюветилгәндин кейин түрк мәтбуатлирида бу һәқтә хәвәр чиққан болсиму, бундақ әтраплиқ мақалә техи елан қилинмиған иди.
Мәзкур мақалидә рабийә қадир ханимниң "мениң бу йил нобел мукапатини елиш арзуюм бар, бу мукапатниң маңа берилиши шәрқий түркистанда яшаватқан, инсандәк яшаш һоқуқлири қолидин тартивелинған милйонларчә инсанға ишәнч беғишлайду" дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән вә рабийә қадир ханимниң түркийигә болған қариши вә у йәргә бериш арзуси һәққидики сөзлиригә йәр берилгән.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
- Америкидики уйғурлар норуз байрими өткүзди
- Рабийә қадир ханимниң уйғур мәдәнийәт күни һәққидики көз қарашлири
- Америка дөләт мәҗлисидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди
- Тилшунас темур хоҗаоғли уйғур тилини қандақ сақлап қелиш һәққидә тохталди
- Уйғур елидики кишилик һоқуқ вә сиясий мәһбуслар һәққидә рабийә қадир ханим билән сөһбәт