Рабийә қадир ханим қатнаш вәқәсигә учрап яриланди


2006.01.11
rabiya-sidiq-200.jpg
Рабийә қадир ханим америкиға кәлгән күни йолдиши сидиқ һаҗи билән. Рабийә қадир ханим 2005-йили 17-март күни хитай түрмисидин азад болуп америкиға кәлгән иди.

Америка һөкүмитиниң бесими билән хитай түрмисидин қоюп берилгән уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, йеқинда америкиниң вирҗинийә штатидики өйи әтрапида қатнаш вәқәсигә учрап яриланди.

Сирлиқ қатнаш һадисиси

Вәқә 1 - айниң 5- күни шу йәрниң вақти билән кәч саәт 7:00 ләр әтрапида йүз бәргән. Вәқә йүз бәргәндә у катипи билән биргә вашингтондики ишханисидин өйигә қайтип келивататти. Вәқәдә рабийә қадир ханим яриланған болсиму, әмма саламәт һаят қалди. Униң катипи йеник дәриҗидә яриланған. Сақчи тәрәпниң доклатида көрситилишичә, вәқә бир минибусниң рабийә қадир ханимлар келиватқан йолға қарши тәрәптин үсүп кирип соқуветиши нәтиҗисидә келип чиққан болуп, вәқәдин кейин минибусниң шопури қечип кәткән. Сақчилар вәқә туғдурған шопурни давамлиқ издимәктә.

Рабийә қадир ханимниң йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәнди вәқәни "сирлиқ бир қатнаш һадисиси, дәп атиди. Сидиқ һаҗиниң әскәртишичә, рабийә қадир ханим һазир даваланмақта. Сидиқ һаҗи "рабийә қадирниң саламәтлики аста - аста әслигә кәлмәктә" дәйду. Әмма у рабийә қадирниң саламәтлик әһвали һәққидә тәпсили учурлар билән тәминләшни рәт қилди.

Уйғур һәрикитидики символлуқ шәхс

Рабийә қадир ханим өткән йили 3 - айниң 17 - күни хитай түрмисидин қоюп берилип америкиға кәлгәндин бери, уйғур кишилик һоқуқи вә миллий давасиниң хәлқаралишишини илгири сүрүш йолида актип паалийәтләр елип бармақта иди. У,хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитини қуруп, вашингтонда ишхана тәсис қилған. Өткән йили 10 - айда явропадики 7 дөләткә уйғурлар мәсилисини тонуштуруш бойичә зиярәт сәпири елип барған иди. У америкиға кәлгәндин буян, қисқа вақит ичидә уйғур һәрикитидики символлуқ шәхскә айланди.

Бу рабийә қадир ханимниң һаятида һазирғичә бу хил тасадипий вәқәләргә 4 - қетим учрап саламәт қутулуши болуп һесаблиниду. Сақчи тәрәпниң доклат қилишичә, қатнаш вәқәси садир қилған минибус оғриланған машина болуп, вәқә йүз бәргән шу күни сақчилар минибусниң әсли игиси вә униң шерикини тепип сорақ қилди. Әмма улар сақчилар тәрипидин сорақ қилинғичә машинисиниң оғриланғанлиқини билмәйдикән.

Вәқәдин һаят қелишниң өзи бир мөҗизә

Сақчилар вәқәгә бир қатнаш һадисиси нуқтисидин муамилә қилсиму, әмма " һәр хил еһтималлиқлар" ниң мәвҗутлуқини чәткә қақмаслиқимиз мумкин, дәп тәкитлигән.

Вәқәниң йүз бериш җәряни тоғрисида рабийә қадир ханимниң катипи сүрәййә мухбиримизниң соаллириға җавап берип, вәқәниң 5-январ күни йүз бәргәнликини, қарши тәрәпниң рабийә қадир ханим олтурған машинини икки қетим соққанлиқи һәққидә ейтти.

Сүрәййә ханим "вәқәдин һаят қелишниң өзи бир мөҗизә" дәйду. Униң әскәртишичә, қатнаш вәқәсиниң йүз бериш дәриҗиси еғир болуп, машина пүтүнләй вәйран болған.

Сидиқ һаҗи рози бу вәқә, рабийә қадир ханимниң буниңдин кейин елип баридиған паалийәтлиригә тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини билдүрди. У, делониң тәпсилати вә сақчи тәрәпниң вәқә тоғрисидики мәйдани һәққидә илгириләп тохтилишни халимиған болсиму, әмма буниңдин кейин рабийә қадирниң бихәтәрликини күчәйтип, һушяр болушимизға тоғра келиду, деди.

Вәқә йүз бәргәндин кейин мунасивәтлик кишиләр әһвални ақ сарай, америка ташқи ишлар министирлиқи вә америка федерал тәкшүрүш идариси қатарлиқ орунларға мәлум қилған. Һазирғичә америка һөкүмәт даирилиридин вәқә тоғрисида һечқандақ инкас кәлмиди. Игилишимизчә мунасивәтлик орунлар сақчи тәрәпниң ахирқи доклатини күтүшкә тоғра келидиғанлиқини билдүргән.

Хитай даирилири рабийә ханимни қарилап кәлгән

Бу вәқә хитай даирилириниң 2006 - йили" миллий бөлгүнчиләр " гә қарши күрәш интайин кәскин елип берилидиғанлиқини җакарлап узун өтмигән бир чағда йүз бәрди.

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида шәрқий түркистан күчлири, сиясий көз қариши охшимайдиған уйғурлар вә диний өктичиләрни " террорчи, миллий бөлгүнчи вә диний әсәбийләр" дәп бастурмақта. Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди өткән йилниң ахири елан қилған йеңи йил тәбрикнамисида 2006 - йили " мәмликәт ичи вә сиртидики миллий бөлгүнчиләргә қарши күрәш интайин кәскин елип берилиду " дәп җакарлиған.

Буниңдин илгири өткән йили 9 - айда аптоном районниң партком секретари ваң лечүән, рабийә қадирханимни "террорчилар" вә "миллий бөлгүнчиләр" билән тил бириктүрди дәп тәнқид қилған. У, рабийә қадирни " уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә бузғунчилиқ қилишни пиланлимақта " дәп әйиблигән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси 12 - айда америкини " рабийә қадирға сиясий сәһнә һазирлап бәрмәктә " дәп тәнқидлигән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.