Рабийә ханим америкидики тәйвәнликләрниң язлиқ йиғиниға қатнашти

AFP Photo
Йиғин тексасниң аустин шәһиридики бир алий меһманханида ечилған. Йиғинда рабийә ханим һәққидә ишләнгән муһәббәтниң 10 шәрти намлиқ филим қоюлғандин башқа, рабийә ханим уйғур миллий һәрикити вә уйғур вәзийити һәққидә сөз қилған.
Йиғин риясәтчилиридин лин малин ханим, рабийә ханимниң сөзлиридин алған тәсиратини мундақ баян қилиду: "биз бурун уйғур вә шинҗаң дегән намнила биләттуқ; муһәббәтниң 10 шәрти намлиқ филимни, бултурқи 5 - июл вәқәсини вә бу қетимқи рабийә ханимниң нутиқини аңлиғандин кейин, уйғурларниң һәқиқий әһвалини әтраплиқ чүшәндуқ. Уйғурлар тәйвәнликләр билән көп җәһәтләрдә тәқдирдаш икән."
Лин малин ханим, тәйвәнниң мустәқиллиқини арзу қилидиған һәм униң үчүн күрәш қиливатқан паалийәтчиләрдин бири. У бу һәқтә мундақ дәйду: "шәрқи түркистанни хитай компартийиси ишғал қилди, тәйвәнни гоминдаң ишғал қилди. Пәрқимиз силәрни бесип кирип ишғал қилди, бизни қечип келип ишғал қилди. Компартийә уйғурларни җуңхуа аилисиниң бирқисми дегинидәк, гоминдаңму, тәйвәнни җуңго җумһурийити дәп атиди. Силәрниң миллий кимликиңлар тәһдиткә учриғандәк, бизниң тәйвән кимликимизму инкар қилиниватиду."
Лин малин ханимниң билдүрүшичә, тәйвән хәлқиму гоминдаң тәрипидин ишғал қилинғандин кейин, җим ятмиған, тохтавсиз күрәш қилған вә бәдәл төлигән; ахирида дәсләпки нәтиҗигә йәни демократик һәқлиригә җүмлидин сайлам һоқуқиға еришкән. Әмма бу тәйвән хәлқиниң ахирқи пәллиси әмәс.
Лин малин ханим сөзидә, рабийә ханимни йиғинға тәклип қилиш мәқсити һәққидә тохтилип, уйғурларниң күрәш роһидин өгиниш вә хитай хәлқ җумһурийитиниң зораванлиқиға қарши ортақ һәрикәт шәкилләндүрүш вә рабийә ханимниң роһидин илһам елиш дәп чүшәндүрди.
Лин малин ханим йәнә, йиғинға 200 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқини, рабийә ханимниң нутқидин барлиқ йиғин қатнашқучилириниң қаттиқ һаяҗанланғанлиқини билдүрүп, рабийә ханимға йәнә бир рәт миннәтдарлиқ билдүрди.
Мәлум болушичә, рабийә ханимниң нутқидин тәсирләнгән тәйвәнликләр, уйғур миллий һәрикитини йеқиндин қоллайдиғанлиқини билдүргән вә дуня уйғур қурултийиниң йеқинда өткүзүлидиған паалийити үчүн ярдәм қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.