Японийидә, хитай вә шаңхәй гуруһидики дөләтләргә уйғурлар тоғрисида хәт йезиш һәрикити қозғалди


2007.11.12

Rabiye-Yapon111107-200.jpg
2007 - Йили 11 - ноябир, йәкшәнбә, рабийә қадир ханим японийә зияритиниң 2 - бекитидә, деңиз саһилидики бу тимтас базарниң пуқралириға нутуқ созләп, уйғур мәдәнийити вә миллий кимликиниң җиддий тәһдиткә дуч келиватқанлиқини вә танабә хәлқиниң японийә парламенти һәм һөкүмитигә хәт йезип, уйғур мәсилисидә хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә ярдәм қилишини сориди. RFA Photo / Erkin

Танабә, японийиниң җәнуб тәрипигә тоғра келидиған вакаяма өлкисигә тәвә кичик бир базарниң исми болуп, бу базарға қошна җайдики нәнкишириһама деңиз саһили японийиниң йирик саяһәт мәнзилгаһлириниң биридур.

Рабийә қадир ханим японийә зияритиниң 2 - бекитидә йәкшәнбә күни деңиз саһилидики бу тимтас базарниң пуқралириға нутуқ созләп, уйғур мәдәнийити вә миллий кимликиниң җиддий тәһдиткә дуч келиватқанлиқини вә танабә хәлқиниң японийә парламенти һәм һөкүмитигә хәт йезип, уйғур мәсилисидә хитай һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилишни оттуриға қойди.

" Уйғур хәлқи силәргә һәммә нәрсисини бәрди, силәр зади қандақ муқимлиққа муһтаҗ"

Өзиниң уйғур миллити дуч келиватқан кризис алдида пүтүн имтиязлиридин ваз кечишкә мәҗбур болғанлиқини тәкитлигән рабийә ханим, 1997 ‏- йили 2 - айда юз бәргән ғулҗа вәқәси сәвир - тақәтниң тошушиға сәвәбчи болғанлиқини әскәртип, " мән бейҗиңда уларға уйғур хәлқи силәргә һәммә нәрсисини бәрди, лекин силәр зади қандақ муқимлиққа муһтаҗ, дәп соридим " деди.

RabiyeYapon111107-200.jpg
2007 - Йили 11 - ноябир, йәкшәнбә, рабийә қадир ханим японийә зияритиниң 2 - бекитидә, деңиз саһилидики бу тимтас базарниң пуқралириға нутуқ сөзлиди. Сәһнидә, рабийә ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә шөбисиниң хадимлири билән биргә.

Рабийә қадир ханим йәнә, хитай даирилириниң 1949 - йили шәрқий түркистанға киргәндә уйғур мәдәнийити, тили вә диний етиқадиға чеқилмайдиғанлиқини, уйғурларниң өз - өзини идарә қилиш, тәбиий байлиқини өзи ишлитишигә йол қойидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, лекин аз кәм 60 йил мабәйнидә уйғурларниң " иқтисади, диний - етиқади, роһи һалити,маарипи,мәдәнийитини битчит қилип, өз тарихи вә өз ана тилини үгүниш, туғут вә көпийиш әркинликини чәклиди. Уйғур деһқанлирини қақас йәрләргә һәйдәп, уларни һашарға тутти, хитай көчмәнлирини болса мунбәт йәрләргә игә қилди " дәп көрсәтти. У нутуқида, 11 - сентәбир вәқәсиниң уйғурларға көрсәткән тәсири һәққидә тохтилип, "хитай бу вәқәни охшимиған пикирдики уйғур язғучи, сәнәтчи, диний зат, зиялийлар вә адди пуқраларни " террорчи"дәп йоқитишниң яхши пурсити қиливалди" дәйду.

Улар"уйғур болуп қелишниң бәдилини өтәватқан кишиләр"

Рабийә ханим, танабә пуқралириниң гүәнтанамодики уйғур тутқунлар һәққидики суаллириға җаваб бәргәндә, уларниң америка һөкүмити тәрипидин "террорчи әмәс " дәп ақланғанлиқини һәмдә 17 киши 3 - бир дөләтниң қобул қилишини күтүватқанлиқини әскәртип, улар"уйғур болуп қелишниң бәдилини өтәватқан кишиләр" дәп көрсәтти. Лекин у, бу нөвәтлик японийә сәпиридә, әгәр японийә парламенти вә һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшсә, уларни японийигә қобул қилиш илтимасида болмайдиғанлиқини билдүрди. Бу танабәдики япон пуқралириниң уйғурлар тоғрисида биринчи қетим доклат аңлиши болуп, тиңшиғучиларниң коп қисими уйғурларни биринчи қетим аңлаватқан кишиләрдур.

Рабийә ханимниң доклати уларни чоңқур һаяҗанландурди дейишкә болатти. "Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши немә үчүн зөрүр болуп қалди ? " дегән мәсилә улар җавабини елишқа қизиқидиған суалларниң бири болуп қалди. (Тиңшиғучи) йиғинда өзиниң наһайити һаяҗанланғанлиқини ипадилигән бир тиңшиғучи, "сиз өз хәлқиңиз учун наһайити нурғун нәрсиләрни қурбан қилипсиз. Сизгә һөрмитимни ипадилимәкчи. Мән бурун тибәтләр тоғрисида нурғун нәрсиләрни аңлиған, лекин бүгүн силәр тоғрисида нурғун нәрсиләрни биливалдим" деди. Рабийә қадирниң танабә'дики паалийәт күнтәртипини орунлаштуруш ишиға японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң танабә'дики шөбә ишханиси мәсул болди. Танабә'дики ишханиниң мәсули матсушита сәиҗи әпәндим бүгүнки доклат тоғрисида мухбиримизға мундақ дәйду: (матсушита) " япон хәлқиниң уйғурлар тоғрисидики чүшәнчиси анчә чоңқур әмәс. Бүгүнки доклатни уйғурниң әһвалини чүшиништики муһим бир қәдәм, дәп қараймән."

Нөвәттә японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә танабәдики шөбә ишханиси, хитай һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики оттура асия әллиригә вә пакистан һөкүмитигә хәт йезип,уйғурларни бастуруш вә уйғур мусапирларни хитайға өткүзүп беришни тохтитишни тәләп қилиш үчүн имза топлаш паалийити қанат яйдуруватиду. Матсушита әпәнди мухбиримизға бу паалийәт тоғрисида тохталди. (Матсушита) рабийә ханимниң танабәдики нутуқи японийилик тиңшиғучиларға сөзлигән биринчи нутуқи әмәс. У, буниңдин бир кун бурун токйодики бир залда һәр саһәдики 300 дәк японийилик тиңшиғучиға доклат берип, хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан диний вә маарип сияситини әйиблигән иди.

" Қош тиллиқ маарип сиясити, уйғурларни ассимилятсийә қилиш һәрикитиниң бир қисими"

Шу күнки нутуқида хитай даирилириниң " қош тиллиқ маарип сиясити уйғурларни ассимилятсийә қилиш һәрикитиниң бир қисими" дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир ханим, "ичкиридики 'шинҗаң' синиплириниң роли уйғур пәрзәнтлириниң каллисини ююшни мәқсәт қиливатиду. Хитайниң маарип сиясити уйғур миллий маарипини вәйран қилип, уйғур оқутқучилар қошунини ишсиз қойди. Хитайниң ассимилятсийә қилиш нийити болмиса, немә үчүн нарисидә балиларни ата - ана тәрбийисигә еһтияҗ болидиған мәзгилидә ата - анисиниң қойнидин юлуп елип ичкиригә апириду ?"дәп сориди. Униң әскәртишичә, мәктәп йешидики уйғур балилириниң намаз оқуш, роза тутуш һәмдә диний ибадәт билән шуғуллинишини чәкләшниң өзи ассимилятсийә пилани учун хизмәт қилмақтикән.

японийидә оқуватқан моңғул қизи һаси рабийә ханимниң доклатини аңлиған тиңшиғучиларниң бири болуп, у өз тәсиратини мундақ баян қилди. ( Һаси) " мән бүгүн рабийәниң нутуқини аңлап наһайити тәсирләндим һәмдә наһайити азапландим. Чүнки униң дегәнлири шинҗаңдила йүз бәргән вәқәләр болуп қалмай, бу йәнә ички моңғулдиму юз бәргән вә биз өз көзимиз билән көргән һәм аңлиған вәқәләрдур. Шуңа мән уни башқиларға қариғанда техиму чоңқур һес қилалидим. Биз бир адәм болуш сүпитимиз билән башқиларға охшаш имтияз вә һоқуқлардин бәһриман болуш һәққимиз бар дәп қараймән."

японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң, бихәтәрлик сәвәблирини көздә тутуп, рабийә ханимниң паалийитини наһайити еһтият билән орунлаштурғанлиқини көрүвелиш мумкин. Рабийә ханим, токйода доклат бәргәндә йиғин залини японийә бихәтәрлик органлириниң 5 нәпәр хадими қоғдиди һәмдә рабийә ханим чүшкән меһманхана ятиқиниң телефони бихәтәрлик түпәйли үзүветилди. японийә кәчүрүм тәшкилатиниң рабийә ханимниң паалийитигә мәсул ханими мухбиримизға " японийидә хитай һәр нәрсигә қадир, шуңа наһайити еһтият қилишимиз керәк" деди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.