Рабийә қадир ханим японийиниң кобе шәһиридики гакуин университетида нутуқ сөзлиди


2007.11.16

Rabiye-YaponNutuq-1-200.jpg
2007 - Йили 10 - ноябир күнидики нутуқ мәйданидин бир көрүнүш. RFA Photo / Erkin

Кобе, японийиниң муһим сода мәркизи болупла қалмай, японийә игиликиниң муһим полат - томур санаәт мәркизи, бу шәһәр японийиниң кона пайтәхти кютоға тәхминән 80 километир келиду. Кобе, милади 3 ‏- яки 4 - әсирләрдә бина қилинған болсиму, лекин кобениң һәқиқий сода вә санаәт мәркизигә айлиниш мәзгили, мейҗи ислаһатидин кейинки дәвиргә аит вәқәдур. Уйғур һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң кобедики зияритини орунлаштурғучи киши - кобе гакуин университетиниң муавин профессори каҗитани кай әпәнди бизгә, "кобеда 1997 - йили юз бәргән йәр тәврәш вәқәсидә 6 миңдәк адәм өлди, лекин шәһәр қурулуши мушу 10 йил җәрянида асасән әслигә келип болди"деди.

Рабийә ханим, немә үчүн уйғур давасини талливалди?

Кобе рабийә қадирниң японийә зияритиниң 4 - бекити. Бу шәһәрдә у пәйшәнбә күни гакуин университетиниң оқутқучи вә оқуғучилириға нутуқ сөзлимәкчи һәмдә бу униң японийә сәпиридә 3 ‏- қетим нутуқ сөзлиши иди.

Гакуин университети японийиниң оттура дәриҗилик университетлириниң бири болуп, муавин профессор кай америка беркелий мәктипидә оқуған, җуңго хәлқ университетида билим ашурған хитай иқтисади мәсилиләр мутәхәссиси. У, гакуин университетидики йиғинға риясәтчилик қилди.

Рабийә қадирниң японийидә давамлишиватқан бу зиярити японийиликләргә уйғур мәсилисини тонуштурушни мәқсәт қилған болуп, униң гакуин университетида сөзлигән нутуқи бу паалийәтниң бир қисими иди. Тиңшиғучиларниң көп қисими гакуин университетидики хитай вә хәлқара мәсилиләр, иқтисад, сиясий вә җәмийәт мәсилилири тәтқиқати билән шуғуллинидиған оқутқучи вә оқуғучилар болуп, рабийә қадир тиңшиғучиларға уйғурларни вә уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики сиясий, иҗтимаий вә инсаний мәсилиләрни тонуштуруп, өзиниң мәшһур карханичи вә хитай мәмликәтлик сиясий кеңишиниң вәкиллик орниға йүксәлгән болсиму, лекин немә учун уйғурларниң кишилик һоқуқ давасини талливалғанлиқини чүшәндүрди.

Rabiye-Yapon-Bixeter-2-200.jpg
Саһипхан рабийә ханимниң бихәтәрлигини қаттиқ қоғдиған. RFA Photo / Erkin

Қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди

Гакуин университетидики паалийәт наһайити әстайидил бихәтәрлик тәдбирлири астида елип берилди, дейишкә болатти. Чүнки мәктәп аманлиқ даирилири рабийә қадир ханимни меһманханидин йиғин залиға 4 сақчиниң һәмраһлиқида икки машинида елип барди.

Биз мәктәп қорасиға киргинимиздә дәрвазидин йиғин зали җайлашқан бинаниң каридорлиридики доқмушларға қәдәр сақчи орунлаштурғанлиқини көрдуқ. Лекин сақчилар бу қәдәр җиддий бихәтәрлик тәдбирлирини елиш сәвәбини "алаһидә орунлаштуруш әмәс, нормал хизмәт тәртипи " дәп чүшәндүрди.

Әһвалдин хәвәрдар кишиләр болса, бу намәлум кишиләрниң японийә кәчүрүм тәшкилатиға әвәткән намсиз тәһдит хети билән мунасивәтлик болуши мумкин, дәп көрсәтти.

Рабийә қадир ханим суалларға җаваб бәрди

Rabiye-Yapon-Nutuq-2-200.jpg
2007 - Йили 10 - ноябир күнидики нутуққа кәлгән японлуқлар рабийә ханимниң нутқиға иштирак қилмақта. RFA Photo / Erkin

Рабийә қадир ханимниң нутуқи алаһәзәл бир йерим саәт давам қилди вә йиғин ахирида у тиңшиғучиларниң суаллириға җаваб бәрди.

Өзиниң йеқинда уйғур елиниң җәнубидики районларға барғанлиқини тәкитлигән бир тиңшиғучи, нефит хизмити билән қәшқәрдә бир йезиға барса бу йәрдә пүтүнләй аяллар әмгәк қиливатқанлиқини, әрләрни учратмиғанлиқини әскәртип, бу йәрдики қәбриләргә ақ яғлиқларни бағлайдикән, бу немә мәнини билдүриду? " дәп сориди. Рабийә қадир болса буниңға өлгүчиниң гунаһини тиләш мәнисидә, дәп җаваб бәрди.

Йәнә бир тиңшиғучи өзиниң бурун 1997 - йили юз бәргән ғулҗа вәқәсидә уйғур яшлири сақчиларниң қоралини булиғанлиқи үчүн, сақчилар оқ чиқарған, дәп аңлиғанлиқини, әйни чағда зади намайишчиларниң қорал булиған яки булимиғанлиқини сориди. Бу суалға у вәқә юз бәргәндин кейин, өзиниң сиясий кеңәш әзаси салаһийити билән ғулҗида тәкшүрүш елип барғанлиқини әскәртип, яшларниң қорал булиғанлиқини рәт қилди.

Фукуйидики уйғур мәстаниси

Рабийә қадир ханим нутуқида ғулҗа вәқәсини өзиниң хитай һөкүмити билән ада - җуда болушидики бурулуш нуқтиси, дәп чүшәндүргән иди.

Тошики кеши әпәнди японийиниң фукуйи шәһиридә яшайдиған кишилик һоқуқ вә хәтәр астидики милләтләрни қоғдиғучи актипларниң бири болуп, у рабийә қадир ханимниң гакуин университетида нутуқ сөзләйдиғанлиқини аңлап, алайитән кобеға кәлгән. У, бизгә " уйғурларни биринчи қетим 27 йилниң алдида бир японийә телевизийә қанилиниң йипәк йоли һәққидики программисида көргән идим " деди.

Тошики кеши, уйғур мәдәнийити вә уйғур мәсилисини японийә җәмийитигә тонуштуридиған " һәқиқий йипәк йоли"дегән мавзуда бир тор бети ачқан болуп, у немә учун уйғурларни тонуштуридиған тор бети ачқанлиқини чүшәндүрүп өтти.

Ноҗиру: рабийә қадирниң японийигә тәклип қилиниши зор вәқә

Rabiye-Yapon-Hormet-2-150.jpg
Саһипхан рабийә ханимни еһтирам билән күтүвалди. RFA Photo / Erkin

Рабийә қадирниң японийә сәпирини японийә хәлқара кәчүрүм тәшкилати оюштурған болуп, у 3 һәптилик зияритидә японийидики 9 шәһәр вә базарда нутуқ сөзләйду.

японийә кәчүрүм тәшкилати кобе шөбисиниң идарә һәйити кәнҗи ноҗиро әпәнди, японийә кәчүрүм тәшкилатиниң күчи явропа вә америкидики тәшкилатларға қариғанда көп аҗиз, дәп көрсәтти. Униң әскәртишичә, японийиниң еһтиятчанлиқини көздә тутқанда мәзкур органниң рабийә қадир ханимни японийигә тәклип қилғанлиқиниң өзи " бир инқилабтур."

Кәнҗи ноҗиро әпәнди, йиғинниң соал - җаваб қисимида сөз қилип, японийә кәчүрүм тәшкилатиниң рабийә қадир ханимниң келиши билән күчийишини үмид қилди.

Кобедики уйғур аилиси

Йүсүп муһәммәт бәг, акиси султанлар билән биргә кобеда яшайдиған наһайити аз сандики уйғур аилилириниң бири. Униң әскәртишичә, униң дадиси 1930 - йилларда шәрқий туркистан ислам җумһурийити йиқилғандин кейин, пакистанға чиққан, кәшмир билән қәшқәр арисида йипәкчилик қилидиған содигәрләрдин икән.

Муһәммәт йүсүп бәг пакистанда туғулған, аниси ладақ йолидики балитанилардин болушиға қаримай, уйғурлуқини сақлап қалалиған яшлардин иди. Уни рабийә қадир ханимниң гакуин университетидики нутуқини аңлашқа кәлгән шу йәрлик бирдин ‏- бир уйғур дейишкә болатти. Пакистан билән японийә арисида аптомобил содиси билән шуғуллинидиған йүсүп, биз кобеға кәлгән шу күни өйидә күтүвалди. У өзиниң японийидики турмуш әһвали тоғрисида тохтилип өтти.

Рабийә қадирниң кобедики зиярити ахирлашқан җүмә күни мән улар билән хошлишип, токйоға қарап йолға чиқтим. Рабийә қадир ханим вә һәмраһлири болса усаканиң курушики базириға қарап йүрүп кәтти. (Әркин - токйо, японийә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.