Рабийә қадир, қәшқәрдә уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини " Wall Street Journal " да тәнқид қилди


2007.11.22

Rabiye-Yapon-Nutuq-5-200.jpg
2007 - Йили 9 - ноябир күнидики нутуқ мәйданидин бир көрүнүш. RFA Photo /Erkin

Пәйшәнбә күни японийиниң осака вә нара шәһәрлиридики зияритини ахирлаштурған уйғур давасиниң рәһбири рабийә қадир, җүмә күни японийиниң хоккайдо арилида доклат бериш үчүн йолға чиқиду. У, йолға чиқиш алдида америкиниң" Wall Street Journal" гезитидә мақалә елан қилип, хитай даирилириниң қәшқәрдә 6 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бериш вәқәсини әйиблиди һәмдә хитай даирилириниң олимпик йиғинида кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрисида бәргән вәдисидила әмәс, 1955 - йили уйғурларға бәргән аптономийә вәдисидиму турмиғанлиқини илгири сүрди.

" Хитайниң қәшқәрдә 6 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики вәдисидә турмиғанлиқиниң типик мисали"

Рабийә қадирниң америка "Wall Street Journal" гезитидә "уйғурниң пәряди"мавзудики мақалиси елан қилинған шу күни, у японийиниң осака шәһиридики бир меһманханида осака вә нара шәһәрлиридә елип барған зиярәт вә доклат бериш паалийитини ахирлаштуруп, шималдики хоккайдоға қарап учушниң тәйярлиқини қиливататти. Униң японийә сәпиридә японийилик тиңшиғучиларға йәткүзмәкчи болған әң йирик хитаблириниң бири, уйғурларниң кишилик һоқуқи еғир дәпсәндә қилиниватқан әһвалда олимпик йиғинини бейҗиңда өткүзүшниң олимпик роһиға хилап икәнлики болуп, у чаршәнбә күни осакадики аяллар паалийәт мәркизидә бәргән доклатида бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш мәсилисини алаһидә тәкитлигән иди.

Рабийә қадир, " Wall Street Journal " гезитидики мақалисидә бейҗиң олимпик йиғинини байқут қилиш мәсилисигә изаһат берип, хитай даирилириниң олимпик өткүзүш һоқуқи берилсә, кишилик һоқуқни яхшилаймиз, дегән вәдисидә турмиғанлиқи вә қәшқәрдә 6 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнлики бу вәдисидә турмиғанлиқиниң типик мисали, дәп көрсәткән. У, радиомизға бәргән баянатида һәр йили һейт - байрам вә хәлқара күнләрни уйғурларға өлүм җазаси бериш билән тәбрикләйдиған бир дөләтниң олимпик йиғини өткүзүшини рава көрмәйдиғанлиқини билдүрди.

" Иш башлашниң әң көңүлдики җайи хитайлар шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атайдиған шәрқий түркистандур "

Wall Street Journal Гезитидики мақалисидә һазирниң өзи "олимпик йиғиниға аз қеливатқан мәзгилдә хәлқараниң диққәт нәзиригә сазавәр болалмай келиватқан дуняниң четидики районларниң вәзийитигә нәзәр ташлашниң яхши пәйти" дәп тәкитлигән рабийә қадир "иш башлашниң әң көңүлдики җайи хитайлар шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атайдиған шәрқий түркистандур" дәйду.

Рабийә қадир йәнә, хитай даирилириниң қәшқәрдә өлүм җазасиға һөкүм қилинған уйғурларни бу йил 1 - айда памир игизликиниң косрап әтрапидики аталмиш "террорчилар лагири"ға һуҗум қилиш вәқәсидә қолға чүшкәнләрниң бир қисими, дәп җакарлиғанлиқини әскәртип, лекин хитай даирилириниң аталмиш террорчилар лагириға даир материяллар, синалғу, тәрәпсиз гуваһчиларниң баянати яки маддий пакитларни елан қилмиғанлиқини шундақла хитай һөкүмити сот һөкүмнамисини елан қилишниң сиртида сот җәряни, сот хатириси, маддий пакит вә мәһкумларниң исимликини елан қилмиғанлиқини билдүрди. "Хитай һөкүмити немә үчүн уйғурларни олимпик йиғиниға қаримай шиддәтлик бастуриду ? " бу, японийилик тиңшиғучилар рабийә қадирниң японийә сәпиридә җавабини алмақчи болған суалларниң бири иди. Рабийә қадирниң әскәртишичә, осакадики йиғинида бир тиңшиғучиниң бу һәқтики суалиға рабийә қадирниң японийилик һәмраси наока мизутани җаваб бәргән.

" Уйғурларниң йәрлик һөкүмәтләрдә кичиккинә болсиму сөз қилиш һоқуқи қалмиди"

Рабийә қадир мақалисидә йәнә, хитайниң олимпик вәдисидила әмәс, уйғурларға бәргән аптономийә вәдисидә турмиғанлиқини әскәртип,"бейҗиң рәһбәрлири 1955 - йили миллий вә мәдәнийити уйғур түрклиридин болған шәрқий түркистан хәлқиғә аптономийә вәдә қилған иди. Мана бүгүн уйғурларниң йәрлик һөкүмәтләрдә кичиккинә болсиму сөз қилиш һоқуқи қалмиди " дәп язди. У, чаршәнбә күни осакадики аяллар паалийәт мәркизидики доклат бәргәндә бу мәсилини йәни аз кәм 60 йил ичидә уйғурларниң сиясий вә иҗтимаий орнида йүз бәргән өзгиришни чүшәндүргән. Йиғинда японийилик тиңшиғучиларниң диққитини қозғиған мәсилиләрниң бири, хитай һөкүмитиниң сияситигә уйғур илидики хитай көчмәнлириниң инкаси иди.

Рабийә қадир бир тиңшиғучиниң "үрүмчи нопусиниң %71 ни игиләйдиған хитай пуқралири уйғурларға қандақ муамилә қилиду ? " дегән суалиға " әпсуски " дәп җаваб бәргән. Рабийә қадир, "Wall Street Journal" гезитидики мақалисидә уйғурларниң қануни һоқуқи террорчилиққа қарши туруш нами астида дәпсәндә қилиниватқанлиқини әскәртип,"һөкүмәтниң тутқун қилишиға учриған уйғурлар йолсиз муамилигә учрап вә көп һалларда қануний вакаләтчи тәклип қилиши рәт қилинип, қанунсиз сотланмақта. Уларниң пакит тәләп қилиш һәмдә юқириға әриз қилиш һоқуқи рәт қилинмақта " дәйду. Мақалисиниң ахирида иҗабий сиясий йеңилиқлар тинч йоллар билән әмәлгә ешиши керәк, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир," хитай даирлириниң мухбирларни тутқун қилип, пуқраларни өй -маканидин қоғлиған, диний паалийәтләрни тәқип қилған вә һөкүмәткә өктичи пикирләрни бастурғанлиқи ашкара " дәп көрсәтти шундақла бу әһвалда "биз хитайниң вәдисигә қандақ ишинәләймиз? " дәп язди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.