Рабийә қадир ханимниң японийә зияритиниң истратегийилик әһмийити
2007.12.04
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултейи башлиқи рабийә қадир ханимниң японийидә елип барған 3 һәптилик зиярити ахирлашти. Рабийә қадир ханимниң бу қетимқи зиярити җәрянида 9 шәһәрдә доклат берип уйғур мәсилисини аңлатқанлиқи дунядики уйғурларни қаттиқ сөйүндүрүш билән бирликтә истратегийә тәтқиқатчилири вә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири мәсуллириниңму диққәт - итибарини қозғиди.
Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди рабийә қадир ханимниң асияниң әң күчлүк демократик дөләтлиридин бири болған японийидә доклат бәргәнликиниң уйғурлар үчүн тарихи әһмийәткә игә икәнликини, чүнки япон мутәхәссисләрниң оттура ася һәққидә җүмлидин уйғурлар һәққидә әтраплиқ тәтқиқатлири барлиқини, һәтта түркийигиму оттура асияни тунҗи болуп әтраплиқ тонуштурған кишиләрниң японлар икәнликини тәкитләп өтти.
Доктор әркин әкрәм әпәнди йәнә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң японийидә елип барған бу қетимқи зияритиниң истратегийилик әһмийити үстидә өз пикрини баян қилип, әгәр японийә, тәйвән, шәрқий түркистан бу 3 район истратегийилик иттипақлиқ қуридиған болса хитайниң йүксилишиниң алдини алғили болидиғанлиқини илгири сүрди.
Дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сейит түмтүрк әпәнди өз қаришини баян қилип, хитайниң кеңәймичилик сияситиниң пәқәт шәрқий түркистан үчүнла әмәс, дуня дөләтлири үчүнму хәвп елип келидиғанлиқини пүтүн дуня дөләтлиригә аңлитиш керәкликини, бу җәһәттин елип ейтқанда уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң японийидә елип барған зияритиниң муһимлиқини оттуриға қойди. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң японийә паалийитиниң ахирқи күнлири
- японийидә уйғур тәтқиқати (1)
- Рабийә қадир, қәшқәрдә уйғурларға өлүм җазаси бериш вәқәсини " Wall Street Journal " да тәнқид қилди
- Рабийә қадир японийиниң масәй вә ямагучи қатарлиқ җайлирида нутуқ сөзлиди
- японийә шәһәрлиридә кишилик һоқуқ паалийити
- Рабийә қадир ханим японийиниң кобе шәһиридики гакуин университетида нутуқ сөзлиди
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- японийидә, хитай вә шаңхәй гуруһидики дөләтләргә уйғурлар тоғрисида хәт йезиш һәрикити қозғалди
- Рабийә қадир ханим японийиликләрни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди
- Дуня уйғур қурултейиниң шивитсийидики паалийәтлири