Рабийә қадир ханим японийә зияритини башливәтти


2007.11.07

Rabiye-1stday-150.jpg
2007 - Йили 7 - ноябир күни, рабийә қадир ханим японийә токйо айрудурумида. RFA Photo /Japan

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң японийидики шөбисиниң тәклипигә бинаән, дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур милли һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим, 7 ‏- ноябир күни токйоға йетип берип, японийидә елип баридиған 3 һәптилик зияритини башливәтти. Рабийә қадир ханим японийидики зиярити давамида 8 шәһәрдә очуқ нутуқ сөзләш билән биргә, японийә кеңәш палатаси шуниңдәк авам палата әзалири тәрипидин оюштурулған гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашмақчи.

японийиниң 8 чоң шәһиридә очуқ нутуқ сөзләйду

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири шуниңдәк уйғур хәлқиниң мәнивий аниси рабийә қадир ханим, хәлқара кәчүрүм тәшкилати японийә шөбисиниң тәклипигә бинаән, америкидин айрилип 7 ‏- ноябир күни чүштин кейин саәт 3 тә японийә пайтәхти токйоға йетип берип, японийидә елип баридиған 3 һәптилик зияритини башливәтти.

Рабийә қадир ханим, ноябирниң 10 дин 24 ‏- күнигичә токйо қатарлиқ японийиниң 8 чоң шәһиридә очуқ нутуқ сөзлигәндин башқа 28 ‏- ноябир күни японийә кеңәш палатаси вә авам палатаси әзалири тәрипидин оюштурулған гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишиду. Бу рабийә қадир ханимниң тунҗи қетим японийини зиярәт қилиши болуп, рабийә қадир ханим токйода истансимизниң японийидә турушлуқ мухбириниң зияритини қобул қилип" : мениң бу қетим японийидә елип баридиған зияритимниң асаслиқ мәқсиди,японийә һөкүмити вә хәлқини, бесимға учраватқан уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқиға көңүл бөлүшкә чақириш " дәп билдүрди. Рабийә қадир ханим йәнә японийә һөкүмитиниң, униң японийидә зиярәттә болуши үчүн шараит һазирлап бәргәнликидин чоңқур миннәтдарлиқини ипадилиди.

Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, японийә һөкүмити вә хәлқиниң уйғур хәлқиниң мәдәнийити һәмдә кишилик һоқуқини қоғдишиға ярдәм көрситишини, түрмидики икки оғлиниң әркинликкә чиқиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини, уйғурларниң хәлқарада елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийитини қоллишини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп, японийә һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларға йәткүзгән ғәмхорлуқиға алаһидә рәһмәт ейтти.

Далай лама, гоминдаң рәиси ма йиңҗу, демократийә вә тәрәққият партийиси рәиси ше чаңйәнләрму японийидә зиярәттә

Тибәтниң диний даһиси далай лама, тәйвәндики гоминдаң рәиси ма йиңҗу, демократийә вә тәрәққият партийиси рәиси ше чаңйәнләрму бу қетим рабийә қадир ханим билән охшаш вақитта японийидә зиярәттә болидиған болуп, бу һәқтә тохталған рабийә қадир ханим " : мән, далай ламаниң шуниңдәк гоминдаң вә демократийә тәрәққият партийиси рәһбәрлириниң японийидә зиярәттә болушидин интайин хошалмән, һәммимизниң мәқсиди охшаш, демократийә, әркинлик, кишилик һоқуқ үчүн. Шуңа мән японийә һөкүмитидин интайин миннәтдар, японийә һөкүмитиниң бизгә сөзләш пурсити яритип бәргәнликигә рәһмәт ейтимән " деди.

Рабийә қадир ханим орунлашқан меһманханида истансимиз мухбириниң зияритини қобул қилған, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң японийидики шөбисиниң мудири " : мән, рабийә ханимниң японийигә кәлгәнликидин интайин хошалмән, бу қетим рабийә ханимни японийигә нутуқ сөзләшкә тәклип қилишимиздики мәқсәт, кишиләрни хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ мәсилилири, уйғурларниң мәдәнийитини қоғдаш, кишилик һоқуқ вә өзигә ‏- өзи хоҗа болуш һәқлиригә көңүл бөлүшкә чақириштин ибарәт " деди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.