Рабийә қадир японийиниң масәй вә ямагучи қатарлиқ җайлирида нутуқ сөзлиди


2007.11.19

Rabiye-YaponNutuq-3-200.jpg
2007 - Йили 14 - ноябир күнидики нутуқ мәйданидин бир көрүнүш. RFA Photo /Erkin

японийини зиярәт қиливатқан уйғур давасиниң рәһбири рабийә қадир ахирқи күнләрдә японийиниң масәй, ямагучи қатарлиқ җайлирини зиярәт қилип, бу йәрдики японийилик тиңшиғучиларни уйғур кишилик һоқуқи вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди. Бу җәрянда рабийә қадир тиңшиғучиларниң уйғурларға мунасивәтлик суаллириға җаваб бәргән.

" Қизлириңларни йөткәп кетиватса, немә үчүн намайиш қилип өз наразилиқиңларни билдүрмәйсиләр ? "

Уйғур милли һәркитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 3 һәптилик японийә сәпириниң 17 - вә 18- ноябирлардики зиярәт күнтәртипигә асасән японийиниң масәй вә ямагучи дегән җайлирида шу йәрлик тиңшиғучиларға уйғурлар дуч келиватқан сиясий, иҗтимаий мәсилиләр тоғрисида доклат берип, хитай даирилирини террорчилиққа қарши туруш нами астида уйғур сиясий мәһбусларға өлүм җазаси бериш билән әйиблиди һәмдә хитай һөкүмитиниң ядро синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурларға тиббий ярдәмдә болмиғанлиқини, уйғурларда зәһәрлик чекимлик, паһишихана вә әйдиз кесилиниң ямрап кетишигә көз юмғанлиқини илгири сүрди. Шундақла уйғур өсмүрлирини ичкири өлкиләрдә оқутушни мәзмун қилған "шинҗаң синпилирини" вә уйғур қизлирини ичкири өлкиләрдә ишләшкә йөткәш сияситини тәнқид қилди.

Рабийә қадир ханим, уйғур җәмийити дуч келиватқан юқуриқи иҗтимаий мәсилиләрни 16 - вә 17 - ноябир күнлири масәй, дегән җайда бәргән доклатида оттуриға қойған болуп, у бу иҗтимаий мәсилиләр уйғур җәмийити дуч келиватқан "әхлақий кризис" ниң мәһсули вә бу кризиста хитай һөкүмитиниң диний етиқадни чәкләш сияситиниң төһписи бар, дәп тәкитлигән.

Рабийә қадир дүшәнбә күни радиомизға бәргән баянатида масәйдики доклати һәққидә тохталди. Хитайниң уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә ишләшкә йөткәш вә уйғур өсмүрләрни ичкиридики мәктәпләрдә оқутуш сиясити масәйдики японийилик тиңшиғучиларниң әң диққитини тартқан мәсилиләр иди.

Хитай һөкүмити уйғур қизлирини йөткәш вә уйғур пәрзәнтлирини ичкири өлкиләрдә оқутуш сиясити уйғурларниң маарип сапаси вә турмушини яхшилашни мәқсәт қилған, дәп чүшәндүргән болсиму, лекин японийилик тиңшиғучилар хитай даирилириниң бу сияситигә гуман билән қарайдиған бәзи суалларни сориди. Рабийә қадир бир тиңшиғучиниң " қизлириңларни йөткәп кетиватса, немә үчүн намайиш қилип өз наразилиқиңларни билдүрмәйсиләр ? " дегән соалиға җаваб бәргән.

Уйғурлар балилириниң рәһимсиз вә ятлишип кетишидин қорқмамду ?

Рабийә қадир оттуриға қойған мәсилиләр ичидә сорундики тиңшиғучиларниң диққитини қозғиған йәнә бир мәсилә, мәктәп йешидики уйғур пәрзәнтлирини ичкири өлкиләрдә оқутуш программиси иди. Хитай һөкүмити бу программиға асасән ичкиридә оқуйдиған "шинҗаң синипидики" оқуғучиларниң санини тез кеңәйтмәктә иди. Бу балиларниң ата -ана меһригә тоюнмиғанлиқини, өз мәдәнийити билән тонушуп болалмиғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, хитайниң сиясити уларни өз мәдәнийитигә ят кишиләр қилип йитиштүрүштур, дәп әйиблигән иди.

Масәйдики йиғинда бир тиңшиғучи, уйғурлар немә үчүн "шинҗаң синиплириниң" өз юртида ечилишини, пәрзәнтлириниң өз қойнида оқутушини тәләп қилмайду ? балилар анисиниң муһәббити, миллитиниң мәдәнийәт тәрбийисигә еһтияҗ турса, немә үчүн ичкиридә оқуши керәк ? уйғурлар балилириниң рәһимсиз вә ятлишип кетишидин қорқмамду ? дәп сориди. Рабийә қадир бу соалға "мән шуниң үчүн бу йәргә кәлдим " дәп җаваб бәргән.

ядро синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурлар тиббий ярдәмгә муйәссәр болалмиди

Рабийә қадир, 18 - ноябир күни японийиниң ямагучи, дегән йеридә бәргән доклатида уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған яки уйғур мәсилисигә қизиқидиған зиялий, оқутқучи вә оқуғучиларға 2 саәт сөз қилип, уйғур деһқанлириниң давалаш ярдимигә еришәлмәйдиғанлиқини, болупму ядро синиқиниң зиянкәшликигә учриған уйғурлар һазирға қәдәр тиббий ярдәмгә муйәссәр болалмиғанлиқини билдүрди. У, бу сөзләрни бир тиңшиғучиниң хитай һөкүмити нефит байлиқи чиққан җайлардики уйғур деһқанлирини рази қиламду ? дегән соалиға җаваб бәргәндә тәкитлигән.

Лекин хитай һөкүмити рабийә қадирниң уйғур кишилик һоқуқи вәзийитини тема қилған японийидики доклат бериш паалийитигә қарши җим олтурмиди. Хитай тәрәп японийә дөләтлик телевизийә қанили NHK ни қәшқәргә тәклип қилип, уйғурларниң ишсиз қалғанлиқини, уйғур пуқралириниң хитай тилида сөзлишишкә мәҗбурланғанлиқини рәт қилған. NHK Телевизийә қанили йәкшәнбә күнлук программисида қәшқәрдики бир карханида ишләватқан уйғур аяллирини вә сода қиливатқан уйғур тиҗарәтчиләрни зиярәт қилип, һөкүмәтниң уйғурларни қәвәтлик йеңи өйләргә олтурақлаштурғанлиқини илгири сүргән. Лекин рабийә қадир бир тиңшиғучиниң бу һәқтики бир соалиға җаваб бәргәндә NHK ниң программисидики баянларни рәт қилди.

Хитайда даириләрниң қанунға хилап һәрикитини сүрүштүридиған тәрәпсиз әдлийә оргини мәвҗүт әмәс

Йәнә бир тиңшиғучи, қәшқәрдә 6 нәпәр уйғурниң сиясий сәвәбләр түпәйли өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини әскәртип, бейҗиң олимпик йиғини йетип келиватқан мәзгилдә йүз бәргән бу вәқәгә хәлқара олимпик комитетиниң инкас қайтурған яки қайтурмиғанлиқини сориди. Рабийә қадир бу соалға " олимпик комитети һазирға қәдәр позитсийә билдүрмиди. Лекин биз мунасивәтлик хәлқара органларға аңлитиватимиз " дәп җаваб бәргән болуп, у хитайниң уйғур сиясий өктичилирини террорчилиққа қарши туруш нами астида бастуруватқанлиқини тәкитлигән.

Рабийә қадир, хитай аптономийә қанунида уйғурларға бир қатар һоқуқларни бәргән, даириләр бу қанунға зит ишларни қилса силәр мәркәзгә әриз қилсаңлар болаттиғу ? дәп сориған бир тиңшиғучиға "хитайда даириләрниң қанунға хилап һәрикитини сүрүштүридиған тәрәпсиз әдлийә оргини мәвҗүт әмәс " дәп бәрди. Рабийә қадир 20 - ноябир күни японийә сәпириниң кейинки бекити осакада доклат бериду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.