Әркин асия радиоси уйғурчә аңлитишини аңлап, хитай түрмисидә азар йигән бир уйғур (1)


2007.08.07

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики кәң амминиң әркин асия радиоси уйғур бөлүми программилирини аңлишиниң алдини елиш үчүн, әркин асия радиосиниң аңлитишлирини тосуватқанлиқи һәммигә мәлум. Лекин, уйғур бөлүминиң программилирини аңлиғанлиқи үчүн, уйғур елидә нурғун кишиләрниң хитай сақчилири тәрипидин қолға елинип, түрмиләрдә дәһшәтлик қейин-қистақларға учраватқанлиқидин көп кишиләрниң хәвири болмиса керәк.

Мухбиримиз өмәр қанат әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң программилирини аңлиғанлиқи үчүн хитай сақчилири тәрипидин қолға елинип, түрмидики қаттиқ қейин - қистақларда қолиниң икки бармиқини йоқатқан бир аңлиғучимиз билән сөһбәт өткүзди.

Өмәр қанат: һөрмәтлик әпәндим, игилишимизчә , сиз бир қисим достлириңиз билән бирликтә әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң программилирини аңлиғанлиқиңиз үчүн хитай сақчилири тәрипидин қолға елинип, түрмидә дәһшәтлик қейин - қистақларға учрапсиз, һәтта бу қейин - қистақлар җәрянида қолиңизниң икки бармиқидин айрилипсиз. Бу ичинишлиқ вәқә һәққидә бизгә мәлумат берәмсиз?

юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанат бу сөһбәтниң тәпсилатини диққитиңларға суниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.