Рафто мукапати тәсис қилинғанлиқиниң 20 йиллиқ хатириси мунасивити билән йиғин өткүзүлди
2006.01.25
![rabiye-eqide-150.jpg rabiye-eqide-150.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/rafto-20060125.html/rabiye-eqide-150.jpg)
Рафто кишилик һоқуқ мукапати тәсис қилинғанлиқиниң 20 йиллиқ хатириси мунасивити билән норвигийиниң бергин шәһиридә, "2004 - йиллиқ рафто кишилик һоқуқ мукапати" дегән темида йиғин өткүзүлгән болуп, йиғинда 2004 - йили рафто мукапатиға еришкән мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханимниң иш - излири йиғинниң асаслиқ сөз темиси қилинған.
Рабийә қадир ханимниң саламәтлики тәлтүкүс әслигә кәлмигәнлики үчүн, у бергин шәһиригә йетип баралмиған болсиму, әмма униң телефун арқилиқ йоллиған тәбрик сөзи, сүрити билән биргә чоңайтилған екран арқилиқ бивастә нәқ мәйданға йәткүзүлгән.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә норвигийә уйғур комитетиниң баш секретари абдусәмәт әпәнди вә уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фондиниң рәиси рабийә қадир ханимни зиярәт қилди.
Рафто фонди җәмийити йиғинидин көрүнүш рабийә қадир ханимниң қизи әқидә рози билән өткүзүлгән телефон зиярити
Мунасивәтлик мақалилар
- Норвигийидики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвелиш паалийити уюштурди
- Норвигийә ташқи ишлар министирлиқи уйғурлар һәққидә йиғин өткүзди
- Рабийә қадир ханимға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди
- Рафто фонди җәмийити вәкиллири әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Рабийә қадирға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди