Норвегийә "рафто фонди җәмийити" уйғур мәсилисигә изчил көңүл бөлмәктә


2006.08.16
rafto_award_200.jpg
2005 – Йили 26 – январ күни кәчтә сидиқ һаҗи рози әпәнди рафто кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң рәиси арне лингарддин рабийә қадир ханимға берилгән рафто кишилик һоқуқ гуваһнамисини вакалитәнтапшуруп алған иди. RFA

Норвегийә "рафто фонди җәмийити", уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалиға әң көңүл бөлүватқан хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң бири. Бу фонди җәмийәт 2004 – йиллиқ "рафто кишилик һоқуқ мукапати" ни атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға бәргән иди. Шундин тартип улар һазирғичә уйғурларға аит бирқанчә қетимлиқ муһакимә вә ахбарат елан қилиш йиғинлирини уюштуруш, телевизийә, радио, гезит вә интернет сәһипилиридә көплигән хәвәр вә мақалиләрни елан қилиш арқилиқ уйғур мәсилисиниң норвегийидила әмәс хәлқарада тонилишиғиму зор төһпиләрни қошуп кәлмәктә.

Болупму йеқинқи бирқанчә ай ичидә йүз бәргән, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елиниши вә һүсәйин җелил мәсилиси рафто фонди җәмийитиниң күчлүк диққәт етибарини қозғиған. Улар бу вәқәләргә қарта җидди инкасларни қайтуруп, буниң хитай һөкүмити тәрипидин садир қилинған еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи қилмиши икәнлики, рабийә қадир ханимниң бигунаһ қолға елинған пәрзәнтлири вә канада пуқраси һүсәйин җелилниң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилиши керәкликини билдүрүп баянат елан қилған.

Норвегийә рафто фонди җәмийитиниң башлиқи Arne Lynngård әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

"Биз уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини изчил көзитип келиватимиз, биз игилигән учурларға асасланғанда, йеқиндин буян уйғур районида уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити йәниму яманлишишқа башлиған, биз буниңдин наһайити әндишә қиливатимиз. Биз бейҗиңдики вә уйғур районидики мунасивәтлик әмәлдарларға рабийә қадирниң пәрзәнтлири вә башқа бигунаһ сияси тутқунларниң қоюп берилиши һәққидә мураҗиәт хәтлири йоллидуқ"

Arne Lynngård Әпәндиниң билдүрүшичә, рафто фонди җәмийити юқириқидәк хизмәтләрни ишләш билән биргә йәнә, норвегийә парламенти, норвегийә ташқи ишлар министирлиқи вә башқа алақидар орунларға арқа арқидин җидди хәт йоллап, уларни уйғур елидә нөвәттә садир боливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һадиссилиридин хәвәрдар қилиш билән биргә, һөкүмәт даирлирини уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә йәниму көңүл бөлүшкә чақирған.

У бу һәқтә мундақ дәйду:

"Биз уйғур районида йүз бериватқан вәқәләрдин норвегийә һөкүмәт даирлирини хәвәрдар қилишқа интайин әһмийәт бериватимиз, биз уларға рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң қандақ қолға елинғанлиқи вә уларға йүргүзүлгән зораванлиқларни бирму - бир аңлитиватимиз. Биз йәнә норвегийичә мунасивәтлик һөкүмәт тармақлириға хәт йезип улардин хитай һөкүмити билән кишилик һоқуқ сөһбити елип беришни, уйғурларға қарита йүргүзүватқан бастуруш һәрикәтлирини тохтитиш һәққидә хитай даирлиригә бесим ишлитишни тәләп қилдуқ".

Arne Lynngård Әпәнди ахирда уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини хәлқара җәмийәткә йетәрлик аңлитишниң бәк муһимлиқини тәкитләп мундақ деди:

"Биз 2004 – йили рабийә қадирға 'рафто кишилик һоқуқ мукапати' ни бәргәндин башлап, учур вә ахбарат вастилиридин пайдилинип уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалини хәлқараға аңлитишни муһим хизмәтлиримиз қатарида чиң тутуп кәлдуқ. Мениңчә бу бәк муһим, бу арқилиқ һәрқайси дөләтләрниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә болған диққәт етибарини қозғиғили вә бу җәһәттә хитай һөкүмитигә бесим ишлитишини қолға кәлтүргили болиду".

Arne Lynngård Әпәнди йәнә, "рафто фонди җәмийити" ниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлидиғанлиқини, уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвалиниң яхшилиши үчүн қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситидиғанлиғини баян қилди. Униң ейтишичә, "рафто фонди җәмийити" келәр йили, норвегийиниң бәргин шәһиридә уйғур мәсилиси бойичә хәлқаралиқ чоң муһакимә йиғини уюштурушни пиланлавитипту. (Абдусәмәт)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.