Рафто фонди җәмийити вәкиллири әркин асия радиосини зиярәт қилди
2005.01.26
Хәлқара рафто фонди җәмийитиниң рәиси арний лингард, нурвигийилик атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси профессор соролф рафто әпәндиниң рәпиқиси хәлга бастиянсин ханим қатарлиқ алтә киши, рабийә қадир ханимға америкида мәхсус мукапат тарқитиш мурасими өткүзүш үчүн, вашингтонға йитип кәлди.
Арний лингард башчилиқидики рафто хәлқара кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң әзалири чаршәнбә күни кәчтә америка дөләт мәҗлисидә өткүзилидиған рафто мукапатини тарқитиш мурасиминиң алдида, әркин асия радиойимизни зиярәт қилип, радиойимиз мәсоллири вә уйғур бөлиминиң мухбирлири билән сөһбәт өткүзди.
Бу бир башлиниш
Хәлқара рафто фонди җәмийитиниң рәиси арний лингард сөһбәттә мундақ диди:
"Биз рафто мукапатини тарқитиш мурасимини америка дөләт мәҗлисидә өткүзүш пурситигә игә болғинимизға интайин хошал болдуқ. Биз өткән йили ноябирда норвигийигә берип, рабийә қадир ханимға вакалитән мукапатни тапшуруп елишқа униң йолдиши сидиқ һаҗи розини тәклип қилғантуқ. Бирақ, шараит яр бәрмигәнликтин, бу әмәлгә ашмиди. Шуңа биз америка уйғурлири бирлики вә америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фондиниң ярдими билән америка дөләт мәҗлисидә, рабийә ханимға рафто мукапатини тарқитиш мурасимини қайта өткүзмәкчи болдуқ. Җәмийитимиз мукапат бериш биләнла чәклинип қалмайду. Бу бир башлиниш, биз давамлиқ түрдә уйғур дәвасини илгири сүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз".
Йәниму теришимиз
Рабийә қадир ханимниң һазирғичә түрмидә йетиватқанлиқи интайин әпсуслинарлиқ иш. Бу уйғур хәлқиниң вәзийитини толуқ чүшәндүрүп бериду.
Лингард әпәнди йәнә, рабийә қадир ханимниң кишилик һоқуқни илгири сүрүштә қошқан төһписини мәдһийләп, униңға рафто кишилик һоқуқ мукапатини бериш сәвәблирини мундақ дәп чүшәндүрди:
"Рабийә қадир ханим, кишилик һоқуқни қоғдаш чимпийони. Интайин қәһриман бир аял. Шуңа биз рабийә қадир ханимға рафто мукапатини беришни тоғра көрдуқ. Йәнә бир тәрәптин, шәрқий түркистандики вәзийәт ғәрб әллири тәрипидин толуқ тонулмиған. яврупадики нурғун кишиләр рабийә қадир ханим арқилиқ уйғур дәвасини тонуди. У уйғур дәвасини тонутушта интайин муһим рол ойниди. Шәрқий түркситандики уйғурларниң нөвәттики вәзийити хәлқара җәмийәтниң техиму диққәт қилишиға, шундақла барлиқ һөкүмәтләрниң хитай билән болған сөһбәтлиридә оттуриға қоюшиға тегишлик бир мәсилә".
Лингард әпәнди, рафто җәмийитиниң рабийә қадир ханимниң қоюп берилиши, шундақла хитай түрмилиридә йетиватқан виҗдан игилириниң әркинликкә чиқиши үчүн тәшвиқат елип баридиғанлиқини, буниңдин сирт йәнә, уйғурлар һәққидә мәхсус китаб чиқирип, һөҗҗәтлик филим ишләйдиғанлиқини билдүрди.
Интайин әпсуслинарлиқ бир иш
Норвигийилик кишилик һоқуқ паалийәтчиси соролф рафто әпәндиниң ханими хәлга бастиянсин ханимму рафто мукапатини тарқитиш мурасимға қатнишиш үчүн алайитән норвигийидин кәлгән. У өзиниң һессиятини ипадиләп мундақ диди:
"Рабийә қадир ханимниң һазирғичә түрмидә йетиватқанлиқи интайин әпсуслинарлиқ иш. Бу уйғур хәлқиниң вәзийитини толуқ чүшәндүрүп бериду. Бизму илгири германлар тәрипидин бесивелинған. Бизниң һечқандақ әркинликимиз йоқти. Шуңа биз шәрқий түркистандики вәзийәтни чүшинәләймиз".
Чаршәнбә күни кәчтә, америка дөләт мәҗлисидә, рабийә қадир ханимға рафто кишилик һоқуқ мукапатини тарқитиш мурасими өткүзилиду. Мурасимни, рафто фонди җәмийити, америка уйғурлири бирлики, америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди вә америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитети бирликтә уюштурған. Мурасимға, америкиниң бир қисим дөләт мәҗлиси әзалири, бир қисим дөләтләрниң әлчилири, уйғур кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөливатқан паалийәтчиләр вә америкидики уйғурлар қатнишиду.
Уйғур дәвасини техиму юқири пәллигә көтүрүш
Шәрқий түркситандики уйғурларниң нөвәттики вәзийити хәлқара җәмийәтниң техиму диққәт қилишиға, шундақла барлиқ һөкүмәтләрниң хитай билән болған сөһбәтлиридә оттуриға қоюшиға тегишлик бир мәсилә.
Рафто мукапатини тарқитиш мурасимини оюштурғучиларниң бири болған америка уйғурлири бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәнди, мәзкур мурасимниң әһимийитини тонуштуруп, мундақ диди:
"Рабийә ханимниң рафто мукапатиға еришкини биз уйғурлар үчүн наһайити чоң бир шәрәп, тәсвирлигүсиз роһий мәдәт. Буни уйғурларниң келәчәк арзулирини намаян қилидиға символ характерлик мукапат дәп қарашқа болиду. Өткән йил ноябирда сидиқ һаҗи акимиз норвигийигә баралмиғанлиқи үчүн, рафто фонди америкиға вәкил әвәтип сидиқ һаҗиға бу мукапатни бериш пиланини қилған. Қайта – қайта ойлишиш вә пиланлаш арқилиқ, бу паалийәтни чоңрақ, дағ – дағдуғилиқ қилайли дегән мәқсәттә чаршәнбә, йәни 26-числа америкиниң пайтәхти вашингтонда бу мурасимниң иккинчи қисмини, норвигийиниң бәргән шәһиридә өткән йил ноябирда окүзүлгән паалийәтниң иккинчи қисмини бу йәрдә елип бериватимиз. Буниң икки чоң сәвәби бар. Бири, рабийә ханимниң аилисигә бисавтә роһий мәдәт бериш, иккинчидин, мушу мунасивәт билән рабийә ханимниң қолға елинғандин тартип һазирға қәдәр даим дәвасини қиливатқан, униң қоюп берилишини тәләп қиливатқан америкилиқларға тәшәккүримизни билдүрүш шундақла америкида уйғурларниң системилашқан, қаидә- юсунлуқ елип бериватқан уйғур дәвасини техиму юқири бир пәллигә көтүрүш. Демәк, америкидики уйғурлар америка парламенти билән бирликтә паалийәт елип бериватқанлиқини, уйғур дәвасиға боливатқан диққәт – нәзәр техиму мәркәзлишиватқан, қиззиқиватқанлар көпийиватқан, бизгә келиватқан яридәмләрниң күндин күнгә көпийиватқанлиқидин дерәк бериду дәп қарашқа болиду".
Рафто фонди җәмийити
Норвигийидики хәлқара рафто фонди 1986 - йили , норвигийилик атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси профессор соролф рафтониң вапатидин кийин, уни хатириләш йүзисидин қурулған. Рафто әпәнди пүтүн һаятини дунядики намратчилиқ вә бастуруш һәрикәтлирини йоқутуш ишлириға беғишлиған бир киши. Шундин боян, рафто фонди җәмийити асасий инсан һоқуқлири болған мәнивий әркинлик, сиясий әркинлик вә сода әркинликини илгири сүрүшни түп нишан қилип, чегридин һалқиған асаста пүтүн дуня миқясида инсанпәрвәрлик һәрикәтләр билән шоғулланди. Шундақла дунядики, соролф рафтониң өчмәс роһи билән кишилик һоқуқни қоғда үчүн көрәш қилған һәмдә өзини бу саһәгә атиған шәхисләрни риғбәтләндүрүш вә уларға еһтирам билдүрүш үчүн рафто кишилик һоқуқ мукапатини тәсис қилған. Адәттә рафто мукапатиға еришкәнләрниң көпинчиси арқидинла нобил тенчлиқ мукапатиғиму еришкән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкида чиқидиған "мари клер" жорнили рабийә қадирға мукапат бәрди
- Рабийә қадирға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди
- Норвигийидә " хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурлар мәсилилири" темисида йиғин ечилди
- Қирғизистан уйғур иттипақ җәмийити йиғин ечип, хитай һөкүмитигә наразилиқини билдүрди
- Уйғурлар норвигийә телевизорида тонуштурулди