Мусулманлар муқәддәс рамизан ейини күтүвалди


2007.09.12

Heytgah-Imami-150.jpg
Қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами, моллам муһаммәд имин (солдики киши), мәсчиттә намазда. 2003 - Йили 17 - сентәбир. AFP PHOTO

Рамизан ейи қуран вә һәдисләрдә айларниң әң улиғи, дәп тәриплинипла қалмай, рамизан ейида роза тутуш йәнә мусулманларға буйрулған 5 пәрзниң биридур. Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар, шу қатарда қәшқәрдин ‏- истанбулғичә, үрүмчидин ‏- мәккигичә, мюнхендин ‏- вашингтонғичә болған кәң земинға тарқалған уйғур вә уйғур муһаҗирлар, чаршәнбә күнидин башлап охшимиған арзу - истәкләр вә шараит астида бу муқәддәс айни күтүвалди.

Ислам әнәнисигә асасланғанда рамизан ейиниң ай көрүлгән 1 ‏- күни муқәддәс рамизан ейиниң башланған күнидур. Сәуди әрәбистандики мусулманлар рамизан ейини шу күни мәккә шәһиридики мәсчиди һәрәмдә тәрәви намизи билән башлиди. юқирида мәккидики мәсчиди һәрәм имаминиң тәрәви намизидики қираитини аңлидиңлар. Лекин дунядики һәр қайси дөләтләрниң җуғрапийилик шараити яки иҗтимаий әһвалидики пәрқләр түпәйли, бәзи дөләтләрдә рамизан ейиниң башлинидиған вақти қисмән пәрқләнмәктә. Шималий африқидики либийә айниң чиқишини әмәс, астрономийә калиндарини асас қилип, розиниң чаршәнбә күни башланғанлиқини елан қилди. Лекин оттура шәрқтики мисир, сәуди әрәбистан, иорданийә, кувәйт, ливан, қатар вә бирләшмә әрәб хәлпилики, иран вә түркийиләрдә айниң чиқиши асас қилинди.

Чәтәлләрдики уйғурлар рамизанни қандақ өткүзүватиду ?

Сәуди әрәбистандики уйғур муһаҗири, сәуди әрәбистан җиддә радиосиниң мухбири сираҗиддин әзиз, мусулманларниң сәуди әрәбистанда пәйшәнбә күни сәһәрдә розиға қопидиғанлиқини, лекин тәрәви чаршәнбә башланғанлиқини әскәртип, сәуди әрәбистандики уйғур муһаҗирларниң рамизан ейини күтүвелиш әһвали һәққидә тохталди. Шу күнләрдә шиә мәзһипидә болған иранда пүтүн ресторан вә ашханилар күндүзи тақилиши керәк. Лекин күндүзи ресторан вә ашханиларни тақайдиған дөләт иранла әмәс. Афғанистан, рамизан ейида күндүзи ашхана вә рестуранларни тақайдиған дөләтләрниң бири болуп, афғанистанда һөкүмәт органлири рамизан ейида һәр күни саәт 1:00 гә қәдәр ишләйду.

Америкида рамизан ейи мәзгилидә хизмәт вақти иран, сәуди әрәбистан вә афғанистанларға охшаш шәкилдә алаһидә орунлаштурүлмисиму, лекин америка мусулманлар рамизан ейини өзи халиған шәкилдә өткүзәләйдиған дөләтләрниң биридур. Ғәйрәт сидиқ, йеқинқи 7 йилдин бери америкида яшаватқан уйғур муһаҗирларниң биридур. У америкидики уйғурларниң рамизан ейи һәққидә мундақ дәйду.

Рамизан, қурани - кәрим назил қилинған вә роза тутуш пәрз қилинған ай

Heytgah-Namaz-150.jpg
Қәшқәр һейтгаһ мәсчитидә намаз оқуватқан җамаәт. 2003 - Йили 17 - сентәбир. AFP PHOTO

Һиҗрийә калиндариниң 9 ‏- ейиға тоғра келидиған рамизан ейи, ислам әнәнисидә "айларниң султани " дәп тәриплиниду вә рамизан ейида қилинған ибадәтниң хасийити мусулманларни "аллаға әң йеқинлаштуридиған" вә алланиң бу айда қилинған арзу - тиләкләрни "иҗабәт" қилидиғанлиқидур " дәп қарилиду. Чүнки рамизан, қурани - кәрим назил қилинған вә роза тутуш пәрһиз қилинған ай болуп, һәдисләрдә "рамизан" гунаһларниң сақит қилинишиға вәдә берилгән ай сүпитидә әрәбчидики "атәштәк таш" яки йәр йүзини пакизлаш мәзмунидики "яққан ямғур " дегән мәнидә келидиған "рамид " дегән сөзлүктин ясалғанлиқини илгири сүриду. Сәуди әрәбистан җидди радиосидики сираҗиддин әзиз, розиниң қаидиси вә рамизанниң ислам диний һәм мусулманларниң мәнивий турмушидики әһмийити һәққидә тохталди.

Рамизан ейи йәнә, мусулманларниң мәккә вә мәдиниләрни зиярәт қилип, тавап вә ибадәт билән шуғуллинидиған муһим айларниң биридур. Сәуди һөкүмити рамизан ейиниң алди - кәйни вә рамизан ейи җәрянида өмри һәҗ қилғучиларниң бир милйонға йетидиғанлиқини пәрәз қилмақта. Һәдисләрдә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мусулманларға рамизан ейида уруш қилишни тохтитиш тоғрисида вәсийәт қалдурғанлиқини қәйт қилиду. Лекин уруш болуватқан дөләтләрдә, болупму афғанистан вә ирақларда рамизан ейида уруш тохтайдиғанлиқини пәрәз қилиш наһайити тәс. Афғанистанда талибанлар рамизан ейида мәзкур дөләттики ғәрб иттипақдаш күчлиригә вә һөкүмәт нишанлириға йеңи һуҗум қозғайдиғанлиқини елан қилди. Ирақтики америка армийиси болса қаршилашқучи күчләрниң һуҗуми рамизанниң һарпа күни тохтимиғанлиқини, лекин 2006 ‏- йилға қариғанда азайғанлиқини билдүрмәктә.

Хитай һөкүмити уйғур яш - өсмүрлириниң рози тутушиға чәклимә қойди

Уйғур елидә рамизан ейиниң тәнтәниси сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйли түркийә вә сәуди әрәбистанлар билән охшаш көләмдә өткүзүлмисиму, лекин уйғурлар мәвҗүт шараитлар астида йәнила рамизанниң диний мәҗбурийәтлирини имканийити яр бәргән даиридә ада қилип кәлди. Игилишимизгә қариғанда , уйғур аптоном районида мусулманлар рамизан ейиниң тунҗи тәрәви намизини чаршәнбә күни оқуған болуп, улар пәйшәнбә күни сәһәрдә "соһурға" қопидикән. Бу сөзләрни қәшқәр һейткар мәсчитиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир хадими радиомиз мухбириниң бу һәқтики суаллириға җаваб бәргәндә тәкитлиди.

Хитай һөкүмити 2001 - йили америкида йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсидин буян, уйғур елидә диний сорунларни башқурушни күчәйтип, 18 яштин төвән балилар вә һөкүмәт хизмәтчилириниң рози тутушини, тәрәвигә беришини чәкләп кәлмәктә иди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ашкарилишичә, райондики бәзи мәктәпләр рамизан ейида оқуғучиларға чүшлүк тамақ беридиған, бәзи органлар уйғур кадирларни чүшлүк тамаққа орунлаштуридиған әһваллар көрүлгән. Америка ташқий ишлар министирлиқи 2006 ‏- йилқи кишилик һоқуқ доклатида, уйғур яш - өсмүрлириниң рози тутушиға чәклимә қоюлғанлиқини тәнқидлигән иди. Қәшқәр һейткар мәсчитиниң юқириқи хадими, һөкүмәтниң рамизан ейида яш өсмүрләргә чәклимә қоймиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин у, яш өсмүрләрниң немә үчүн һейткар мәсчитидики тәрәвигә кәлмигәнлики һәққидики суалимизға, "улар тәрәвигә киришни халимайду " дәп җаваб бәрди.

яш өсмүрләрниң диний тәлим елишини, уларниң роза тутуш вә тәрәви намизиға беришини чәкләш һәрикити чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниңла әмәс, хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң тәнқидигә учраватқан мәсилиләрниң биридур. Мәркизи ню йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, уйғурлар һәққидики бир доклатида хитай даирилириниң диний сияситини тәнқид қилип, хитай һөкүмити ислам диниға "уйғур миллий кимликини күчәйтидиған түпки амилларниң бири " дәп қарайдиғанлиқини вә бу хитайниң тиғ учини диний саһәгә қаритишиға сәвәбчи болуватқанлиқини илгири сүргән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, радиомизға бәргән бу һәқтики баянатида уйғурларниң рамизан байримини тәбрикләп," хитай һөкүмити уйғурларниң рамизан ейини исламниң тәләплиригә уйғун шәкилдә шад - хорам өткүзүшигә, диний мәҗбурийәтлирини нуқсансиз ада қилиш вә диний өрп - адәтлирини әвладлириға қалдуруш һоқуқиға һөрмәт қилиши керәк " дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.