Рамизандики фитир сәдиқиси


2007.10.09

Фитир сәдиқиси- рамизанниң сәвәби билән пеқирларға бериш бәлгиләнгән сәдиқә демәктур. Фитир сәдиқиси һиҗрийәниң иккинчи йили рамизан розиси пәриз болғандин кейин, закат пәриз болуштин бурун бәлгиләнгән.

Фитир сәдиқисини бериш һәр қандақ мусулманниң үстигә ваҗибтур. Йәни чоң-кичик, әр- аял, әқиллиқ- әқилсиз һәр қандақ мусулманниң өз еһтияҗидин ташқири болған мал- дунясидин берилиду. Ваҗибни ада қилиш пәрзгә охшаш зөрүрдур.

Фитир сәдиқисиниң буйрулушиниң һекмәтлири

Фитир сәдиқисиниң ваҗип болуп буйрулушиниң һекмәтлиридин шуки, фитир сәдиқиси розиниң нуқсанлирини толуқлаш вә пеқирларға еһсан қилиш арқилиқ уларниму бу роза һейт күнидә хошал қилиштин ибарәттур.

Ибни җәрраһ бу һәқтә мундақ дегән:" рамизан үчүн фитир сәдиқиси, намаз үчүн сәвәнлик сәҗдисигә охшаштур. Сәҗдә намазниң нуқсанлирини толуқлиғандәк, фитир сәдиқисиму розиниң нуқсанлирини толуқлайду ". Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән:" бу күндә (йәни һейт күнидә) пеқирларни нәрсә сораштин беһаҗәт қилиңлар "(дарақутни вә һаким ривайити).

Фитир сәдиқиси қачан берилиду?

Фитир сәдиқиси һейт күни бамдат намизидин кейин вә һейт намизини уқуштин бурун берилиду. Фитир сәдиқисини һейт күнидин бурун бериш җаиз болғандәк, уни һейт күнидин кейин беришму җаиздур. Әмма әң әвзәл вақит һейт күни һейт намизини уқуштин бурун бериштур.

Фитир сәдиқисиниң сүпити вә миқдари

Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики муһәммәд нияз һаҗим фитир сәдиқиси һәққидә мундақ деди: " фитир сәдиқисиниң сүпити вә миқдари фитир сәдиқиси һәнәпий мәзһипигә көрә, төт нәрсиниң биридин берилиду. Улар: буғдай, арпа , хорма, қуруқ үзүм қатарлиқлар. Фитир сәдиқисиниң миқдари буғдайдин йерим са, арпа, хорма вә қуруқ үзүмдин бир садур. Әмма шафий, һәнбәлий вә малики мәзһәплиригә көрә, фитир сәдиқиси ашлиқ, зираәтләрдин вә йемәк орнида қоллинилған хормиға охшаш мевиләрдин берилиду. Униң миқдари бир садур. Йәни фитир сәдиқисиниң миқдари ирақ кәмчәклири билән бир садур. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дәвридә берилидиған фитир сәдиқисиниң миқдари бу иди. Буниң миқдари күнимиздә 2751 грам, һәнәфий мәзһипигә көрә, 3800 грамдур.

Фитир сәдиқисини ада қилишта ашлиқ, зираәт вә мевиләрниң қайси биридин бериш дурус болғинидәк, бәрмәкчи болған нәрсиләрни пулға һесаблап қиммитини беришму җаиздур. Чүнки фитир сәдиқисиниң ваҗип болғанлиқиниң сәвәбиму пеқирларға ярдәм қилиш вә уларниң һаҗәтлирини рава қилиш үчүн болғачқа, уларға ашлиқ яки мевә бәргәндин көрә буларниң пулини бериш техиму яхшидур. "

Фитир сәдиқиси кимләргә берилиду?

Муһәммәд нияз һаҗим фитир сәдиқисиниң кимләргә берилидиғанлиқи һәққидә мундақ деди:" фитир сәдиқиси закат елиши дурус болған кишиләргә берилиду. Чүнки фитир сәдиқисиму иқтисади ибадәт болғанлиқтин, уму закатқа охшаштур."

Аллаһ таала қуран кәримдә закат берилидиған кишиләрни баян қилип мундақ дәйду: " закат пеқирларға (закат берәлмәйдиған кәмбәғәлләргә), мискинләргә (һеч нәрсиси йоқ, аҗиз йоқсулларға), закат хадимлириға, диллирини исламға майил қилиш көздә тутулғанларға, қулларни азат қилишқа, қәрздарларға, аллаһ тааланиң йолиға, йолда қалған пулсиз мусапирларға берилиду (тәвбә сүриси 60- айәт)."(Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.