Түркийидики уйғурлар рамзан ейида бир – биригә меһри муһәббәт көрсәтмәктә
2004.10.25
Түркийидики уйғурлар рамзан ейида иптида биргә болуп, бир – биригә меһри муһаббәт көрсәтмәктә.
Қәйсиридики уйғурлар шәрқий түркистан мәдәнийәт – һәмкарлиқ җәмийитиниң башчилиқида иптида бири – бирини өйигә чақиришипла қалмастин йәнә иқтисадий қийинчилиқи болған аилиләрни йоқлап, уларға маддий вә роһий җәһәттә ярдәм бәрмәктә. Шуниң билән бир вақитқа, улар йәнә ана вәтини шәрқий түркистанниң келичики һәққидиму баш қатуруп, өзлириниң бу һәқтики көзқарашлирини ортақлаштурмақта.
Истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң баш секретари һамут көктүркму истанбулдики уйғурларниң роза-рамзан җәрянидики бир –биригә көрситиватқан меһри – муһаббәттә болуватқанлиқини баян қилди.
Буниң тәпсилатини түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң
©
2004 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай маллириниң түркийигә көпләп кириши түркийә карханичилирини биарам қилмақта
- Түркийә – қазақистан командилири ара путбол мусабиқиси өткүзүлди
- Түркийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Түркийидә инсан һәқлири йиғини ечилди
- Абдулла гүл түркийә хитай мунасивәтлири үстидә тохталди
- Түркийә явропа бирликигә кириш тиришчанлиқида илгириләш болди
- Түрколог, уйғуршунас шинас бекин вапат болди
- Түркийидә бәшинчи нөвәтлик хәлқаралиқ түркологийә йиғини ечилди
- Ғалҗап йезисидики уйғурларниң өтмүши вә һазири
- Шәрқий түркистан һәмкарлиқ вә мәдәнийәт җәмийити миннәтдарлиқ билдүрүш паалийити уюштурди