Түркийидики уйғурлар рамизан ейида иптарлишиш паалийити елип бармақта
2005.10.17
Истанбулдики уйғурлар рамизан башланғандин буян шәрқий туркистан вәхпиниң уюштуруши билән өзара иптарлишип, бир биригә меһри – муһаббәт йәткүзиватқан болуп, қол илкидә болған уйғурлар нөвәт билән бериватқан бу иптар тамиқиға истанбулда яшаватқан уйғурлар вә уйғур оқуғучилардин башқа, түркийидики сиясәтчиләр, билим адәмлири, аммиви тәшкилат әзалириму қатнашмақта.
Бүгүн уйғур тиҗарәтчи әли коч әпәнди иптар тамиқи бәргән болуп, биз иптар соруниға телефон қилип, улар билән телефон зиярити елип бардуқ. Иптардин бурун вәз ейтиватқан мәмәт қари һаҗим зияритимизни қобул қилип, роза һәққидә сөзлиди.
Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia