Уйғурлар рамизан ейини қандақ өткүзүватиду?


2006.09.25

Мусулманлар һәр йили рамизан ейида оттуз күн роза тутиду, ислам диниға етиқад қилишта әң муһим 5 пәрзниң бири һесабланған рамизан ейи, мусулманларни ирадисини күчәйтиш билән тәң, арзу - тиләклири үчүн дуа қилишқа, аҗиз вә йетим - йесирларниң бешини силашқа охшаш яхши нийәт бағлашқа чақириду.

Омумән рамизанниң исил хасийити шуки, инсанлар аллаға болған сеғинишини, аллаға болған етиқадини билдүрүш үчүн, бир күн таамсиз нәписини йиғалайду, ашлиқниң қиммитигә болған қаришини ашуриду. Уйғурлар арисида бирликтә роза тутуш шәкилләнгән, йеқин уруқ - туғқан, дост ‏- ярәнләр бир ариға җәм болуп, намаз оқуйду, золуқ йәйду вә иптар қилиду. Мәзкур йиғилишта диний әхлақ, қаидә йосунлири һәққидә сөз қилишқа охшаш һәр хил тәлим тәрбийәләр тәрғип қилинип, чоңлар кичикләрни йетәкләшкә охшаш паалийәтләр елип берилиду.

Рамизан ейи мунасивити билән, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, вәтән ичи вә сиртидики барлиқ уйғурларниң мубарәк рамизан ейини қутлуқлап, алладин өз қериндашлириға әркинлик, тинчлиқ, хатирҗәмлик, саламәтлик вә мувәппәқийәтләр тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз әқидәдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.