Таҗикистан президенти имамәли рахманоп хитай зияритини башлиди
2007.01.15
1- Айниң 15-күни таҗикистан президенти имамәли рахманоп хитайға қаратқан бир һәптилик дөләт ишлири зияритини башлиди. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, 15- январ күни ху җинтав бейҗиңдики хәлқ сарийида рахманопни күтүвелиш мурасими өткүзгән һәмдә икки дөләт рәһбири арисида рәсмий сөһбәт елип берилған.
Таҗикистанниң" авеста" учур ториниң хәвәр қилишичә, имамәли рахманоп билән ху җинтав икки дөләт мунасивәтлириниң юқири дәриҗидә тәрәққи қиливатқанлиқиниң символи сүпитидә " хитай-таҗикистан инақ-қошнидарчилиқ, достлуқ вә һәмкарлиқ шәртнамиси" ни имзалиди.
Икки дөләт рәһбири өзара мунасивәтлиригә юқири баһа бәрди
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, хитай дөләт рәиси ху җинтав таҗикистан билән хитай дипломатик мунасивәт орнатқан 15 йилдин буян икки тәрәп мунасивәтлириниң муқим тәрәққи қилип, көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини, икки дөләт рәһбәрлири қоюқ бериш келиш қилип, өзара достлуқ вә чүшинишни чоңқурлаштуруп, икки тәрәп арисидики тарихтин ешип қалған чегра мәсилилирини үзүл-кесил һәл қилғанлиқини шуниңдәк йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә б д т рамкиси астидики өзара бағлинишлиқ зор мәсилиләрдә яхши маслишиш вә тәңшәш позитсийисидә туруп кәлгәнликини муәййәнләштүрди.
Таҗикистан президенти имамәли рахманопму икки дөләт мунасивәтлиригә юқири баһа берип, таҗикистан билән хитайниң дипломатик мунасивәт орнатқандин буян сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт -маарип җәһәтләрдин илгири болуп бақмиған һалда юқири дәриҗидә тәрәққи қилғанлиқи, таҗикистан тәрәпниң " бир хитай сияситидә чиң туруп, хитайниң бирликкә келиш чоң ишлирини давамлиқ қоллап кәлгәнликини" тәкитлиди.
"Үч хил күчкә" ортақ қарши туруш қайта тәкитләнди
Хитай ахбарат васитилиридин шинхуаниң учуридин қариғанда, хитай дөләт рәиси ху җинтав таҗикистан рәһбири имамәли рахманопқа икки дөләт мунасивәтлирини буниңдин кейин техиму чоңқурлаштурушқа мунасивәтлик бәш хил тәклипни оттуриға қойған болуп, булар сиясий, сода-иқтисад, мәдәнийәт қатарлиқ көп саһәләрни өз ичигә алғандин ташқири бихәтәрликни қоғдаш вә хәлқара һәм район характерлик мәсилиләрдики ортақлиқни күчәйтишкиму қаритилған. Ху җинтав бәш хил тәклипиниң үчинчи нуқтиси сүпитидә бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтип, "уч хил күчләр", чегра һалқиған җинайәтчиликтин ортақ мудапиә көрүш вә ортақ зәрбә бериш шуниңдәк икки дөләт вә районниң тинчлиқи, муқимлиқи һәм бихәтәрликини қоғдаш" дәп көрсәткән.
Имамәли рахманопму таҗикистанниң "хитай билән хәлқара вә район характерлиқ ишларда машлишип, қәтий һалда "үч хил күч"кә зәрбә бериш мәҗбурийитини ада қилидиғанлиқи"ни билдүргән.
Уйғур мустәқиллиқ һәрикитигә зәрбә бериш икки дөләт шәртнамисидин орун алған
Хитай билән таҗикистан рәһбәрлири имзалиған 18 маддилиқ" хитай-таҗикистан инақ-қошнидарчилиқ, достлуқ вә һәмкарлиқ шәртнамиси"ниң 7-маддиси сүпитидә уйғур мустәқиллиқ һәрикитигә ортақ зәрбә бериш тәкитләнгән болуп, икки дөләт арисида түзүлгән террорчилиқ, бөлгүнчилик вә радикализмға қарши туруш" келишимлиригә бинаән" вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида давамлиқ чарә тәдбир қоллинип, шәрқий түркистан террорчилирини өз ичигә алған терроризм, бөлгүнчилик вә радикализмниң барлиқ шәкиллиригә ортақ зәрбә бериш" дәп қарар қилинған.
Мәлумки, таҗикистан шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң бири, таҗикистан билән уйғур елиниң арисида бәш йүз километир чегра линийиси бар болуп, таҗикистан, афғанистан вә уйғур ели тутишидиған вахан каридори әзәлдинла уйғур ели билән җәнубий асия вә оттура шәрқни бағлайдиған муһим өткәлдур. Хитай даирилири таҗикистан вә афғанистан чегра линийисиниң шәрқий түркистан мустәқилчилириниң һәрикәт базиси болуп қелишидин изчил түрдә әнсирәп кәлгән. Униң үстигә йәнә таҗикистан билән уйғур ели арисидики чегра линийиси мәсилисидә совет иттипақи дәвридин тартипла талаш-тартиш давамлишип кәлгән болуп, буниңдин бир қанчә йил илгири хитайй билән таҗикистан чегра сизиқлирини муқимлаштурған иди.
Таҗикистан һөкүмити изчил түрдә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң сиясий һәрикәтлирини терроризм билән бағлап зәрбә бериш тәләплирини қоллап кәлгән , бу қетим имамәли рахманоп йәнә бир қетим хитай һөкүмитигә бу мәсилидә давамлиқ хитайни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.
Таҗик рәһбириниң зияритиниң арқа көрүнүшлири
Таҗикистан президенти имамәли рахманопниң бейҗиң зияритидин бир һәптә илгири хитай памир егизликидики таҗикистанға йеқин бир җайда шәрқий түркистан исламий һәрикити дәп аталған бир тәшкилатниң һәрбий мәшқ базисини вәйран қилип, аталмиш" 18 нәпәр террорчини" өлтүрүп, 17сини қолға чүшүргәнликини елан қилиш арқилиқ таҗикистан билән уйғур ели арисидики чегра линийисиниң аталмиш террорчиларниң һәрикәт қиливатқан, хитай вә таҗикистан үчүн тәһдидлик нуқтилар икәнликидин сигнал бәрди. Хитай ахбарат торлири вәқә йүз бәргән җайниң таҗикистанға 20 нәччә километир келидиғанлиқини көрситишти. 2006-Йили 9-айда хитай билән таҗикистан икки дөләт чегра районида "һәмкарлиқ 2006"намлиқ бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән болуп, буниңға хитайниң уйғур елида турушлуқ қораллиқ сақчи вә азадлиқ армийә қисимлири һәмдә таҗикистанниң һава вә қуруқлуқ қисимлири иштирак қилған шуниңдәк маневирниң уйғур мустәқилчилиригә қарши турушни мәқсәт қилидиғанлиқи билдүрүлгән иди.
Таҗикистан алий соти президент имамәли рахманопниң бейҗиңни зиярәт қилишиға тоғрилап, "түркистан ислам партийиси, һизбул тәһрир, өзбекистан ислам һәрикити" қатарлиқ 10 тәшкилатни террорлуқ тәшкилат дәп бекитип, уларниң таҗикистандики һәркитини чәкләйдиғанлиқини елан қилди. Көзәткүчиләр дүшәнбә даирилириниң бу арқилиқ хитайни хатирҗәм вә хушал қилмақчи болғанлиқини пәрәз қилишмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Таҗикистан президенти рахманоф ху җинтав билән учрашти
- Оттура асия кимгә йеқинлишиватиду?
- Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң йиғини ечилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш йиғини ечилди
- Хитай, русийә вә оттура асия сотчилирини уйғурларға қарши хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди
- Хитай- таҗикистан бирләшмә һәрбий манивери башлиди
- Хитай, таҗикистан билән иқтисадий һәмкарлиқини күчәйтмәктә
- Хитай билән таҗикистан бирләшмә һәрбий манивер өткүзмәкчи
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғини "үч хил күчләр" ни музакирә қилиду
- явро-асия иқтисадий бирлики сабиқ совет җумһурийәтлирини бирләштүрүшниң йеңи моделиму?