Хәлқ райини тәкшүрүш нәтиҗиси: хитайниң миллий сапаси билән чоң дөләтлик образи арисида зор пәрқ мәвҗут
2006.12.28
Нөвәттә бейҗиң мәркизи телевизийә истансисиниң 2 - қанилида тарқитилған " чоң дөләтниң баш көтүрүши" намлиқ һөҗҗәтлик филим хитай җәмийитидә зор тәсир пәйда қилған болсиму, лекин " җоңго яшлар " гезитиниң өткән дүшәнбә күни елип барған хәлқ райини синаш нәтиҗисидин қариғанда, хитай пуқралириниң җоңго чоң дөләтму, дегән мәсилигә қарита көпчилик кишиләр хитайни чоң дөләт, дәп қаримайдиғанлиқи мәлум болди.
Җав гочян: хитайниң чоң дөләтлик хияли күлкилик
Рай синаш паалийитигә қатнашқан хитай пуқралириниң 50 % дин көпрәки хитайни нупус вә тәнтәрбийә чоң дөлити, дәп қариған болсиму, лекин хитайни сияси, һәрбий, дипломатийә, мәдәнийәт, тәбий байлиқлар җәһәттә чоң дөләт, дәп қарайдиғанларниң нисбити 20 % билән 40 % арисида қалди.
Бейҗиңдики хитай өктичи затлириниң бири җав гочяң радиомизға "хитайниң чоң дөләтлик хияли күлкилик," дәйду. У, "чоң дөләтлик хияли һәр қетим оттуриға қоюлса, маң бәкму күлкилик туюлиду. Нурғун кишиләр 2 - дуня урушидин кейинла җуңгониң әмилийәттә дунядики 5 чоң дөләтниң бири болуп қалғанлиқини ойлимайду. Компартийә - гоминдаң уруши түпәйлидин җоңго өз һалитигә қайтип келәлмиди. Уруштин кейин компартийә мустәбитлик йолини талливалди," дәп көрсәтти. Лекин йәнә бәзи анализчиларниң әскәртишичә, дәвримиздә чоң дөләт болушниң бирдин бир шәрти нопуси көп, земини кәң, иқтисади гүлләнгән болушла әмәс.
Әнгилийә сабиқ баш министири маргарит сачир, хитайниң дәриҗидин ташқи дөләт болалмаслиқ сәвәблирини, "чүнки хитай дуня җамаәтчиликигә улар қобул қилалайдиған универсал бир идеологийә яки чүшәнчә сестимиси оттуриға қоюш иқтидариға игә әмәс икәнликидур, " дәп чүшәндүргән.
Доктор қаһар барат: хитайниң миллий сапаси чоң дөләт болушқа мас кәлмәйду
Америкидики уйғур тәтқиқатчи доктор қаһар баратниң әскәртишичә, "бу йәрдики түпки мәсилә тәрәпләрниң чоң дөләт, дегән бу уқумни қандақ чүшиниш мәсилисидур." У, "дәвримиздә чоң дөләтлик орниға игә болуш үчүн земини кәң, нопуси көп, иқтисади гүллнишниң өзи йетәрлик, дәп қараш тоғра әмәс," дәйду. У, бир дөләтни чоң дөләт, дәп қараш үчүн униң иқтисади күчлүк болуш билән биргә, хәлқара мәсилиләрдә ойнайдиған ролиға қарилидиғанлиқини билдүрди. Қаһар барат, хитайниң миллий сапаси чоң дөләт болушқа мас кәлмәйдиғанлиқини әскәртип, "хитайниң нурғун җәһәтләрдә хәлқара өлчәмгә тошмайдиғанлиқини әскәртти.
Җоңго яшлар гезитиниң рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, рай синаш паалийитигә қатнашқан 95 % киши хитайниң миллий сапаси билән униң чоң дөләтлик образи арисида зор пәрқләр барлиқини тәкитлигән.
Аталмиш "баш көтүрүш" яки "гүллиниш" аз сандики бир қисим кишиләрниң "баш көтүрүши" яки "гүллиниши" дур
Алдинқи күни хоңкоңдики мәшһур обзорчи гу пиң хоңкоң "шәрқ гезити" дә елан қилған бу һәқтики мақалисида "җоңго яшлар" гезитиниң рай синаш нәтиҗиси хитайниң "чоң дөләтлик хияли" ға соғуқ су сәпкәнликини язди. У, хитайда зор көпчилик кишиләр чоң дөләт пуқраси болуш сүпитидә шуни ениқ билидуки, аталмиш "баш көтүрүш" яки "гүллиниш" аз сандики бир қисим кишиләрниң " баш көтүрүш" яки гүллинишидур," дәйду. Униң әскәртишичә, хитайда бир милярд 300 милйон пуқраниң көпчилики һазирға қәдәр дохтурға көрүнәмәйдиған, оқуямайдиған төвән қатламдики макансизлар.
Хоңкоң тәбий пәнләр университити сода институтиниң дотсенти йән хоңниң әскәртишичә, нөвәттә чоң қуруқлиқтики пуқураларға керики җоңго чоң дөләтму - әмәсму, дәйдиған қуруқ соска әмәс, бәлки әмилий нәрсиләр. У, " чоң дөләтниң баш көтүрүши," дигән бу филимни һазирқи шараитта тарқитиш бейҗиң даирилириниң пуқраларға мәлум бир нәрсидин учур бәрмәкчи боливатқанлиқини көрситиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У, биз компартийә 17 - қурултийиниң пат йеқинда чақирилидиғанлиқини билимиз. Бу филим бәзи кишиләрниң җоңго баш көтүрди, дәп тәнтәнә қилишини қозғаш үчүн берилгән бир сигналму ? " дәйду.
Йеқинда шаңхәй фудән университетиниң бир профессори мақалә елан қилип, хитай 5 миң йилдин бериқи әң гүллиниш дәвридә турмақта, дәп мәдһийилән. Бу мақалә хитайлар арисида "җоңго 5 миң йилдин бериқи әң гүллиниш дәвридә туруватамду," дегән муназирини қозғиди. Шйе бәйсәннң мәзкур мақалисини тәнқид қилғучилар хитайдики "гүллиниш қәйәрдә," дәп тәнқидлигән иди. (Әркин)