Җорҗ буш кондилиза райсни ташқи ишлар министирлиқи вәзиписигә тәйинлиди
2004.11.17
Призедент җоҗ буш сәйшәнбә күни өзиниң қәдинас дости, ишәнчлик бихәтәрлик мәслиһәтчиси кандилиза райсни ташқи ишлар министирлиқиниң башлиқлиқиға тәйинлиди. У сөзидә мундақ диди:
" Кондилиза райис пүтүн америка хәлқи вә хәлқара җәмийәт тәрипидин обдан тунулған. Өткәнки төт йил җәрянида, мән униңдин көп мәслиһәтләрни алдим, мол тәҗрибисидин пайдиландим. Мән униң әтраплиқ вә пухта һөкүм чиқиридиған қабилийитигә апирин оқуймән. Кондилиза райсниң мениң ички кабентимға қатнишишни мақул көргәнликидин интайин пәхирләндим. Ташқи ишлар министири америкиниң дунядики вәкили. Пүтүн дуняәһли доктур кондилиза райисниң вуҗудидин дөлитимизниң күчи, салапити вә шан шәрипини көривалалайду."

Америкиниң қануни бойичә, әгәр америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси кондилиза райсни тәстиқлисила, у түнҗи қетим америка ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгән қара тәнлик аял болуп һисаблиниду. Кондилиза райис узун өтмәйла колин павелниң вәзиписини тапшуруп алиду. Колин павел бир нәччә ай илгирила призидентқа йәнә бир қарар вәзипә өтәш нийитиниң йоқлиқини билдүргән иди.
Америка авази радиосиниң хәвиригә қариғанда, гәрчә колин павел хәлқарада бирдәк һөрмәткә сазавәр, дөләт ичидә җорҗ бушқа қариғанда техиму алқишқа игә болсиму, бирақ ираққа һоҗум қилиш вә шималий корийә ядро мәсилисини қандақ бир тәрәп қилиш қатарлиқ мәсилиләрдә униң ақ сарай вә бәш бурҗәклик бинадики әмәлдарлар билән ихтилаби бар икән.
Хәвәргә қариғанда, кондилиза райсниң ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиниши җорҗ буш һөкүмитиниң ичидики охшаш болмиған пикирләрниң чиқиш иһтималлиқини азайтидикән.
Буш: райис террорчилиққа қарши урушниң һалқилиқ пәйтидә вәзипигә тәйинләнди
Пиризидент җорҗ буш кондилиза райсни тәйинләш мурасимида, райис ханимниң террорчилиққа қарши күрәш давамлишиватқан һәл қилғуч пәйттә ташқи ишлар министири вәзиписигә тәйинләнгәнликини көрсәтти.
Җорҗ буш, өзиниң иккинчи қетимлиқ вәзипә өтәш муддити ичидики асаслиқ нишанлириниң террорчилиққа қарши урушниң ғәлибисини қолға кәлтүрүш, оттура шәрқтә ислат елип бериш вә кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң кеңийишини чәкләш болидиғанлиқини әскәртти.
Доктур кондилиза райс ханим җорҗ бушниң пиланлирини орундаш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди. У йәнә мундақ диди:
"Тәклип бойичә сизниң йитәкчиликиңиздики һөкүмәткә вә дөлитимгә хизмәт қилиш мениң пәхрим. Қәдирлик достум колин павелниң вәзиписини тапшуруп елишни ойлашқиму питиналмиған идим. Колин павел дөлитимиз тарихида мәйданға кәлгән әң мунәввәр дөләт хадиминиң бири."
Мәлуматларға қариғанда, кондилиза райсниң дөләт мәҗлиси тәрипидин тәстиқлинишиниң интайин оңайға чүшидикән.
Кондилиза райс америка ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини тапшуруп алғандин кийин, америкиниң ташқи сияситидә қандақ өзгүрүшләр болиши момкин дигән мәсилигә қарита, америкида қанун пәнлири бойичә илим тәһсил қиливатқан, америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл әпәнди мундақ диди:
Кондилиза райсниң шәхсий тарихи
Кондилиза райс 1954 - йили америкиниң алабама штатиниң берминһам шәһиридә туғулған болуп, у яшлиқ дәвирлиридә утуқ қазанған музикант вә тәнһәркәтчи болған. У шундақла 26 йешида америка харворд университетиниң доктурлуқ унваниға еришип, 1981 - йилидин башлап, америкидики даңлиқ ситәнфорд университетида сиясәт пәнлири бойичә профессорлуқ вәзиписини өтигән. Бу җәрянда у, шәрқий вә ғәрбий гирманийиниң бирликкә келиши вә сабиқ совит иттипақиниң парчилиниши һәққидә китабларни язған.
Кондилиза райс 2000 - йили ташқи ишлар мәслиһәтчиси салаһийити билән җорҗ бушниң сайлам һәрикитигә қатнашқан. Җорҗ бушниң сайламда ғәлибә қилиши билән, райс җорҗ бушниң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси вәзиписини өз үстигә алған.
Нурий түркәл әпәнди, өткәнки төт йил җәрянида, колин павил башчилиқидики ташқи ишлар министирлиқиниң уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп, уйғурларға пайдилиқ бир қисим сиясәтләрни йүргүзгәнликини тәкитләп, талантлиқ рәһбәр кондилиза райс ханимниңму бундин кийинки вәзипә өтигән мәзгилидә, уйғурларға охшаш езиливатқан милләтләрниң сияси, иқтисадий мәнпәәти вә кишилик һоқоқини қоғдашқа күч чиқиришини үмүд қилидиғанлиқини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқараниң бушниң қайта президентликкә сайлинишиға болған инкаси
- Туркийидикиләрниң америка сайлимидин кейинки инкаслири
- Буш йәнә бир қарар президентлиққа сайланди
- Хитай америка президент сайлиминиң һарписида буш һөкүмитини тәнқид қилди
- Хитай тәрәп зади кимниң америкиниң президенти болишини халайду?
- Иҗтимаий суғурта мәсилиси америка прездент риқабитидики мәркизи темиға айланди
- Буш билән кәррий дөләт ичи мәсилисидә муназирә өткүзди
- Буш җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийида сөз қилди