Америка билән явропа иттипақи хитайға қаритилған имбарго мәсилисидә бирликкә келәлмиди
2005.02.10

Буш һөкүмитиниң икки йил илгирики ирақни ишғал қилиш қараридин кейин йирикләшкән америка - явропа иттипақи мунасивити юмшашқа башлиди. Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, пәйшәнбә күни бриюсилда чақирилған шималий атлантик окян әһди иттипақи ташқи ишлар министирлар йиғинида, тәрәпләрниң садам һүсәйин дәвридин кейинки ирақ мәсилиси бойичә "достанә" музакирә елип барғанлиқини билдүрди.
Райис бриюсилдики йиғиндин кейин мухбирларни күтүвелип, NATO дики иттипақдашларниң уюшқанлиқини шундақла уларниң буниңдин кейин қилишқа тегишлик ишларни билидиғанлиқини тәкитлигән .
Хитайға қоюлған имбарго мәсилисидики ихтилап һәл болмиди
Райисниң билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқини өткүзивалғандин кейинки тунҗи чәтәл зияритиниң 2 - бекити болған явропа иттипақи билән, хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргосини қандақ қилиш мәсилисидики ихтилаби һәл болмиған. Америка, имбаргони бикар қилиш шәрқий асия вә тәйвән боғузидики һәрбий күчләр тәңпуңлиқини бузидиғанлиқини агаһландуруп, хитайға қаритилған имбаргони бикар қилишқа қарши турмақта. явропа иттипақи, хитай қораллиқ қисимлириниң 1989 - йили тйән әнмин мәйданидики оқуғучилар һәрикитини бастуруш қилмишидин кейин хитайға қорал - ярақ сетишни чәклигән.
Райис, имбаргони хитай кишилик һоқуқ хатирисигә бағлиди
явропа иттипақи, бу йил 1 - айда әза дөләтләрниң хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш мәсилиси бойичә принсип җәһәттә келишим һасил қилғанлиқини шундақла имбаргониң 6 ай ичидә бикар қилиниш иһтимали барлиқини җакалиған иди. Буш һөкүмити америкиниң имбаргони бкар қилиш мәсилисидики әндишилирини тәкитләп, явропа иттипақини бу мәсилидә қайта ойлишишқа чақирған. Кондилиза райис, алдинқи күни бриюсилдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, " кишилик һоқуқ җәһәттики мәсилиләр, имбаргони давамлиқ сақлап қелишниң керәкликини көрсәтмәктә," дәп тәкитлиди.
Райисниң билдүрүшичә, тйән әнмин вәқәсидә қолған елинған намайишчилардин 2000 киши һазирғичә тутуп турулмақтикән. У мундақ дәйду: " америка тйән әнмин вәқәсигә мунасивәтлик һәр қандақ қарар чиқарғанда, кишилик һоқуқ мәсилисидики әндишиләрни көздин сақит қилмаслиқ керәкликигә давамлиқ ишиниду шундақла тйән әнмин вәқәси һазирғичә һәл болмди 2000 мәһбус техичә түрмидә тутуп туриливатиду." Райис, имбаргони бикар қилиш райондики һәрбий тәңпуңлиқни бузуветишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүрүп, " биз һәрбий тәңпуңлуқ җәһәттики әндишимизни ениқ оттуриға қойдуқ. Районда һазирғичә америка қошунлири бар. Һәрбий техникиларни өтүнүп беришниң райондики назук һәрбий тәңпуңлиққа зиян йәткүзидиғанлиқини ойлишиш керәк," дәп көрсәтти.
явропа имбаргони бикар қилиш пиланини ақлиди
Райисниң билдүрүшичә, явропалиқлар америкиниң имбарго мәсилисидики әндишисини аңлиған шундақла чүшәнгән. Амма явропалиқлар имбаргони бикар қилиш пиланини ақлиди. явропа комитетиниң президенти барассониң билдүрүшичә, явропа иттипақи имбарго мәсилисидә техи қарар чиқармиған. Бирақ у, қарар чиқарғанда әндишә қиливатқан мәсилиләрниң көздә тутулидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: " биз америка қошма штатлириниң бу мәсилидики сәзгүрликини чүшинимиз. Бирақ явропа иттипақи бу мәсилидә йәңгиллилик қилди, дәп тәнқид қилинмаслиқи керәк."
Бароссо, шәрқий җәнубий асияда қорал - ярақлар сүпити вә саниниң көпийиши явропа иттипақиниң мәнпәәтигә уйғун дәп қаралмайдиғанлиқини әскәртип, бу җәһәттә америка билән ортақ пикирға игилиқини тәкитлигән. У, явропа иттипақиниң бу ихтилабни қандақ һәл қилиш үстидә издиниватқанлиқини билдүрди.
Райис: америка хитай мәсилисидә явропа билән ортақ пикиргә игә
Хитай мәсилисидә явропа иттипақи билән пикир ихтилаби йоқлиқини тәкитлигән райис, бейҗиң даирилирини сияси ислаһат елип беришқа үндиди. У мундақ дәйду: " биз хитай мәсилисидә пикир ихтилапиға игә әмәсмиз. Хитай тәҗрибиләрни йәкүнләп, иқтисади вә сияси җәһәттики әркинләштурушни күчәйтиши керәк."
Райис " мана бу бизниң кишилик һоқуқ вә диний етиқат мәсилиси ялғуз америка қошма штатлирини қизиқтуридиғанла мәсилә әмәс, бәлки явропа иттипақиниңму мәсилиси дийишимиздики сәвәбтур," дәп көрсәтти. Кондилиза райис, сөзиниң ахирида хитай даирилирини дуня сода тәшкилатиниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш тоғрисидики қанун - қайдилиригә һөрмәт қилишқа чақирди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка йәттә хитай ширкитигә иқтисадий җаза бәрди
- Шветсийә телевизорида хитайға қаритилған қорал – ярақ ембарго мәсилиси
- Голландийидә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
- Германийә баш министири широдер яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини әмәлдин қалдурушқа чақирди
- Җорҗ буш кондилиза райсни ташқи ишлар министирлиқи вәзиписигә тәйинлиди
- яврупа бирлики сахта маллар мәсилисидә хитайни агаһландурди
- Уйғур елидә "көп хил армийә һәмкарлишип, җәң қилиш усули" намлиқ манивер өткүзилидикән