Кондализа райис канадани зиярәт қилди


2005.10.25
CANADA-US-RICE-PETTIGREW-28.jpg
Кондализа райис ханим канада ташқи ишлар министири Pierre Pettigrew билән мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә.AFP

Америка дөләт ишлири катипи кондализа райис дүшәнбә күни оттаваға йетип келип, икки күнлүк канада зияритини башлиди. Райис ханим канадаға аяқ бесиштин сәлла илгири канада баш министири паул мартин канаданиң хитай қатарлиқ асия дөләтлиригә қаратқан енергийә експортини кеңәйтиш тиришчанлиқиниң америкиға тақабил туруш әмәсликини әскәртти.

Кондализа райисниң бу қетимлиқ канада сәпири униң дөләт ишлири катипи болғандин кейин тунҗи қетим канадани зиярәт қилиши болуп, канада америкиниң башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системисиға қатнишишни рәт қилғанлиғи үчүн райис ханимниң бу йил март ейида канадани зиярәт қилиш пилани әмәлдин қалдурулғаниди.

Америка президенти буш вә канада баш министири паул мартин икки дөләт мунасивитиниң йәнила сағлам икәнликини тәкитлигән болсиму канада җамаити , кондализа райисниң дөләт ишлири катипи болғандин буян 38 дөләтни зиярәт қилғанлиқи вә канаданиң у зиярәт қилған 39-дөләт болғанлиғи қатарлиқларға диққәт қилмақта.

Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.