Кондилиза райисниң асиядики сәпири хитайда ахирлишиду
2005.03.16

Чаршәнбә күни асия дөләтлиридики зиярәт сәпириниң 2 - бекити пакистанни зиярәт қилған америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, исламабад һөкүмитидики президент мушәррәфни өз ичигә юқури дәриҗилик әмәлдарлар билән тероризим, ядро қоралларниң кеңийишини чәкләш шундақла ф - 16 бәлгилик уруш айрупиланлирини сетиш мәсилилири бойичә сөһбәт елип бариду. Райис пакистанға келишниң алдида йеңи деһлини зиярәт қилди. У , йеңи деһлида һиндистан ташқи ишлар министири натвар сиң билән мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, һиндистан билән пакистан оттурисидики сүркилишниң юмшаватқанлиқини қарши алған.
Америка, һиндистан билән иран оттурисидики һәмкарлиқтин биарам
Райис, һиндистан билән иран оттурисидики газ турубиси ятқузуш келишими америкини пәвқулладә биарам қилмақта, дәп көрсәткән. У мундақ дәйду: " мениңчә бизниң иран һәққидики биарамлиқимизһазирқи вақитта техиму чүшүнишлик болди. Биз һиндистан һөкүмити билән бизниң һиндистан иран оттурисидики газ турубиси һәмкарлиқидин биарам боливатқанлиқимиз тоғрисида алақилаштуқ ," дәп тәкитлиди. Һиндистан билән иран бу йил 2 - айда икки дөләт оттурисиға соммиси 4.5 Милярд долларлиқ газ турубиси ятқузуш келишими имзалиған. Америка, иранниң ядро қоралларға еришиш йолида тиришиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Һиндистан, америкиниң пакистанға қорал сетип беришигә қаршикән
Һиндистан ташқи ишлар министири сиң, америкиниң пакистанға F – 16 бәлгилик уруш айрупилани сетип бериш содисидин йеңи деһлиниң биарам боливатқанлиқини тилға алған. Америка 1990 - йилларда исламабадниң ядро қоралларни тәрәққий қилдүрүш пиланиға қарши пакистанға қорал - ярақ имбаргоси қойған иди. 11 - Сентәбир вәқәсидин кейин америка пакистанға қойған имбаргони бикар қилди.
Райис, йеңи деһлида һазирчә бу мәсилә бойичә келишим имзалашниң балдурлуқ қилидиғанлиқини илгири сүргән . Райис мундақ дәйду: " мән пакистанға барғанда пакистанниң мудапиә җәһәттики әндишилири шундақла мудапиә иһтияҗлири бойичә сөһбәт елип баридиғанлиқимни ейталаймән." У, бу йәрдә һазирғичә һечқандақ бир келишим имзаланмиғанлиқини әскәртти. Райисниң билдүрүшичә, улар йеңи деһлида һиндистан билән пакистанға ф - 16 бәлгилик уруш айрупиланлирини сетип бериш мәсилилири бойичә музакирә елип барған.
Райис: явропа хитайға қорал сетип беришдә чоңқур ойлишиши керәк
Бейҗиң, райисниң һиндистан, пакистан, афғанистан, японийә, җәнубий корийә шундақла хитай қатарлиқ 6 дөләткә қилидиған зияритиниң ахирқи бекити. Райисниң асия дөләтлиридики сәпири, тәйвән боғузидики вәзийәтниң җиддиләшкән дәвригә тоғра кәлди. Райисниң хитайда елип баридиған зиярити корийә ядро қораллар мәсилиси, "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" чиқирилғандин кейинки тәйвән вәзийити шундақла кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләргә четилиши мумкин.
Райис, йеңи деһлида " хитайниң һәрбий қисимларға тәйвәнгә қорал ишлитиш һоқуқи бериши, явропа иттипақи хитайға қорал - ярақ сетиш мәсилисидә чоңқур ойлушишиға тегишлик мәсилә болуп қалди, дәп көрсәткән. Америка һөкүмити , хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қануни" ни тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә бихәтәрлики үчүн пайдиси, дәп қаримақта. Амма хитай һөкүмити америкиниң әндиширилини орунсиз, дәп тәнқидлиди.
Америка афғанистанда узун - муддәтлик һәрбий база қурушни ойлашмақта
Райисниң зиярәт күнтәртипи боийичә пакистандики зияритиниң кейинки бекити афғанистан. У, пәйшәнбә күни кабулни зиярәт қилиду. У, кабулда президент һамид карзай билән бихәтәрлик шундақла афғанистанни қайта қуруш қатарлиқ мәсилиләр бойичә сөһбәт елип бериши мүмкин. Америка һәрбий даирилириниң ашкарилишичә, америка афғанистанда узун - муддәтлик һәрбий база қурушни ойлашмақтикән.
Райис, исламабадтики зиярити җәрянида пакистан баш министири шавкәт әзиз, президент пәрвиз мушәррәф, ташқи ишлар министири қасурилар билән сөһбәт елип бериши мүмкин. Пакистан америкиниң терорчилиққа қарши туруш урушидики әң һалқилиқ дөләт. Райис, йеңи деһлида пакистан билән һиндистан рәһбәрлириниң икки дөләт оттурисидики сүркилишни пәсәйтиш вә яришиш йолидики тиришчанлиқини махтиған. У, һиндистан билән пакистан оттурисидики " сөһбәтниң давамлишиватқанлиқи шундақла илгирләватқанлиқи кишини риғбәтләндүриду. Биз қолимиздин келишичә ярдәмдә болимиз," дәп көрсәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка билән явропа иттипақи хитайға қаритилған имбарго мәсилисидә бирликкә келәлмиди
- Пакистан билән хитайниң террорчилиққа қарши һәмкарлиқи кимгә қаритилған?
- Пакистан баш министири шавкәт әзиз хитайни зиярәт қилди
- Җорҗ буш кондилиза райсни ташқи ишлар министирлиқи вәзиписигә тәйинлиди
- Пакистанда гөрүдики хитай инҗенирларни қутқузуш һәркити қанлиқ ахирлашти
- Гөрүдики хитай инҗенирларни өлтүрүш вақит чәклимиси кечиктүрүлди