Алматида шәпқәт һәмшириси ризвангүл хатириләнди
2005.02.17

15-Феврал күни, алматадики қазақистан хәлқлири ансамбили залида, қазақистан уйғурлири бирләшмисиниң уюштуруши билән, шәпқәт һәмшириси қәһриман уйғур қизи ризвангүл вапатиниң 60 йиллиқи хатириләнди.
Ризвангүл1926-йили алмата вилайитиниң чиләк йезисида туғулған болуп, кейин ата-аниси билән уйғур елигә кәлгән вә үрүмчидики икки йиллиқ болғалтирларни тәрбийиләш бурусида оқуған. 1944-Йили язда оқушини тамамлиғандин кейин, ғулҗиға қайтип келип хизмәткә қатнашқан.
Миллий инқилаб башланғандин кейин, 18-яшлиқ ризвангүл инқилабқа қатнишип, 1945-йили 13-январ күни урушта яриланған җәңчиләрни қутулдуруш җәрянида дүшмәнниң оқи билән ярилинип қурбан болған вә "шәпқәт һәмшириси" шәрипигә еришкән.
Йиғилишта сөз қилған меһрибан ваһитива, шәрқий түркистан һөкүмитиниң күндилик орган гезити "азад шәрқий түркистан" гезитиниң 1945-йили 20-январдики санида, қасимҗан қәмбириниң "инақ" тәхәллуси билән язған "һәмширәм" намлиқ шеирини диклиматсийә қилди.
Һәмширәм
Инақ
Асарәттин қутулушқа атланған, оқ, пилимот, бомбилардин сақланған, вәтинини дүшмәнләрдин сақлиған, даим мениң меһрибаним һәмширәм.
Һәй ризвангүл қоңғурақтәк авазиң, қизил гүлниң ғунчисидәк җамалиң, тарихида унтулмайду әвлатниң, қәһриманә күрәшчан қиз һәмширәм.
Һәй көзлирим пәряд қилип йиғлиғин, душмәнләрдин достлириңни изғиғин, дүшмән өлүп дост қалсун дәп тилигин, достлар үчүн мән йиғлаймән һәмширәм.
Сәбир тиләп атаң билән анаңға, тарих үчүн язай саңға мәрсийә, тарихиңни һәр варақлап өткәндә, сән келәрсән көз алдимға һәмширәм.
("Азад шәрқий түркистан" гезити 1945-йили 20-январ сани)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә осман батур вә шәрқий түркистан намлиқ йиғин өткүзүлди
- Түркийидә уйғурларниң дости музәффәр өздаг вапатиниң үч йиллиқи хатириләнди
- Бешкәктики уйғурлар ғулҗа вәқәсини хатирилиди
- Уйғур академик әйсаҗан оғли наринбайәфниң 80 яшқа киргәнлики хатириләнди
- Әйса йүсүп алиптекин вапатиниң тоққуз йиллиқи хатириләнди
- Абдувәли қайдарофониң 80 яшқа киргәнлики хатириләнди
- Алматида уйғур гимназийиси қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи хатириләнди
- Қазақистанда уйғурлар йиғилиш өткүзди
- Түркийидә шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди