Рабийә қадирниң қизи рошәнгүл нәзәрбәндтин қутулди


2006.11.14
rushengul-150.jpg
Рабийә қадирниң қизи рошәнгүл абдуреһим

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә ханимниң қизи рошәнгүл абдуреһим 5- айниң 29‏- күни йәни америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмикиниң уйғур елигә келишидин бир күн бурун икки қериндиши абликим абдуреһим вә алим абдуреһим билән бирликтә хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән . Хитай даирилири алим абдуреһим вә абликим абдуреһимни қолға елип рошәнгүл абдуреһимни өйидә нәзәрбәнд қилғандин кейин 6‏-айниң 13‏- күни рабийә ханимниң әң чоң оғли қаһар абдуреһимниму ақсуда тутуп үрүмчигә елип кәлгән иди.

Хитай һөкүмитиниң рабийә ханимниң пәрзәнтлирини тутуши, америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмикиниң хитай вә уйғур елигә қаратқан зияритини бикар қилишиға сәвәб болған вә америка һөкүмити бир баянат елан қилип хитай һөкүмитидин рабийә ханимниң пәрзәнтлирини дәрһал қоюп беришини тәләп қилған һәмдә америка дөләт мәҗлисиниң 72 әзаси хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, уни рабийә ханимниң пәрзәнтлирини қоюп беришкә вә рабийә ханиминиң аилә тавабатлири үстидики бесимни бикар қилишиқа чақирған иди.

Шундақла хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң рабийә ханимниң пәрзәнтлирини қолға алғанлиқини қаттиқ әйибләп, буни хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқан рабийә ханимдин өч елиш һәрикити дәп көрсәткән иди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң қизи рошәнгүл абдуреһим үстидики назарәтни бикар қилғанлиқи мунасивити билән радиомиз мухбиримиз өмәр қанатниң зияритини қобул қилип, қизи рошәнгүлниң әркинкликкә еришкәнликидин көп хурсән болғанлиқини, рошәнгүл нәзәрбәнд астида күнлирини қандақ өткүзгәнликини, вә униң һазирқи саламәтлик әһвали һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.