Уйғур мусулманлири, мубарәк роза һейтиңлар қутлуқ болғай !


2007.10.12

Heytgah-Namaz-150.jpg
Һейтгаһ мәсчитидә намаз оқуватқанлар. AFP Photo

Әссаламу әләйкум әзиз айәм әһли ,әркин асия радиосида хизмәт қиливатқан барлиқ хизмәтчиләр, пүтүн дунядики мусулман, уйғур қериндашларға роза һейтлиқ отлуқ салам йоллаймиз , байримиңлар қутлуқ болғай.

Дуняниң йәттә қитәсидин америкиға келип йәрләшкән мусулманлар , аллаһниң разилиқи үчүн йилда бир ада қилидиған оттуз күнлүк улуғ рамизанлиқ ибадәтлирини , розисини аяғлаштуруп, бүгүн мана12 - өктәбир җүмә күни әттигәндә роза һейт намизини оқуп , қизғин һалда роза һейтлиқ байрам қайнимиға чөмди . я ериқ , я милләт айрилмайдиған бу мубарәк байрам шадлиқидин әлвәттә америкида яшаватқан уйғурларму тәң бәһриман болмақта.

Биз пүтүн дуня мусулманлири үчүн әң хасийәтлик улуғ һәм чоң диний байрам һесабланған ушбу роза һейт мунасивити билән вәтән ичидики уйғурларға һәм һәр қайси милләт мусулманлириға шундақла юрт һәм әлдин йирақ чәтәлләрдә һиҗрәттә яшаватқан , хитай өлкилиридә амалсиз аилиси билән ортақ һейт өткүзүшкә мувәппәқ болалмайватқан барлиқ уйғур қериндашларға салам йоллаймиз. Аллаһ ибадәтлириңлар, дуалириңларни қобул қилғай , улуғ розиниң хасийити билән һидайәт ата қилғай.

Һәр қайси дөләтләр вақит пәрқигә қарап һейт намизиниң вақтини бекиткәнлики үчүн бәзи әлләрдә роза һейт бир күн илгири ‏- ахири пәрқлиниду . Шу вәҗидин уйғур елидики мусулманларға болса шәнбә күни йәни13 - өктәбир күни роза һейт һесаблиниду. Әмма нурғун әлләрдә йәнила җүмә күни роза һейтлиқ байрам тәнтәниси башлинип кәтти.

Мушу хошаллиқ һәм хасийәтлик минутларда өз вәтини уйғур ели , уйғур хәлқи һәм пәрзәнтлирини чоңқур сеғинған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ана , һейт күни әттигәндә телефон зияритимизни қобул қилип , йүрәк сөзлирини ипадә қилди.

Бүгүн уйғур елидики мусулманлар үчүн роза һейтниң һарпа күни һесаблиниду, һейтгаһ мәсчити уйғур дияридики әң чоң җамәниң бири шундақла қәшқәр һейтгаһ җамәси һейт ‏- байрамлар әң қизийдиған бир мәркизи орун. Роза һейт мунасивити билән биз һейтгаһ җамәсидин уйғурларниң бу роза һейтни қачан , қандақ күтивалидиғанлиқи һәққидә мәлумат алдуқ.

Гәрчә уйғур дияри билән оттура асия әллириниң вақит пәрқи унчә чоң болмисиму , мушуниңға охшаш мусулманларниң ортақ һейт ‏- байрамлирида йәнила вақит пәрқи мәвҗут. Алмата шәһиридики чоң мәсчитләрдин иттипақ мәсчити имами абдухәбир имам оттура асияда яшаватқан мусулманларниң 12 - өктәбир роза һейтни күтивалғанлиқини билдүрди һәм улуғ диний байрам роза һейтниң хасийити һәққидә тохталди.

Уйғурлар түрлүк диний һәм миллий байрамлирини аҗайип қизғин кәйпиятта өзиниң турмуш усули һәм мәдәнийити билән маслаштуруп өткүзүп кәлгән милләтләрниң бири . Уйғурлар исламий байрамлириниму , диний мурасимлардин башқа байрамлириниму , алаһидә мол дастихан һазирлап , гүзәл кийим ‏- кечәкләрни кийип , сама, нағра сунай дегәнгә охшаш нәғмә нава билән өткүзиду шундақла һейт ‏- байрам күнлирини хошаллиқ байрам сүпитидә алаһидә қизғин кәйпиятта күтүвалиду. Уйғур тарихшунас , фоликлоршунас , һөрмәткә сазавәр алим имин турсун әпәндигә, һейтлиқ салам йоллаш билән тәң , униңдин уйғурларда роза һейтниң хасийити һәққидә суаллар соридуқ.

Әзиз уйғур қериндашлар ,пүтүн дуня мусулманлири роза һейтиңларға мубарәк болсун. Һәммиңларға байрам ортақ болғай ,шатлиқ ортақ болғай . Хатирҗәмлик яр болғай. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.