Роза отанбайева, хитайниң қирғизистанда һәрбий база ачидиғанлиқини инкар қилди
2005.06.15
Роза отанбайева америкидики зиярәт күнтәртипи бойичә, сәйшәнбә күни "америка авази" радиосини зиярәт қилип, бу йәрдә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай мәтбуатлиридики қирғизистанниң муваққәт президенти қурманбәг бақийев, хитайниң қирғизистанда қошун турғузушини тәләп қилди, дегән хәвәрниң тоғрилиқини инкар қилди.
Қирғизистан америка һәрбий базисини давамлиқ сақлап қалиду
Отанбайеваниң тәкитлишичә, қирғизистан нөвәттики вәзийәт астида 3 - бир дөләтниң қирғизистанда һәрбий база қурушини ойлашмайдикән. Шуниң билән биргә отанбайева, " қирғизистан мәзкур дөләттики америка һәрбий базисини давамлиқ сақлап қалиду шундақла америка билән достанә мунасивитини давамлаштуриду," дәп көрсәтти.
Қирғизистан вәзийитидики муқимсиз амиллар, ақайев һөкүмити бу йил 24 - марттики бешкәк лимун инқилабида ағдурулуп, һакимийәт өктичиләрниң қолиға өткәндин бери һазирға қәдәр давам қилмақта.
Қирғизистан йеңи һәрбий база қурушни ойлашмайду
Роза отнабайева, мухбирларни күтүвелиш йиғинида қирғизистанниң йеқинқи вәзийити шундақла хитай - қирғизистан вә америка - қирғизистан мунасивәтлири һәққидә тохталди. Хитай мәтбуатлири йеқинда муваққәт президент қурманбәг бақийевниң хитайға җәнубий қирғизистанда һәрбий база қуруш тоғрисида тәклип сунғанлиқини хәвәр қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав, хитайниң һәрбий база қуруш тоғрисида тәклип тапшурувалса ойлишип көридиғанлиқини тәкитлигән иди.
Әмма отанбайева, бу хәвәрниң растлиқини рәт қилди. Отанбайева мундақ дәйду: "мениңчә йеңи һәрбий база қуруш тоғрисидики хәвәрләрниң һечқандақ асаси йоқ пәрәзләр. Мән қирғизистанниң муваққәт ташқи ишлар министири болуш сүпитим билән шуни дийәләймәнки, биз земинимизда һәр қандақ бир йеңи һәрбий база қурушқа йол қоймаймиз. Мениңчә қирғизистандики икки һәрбий база йитәрлик. Биз йеңи һәрбий база қурушқа еһтияҗ әмәс."
Хитай мәтбуатлири, америкиниң қирғизистанда йүз бәргән сияси өзгириш билән алақиси барлиқини билдүрмәктә. Амма америка һөкүмити бу һәқтики гуманларни рәт қилған.
Қирғизистанниң мусапирлар мәсилидиики мәйдани америкини үмидсизләндүргән
Отанбайева, сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кондилиза райис билән учрасқанда қирғизистан вәзийити вә қирғизистандики өзбек мусапирлар мәсилисини музакирә қилди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси миккормакниң ашкарилишичә, қирғизистан даирилириниң йеқинда 4 нәпәр мусапирни өзбекистанға қайтуруветиш вәқәси кондилиза райисни пәвқуладдә үмидсизләндүргән.
Миккормак мундақ дәйду: " қирғизистан һөкүмитиниң өткән җүмә күни 4 нәпәр өзбек мусапирни дөлитигә қайтуруветиш вәқәси бизни үмидсизләндүрди. Улар сияси панаһлиқ тилигән кишиләр иди. Даириләр б д т мусапирлар комитетиниң вәкилигә мәслиһәт салмиған шундақла бу кишиләр өзбекистанға қайтип барса җазаға тартилиш иһтимали барлиқини ойлашмиған."
Миккормакниң тәкилишичә, райис билән отанбайева мусапирлар мәсилиси, кишилик һоқуқни қоғдаш, ахбарат вә сөз әркинлики , хиянәтчиликкә қарши туруш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған. Отанбайева, мусапирлар мәсилисидә б д т билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан даирилириниң мусапирларни қайтуруветиш вәқәси, б д т мусапирлар комитети вә кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриған иди. Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, қирғизстан даирилирини хәлқара мусапирлар әһдинамисиға бузғунчилиқ қилиш билән әйиблигән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Роза отанбайева, хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуридиғанлиқини инкар қилди
- Америкидики катта бай сорос қирғизистан һөкүмәт хадимлириға мааш беришни пиланлимақта
- Қирғизистан ошта йеңи һәрбий база қуруши мумкин
- Қирғизистан америкиниң манас айдурумини давамлиқ ишлитигә қошулди
- Америка, русийә вә явропа қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини яхшилаш үчүн ярдәм көрситидиғанлиқини билдүрмәктә