Русийә армийиси шитаб башлиқиниң хитай зиярити вә русийә-хитай һәрбий мунасивәтлири
2007.03.05

Русийә қораллиқ күчлири баш шитаб башлиқи балуйевскийниң хитай зиярити иран ядро кризиси өткүрләшкән, пәләстин –исраилийә тоқунуши, ирақни өз ичигә алған оттура шәрқ мәсилиси мурәккәпләшкән шуниңдәк президент путинниң америкини тәнқид қилиши билән икки тәрәп арисида бир-бириниң адресиға тәнқидий пикирләрни ейтиш мәйданға кәлгән бир пәйиткә тоғра кәлгән болуп, әнгилийә радио телевизийә ширкити б б с генерал балувевскийниң мәқсити " хитай һәрбий даирилири билән икки дөләт һәрбий һәмкарлиқлириниң истиқбали, һәрбий техника һәмкарлиқи вә қорал-ярақ содиси шуниңдәк бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш пилани қатарлиқ көп тәрәпләр бойичә музакирилишиштин ибарәт" дәп көрсәтти.
Зиярәтниң асасий мәқсити – бирләшмә һәрбий маневир
Русийә мутәхәссислириму русийә баш шитаби башлиқиниң бу қетимқи зияритиниң асаслиқ мәқситиниң бу йил 7-айда өткүзүлидиған бирләшмә һәрбий маневир пиланиға мунасивәтлик мәсилиләрни музакирә қилишқа қаритилғанлиқини әскәртти.
Икки тәрәп арисидики келишимгә бинаән русийә вә хитай армийиси 7-айниң 18-күнидин 25-күнигә русийиниң урал районида кәң көләмлик бирләшмә маневир өткүзмәкчи. Бу қетимқи манивәр 2005-йилидикигә охшаш " тинчлиқ үчүн " дәп аталған болуп, хәвәрләрдин қариғанда, урал районида елип берилидиған бирләшмә маневирға русийә вә хитай армийиси һәр бири үч миң кишилик қошун чиқарғандин башқа йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрдин қазақистан, өзбекистан, таҗикистанларму айрим -айрим һалда 100 кишилик әтрәт, қирғизистан 30 кишилик әтрәт әвәтип, маневирға қатнаштурудикән, шуниңдәк йәнә русийә вә хитай алий дәриҗилик сиясий һәм һәрбий рәһбәрлири маневирниң җәрянини көздин кәчүридикән.
Русийә билән хитайниң тунҗи бирләшмә һәрбий маневири 2005-йили, хитайниң шәндоң өлкиси әрапида елип берилған болуп, русийә танка, һава вә қуруқлуқ армийисиниң 1800 нәпәр җәңчи –офитсери хитай территорийисигә кирип, маневирға иштирак қилған, хитай сәккиз миң әскирини қатнаштурған иди. Русийә –хитай армийисиниң бирләшмә маневири америка вә бир қисим тинч окян дөләтлириниң диққитини җәлип қилған һәмдә хитай һәм русийә рәһбәрлири бу маневирниң 3- дөләткә қаритилмайдиғанлиқини тәкитлисиму, бирақ, бәрибир көзәткүчиләр буниң америкиниң асия- тинч окян районидики һәрбий тәсиригә һәйвә қилиш икәнликини пәрәз қилишқан иди.
Русийә хитайниң муһим һәрбий шерики
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, йәкшәнбә күни хитай һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси гу бошуң, хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчуән қатарлиқлар бейҗиңда балуйевский билән көрүшүп сөһбәтләшкән.
Гу бошуң сөзидә русийә билән хитайниң " әвладтин әвлад дост болуш, мәңгү дүшмәнләшмәслик пиринсипи бойичә " өзара мунасивәтлирини чоңқурлаштурғанлиқиға юқири баһа бәргән. Балуйевскийму русийә-хитай истратегийилик һәмкарлиқ мунасивәтлиригә юқири баһа бәргән.
Русийиниң "мустәқиллиқ гезити" русийә-хитай һәрбий мунасивәтлири һәққидә бир парчә мақалә елан қилип, нөвәттә, русийә билән америка һәм шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң мунасивәтлириниң барғансири соғуқлишип қелишиға әгишип, русийә һәрбий рәһбәрлириниң өзиниң тәсир даирисидики районларни қуруш вә күчәйтишни қарар қилип, асияни нишан қилғанлиқи, хитайниң русийиниң чәтәлләрдики асаслиқ һәрбий шерикигә айланғанлиқини оттуриға қойған.
Русийә америкиға қарши хитай қәрти ойнимақта
Бир қисим русийә мутәхәссислири хитай билән русийиниң өзлириниң америка билән болған мунасивәтлиридә бир –бирини даим қәрт қилип ойнайдиғанлиқини оттуриға қоюшмақта. "Мустәқиллиқ гезити"дики мақалидә москваниң бейҗиңни һәрбий иттипаққа әкиришни бурундинла, болупму, москваниң ғәрб билән җүмлидин америка билән болған мунасивәтлири җиддийлишип қалған әһвал астида ойлашқанлиқини тәкитләйду. Чүнки, техи йеқинда русийә президенти путинниң германийидики бихәтәрлик йиғинида америкини әйиблишидин кейин, икки дөләт арисида бир-бирини тәнқид қилиш вәзийити көрүлди, униң үстигә йәнә америкиниң чехийә қатарлиқ шәрқий явропа әллиридә башқурулидиған бомбидин мудапиә көрүш системиси орнитиш пилани русийини техиму нарази қилди.
"Америка авази" радиоси тәрипидин елан қилинған учурға асасланғанда, русийә һәрбий ишла мутәхәссиси феликхавәр русийиниң хитай билән болған бирләшмә һәрбий маневири арқилиқ өзиниң америкиға болған наразилиқини ипадә қилмақчи болғанлиқини тәкитләйду.
Хитайниң мәқсити һәрбий техника вә қорал-ярақ
Русийә билән болған һәрбий һәмкарлиқлардин хитайниңму өз алдиға көзлигән мәқсити бар болуп, көзәткүчиләр хитайниң мәқситиниң бир тәрәптин русийә билән болған мунасивәтлири арқилиқ асия–тинч окян райониға өз күчини көрситиш болса, йәнә бир тәрәптин русийиниң һәрбий техникилириға еришиш һәм илғар қорал-ярақлирини сетивелиштин ибарәт икәнликини көрситишти. Чүнки, хитай русийиниң илға күрәшчи айропиланлириға муһтаҗ болуп, өткән йили русийә даирилири буларни сетип беришқа қарши чиққан, әммабу қетим буниңға қошулған икән.
Лекин, русийә мутәххәсислириниң көз қариши бирдәк әмәс болуп, көпинчә мутәхәссисләр русийә билән хитай арисидики мунасивәтниң бир-биридин пайдилиниш түси алғанлиқи, униң мустәһкәм әмәслики һәм өзара ишәнчниң йоқлуқини оттуриға қоюшмақта, русийә мутәхәссиси арбатоп " русийә билән хитай арисидики һәр қандақ иттипақчилиқ мунасивәт русийини акилиқ орунға әмәс бәлки кичик укилиқ орунға чүшүрүп қойиду. Чүнки, хитайниң иқтисадий күчи русийидин күчлүк, кәлгүсидә хитай һәрбий җәһәттин русийидин ешип кетиши мумкин, шуңа русийә хитай билән һәрбий иттипақдашлиқ мунасивәт орнатмаслиқи мумкин" дәйду.
Бир қисим рус анализчилири хитай билән болған мунасивәттә еһтиятчан болушни оттуриға қойса, хитай мутәхәссислири әмди русийиниң бурунқи совет иттипақидәк өзини җуңгониң акиси кәби көрситәлмәйдиғанлиқини әскә салмақта. Һәқиқәтән, өткән әсирниң 50-йиллиридики совет –хитай мунасивәтлиридә москва ака, бейҗиң ука һалитидә болуп, бу хил әһвал ахири икки дөләт мунасивитиниң тәңпуңсизлиқини кәлтүрүп чиқарған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийиниң амур областида хитайға қарши долқун қозғилишидин әндишә қилинмақта
- Хитай, русийә вә һиндистан ташқи ишлар министирлири хәлқара вә район характерлик мәсилиләр үстидә музакирә елип барди
- Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири
- Хитай -русийә қорал-ярақ содиси давамлашмақта
- Русийә қанунсиз көчмәнләргә қарита кәң көләмдә тазилаш һәрикитини башлиди
- Русийә билән хитай ғәрбниң "әл қаидә" гә охшаш дүшминиму?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
- Хитай билән русийә асияға һөкүмранлиқ қилмақчиму?
- Русийә-хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлар
- Әҗдиһа йоли
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
Русларниң уйғурлар һәққидики қарашлири
- яқупбәгниң қәшқәрийә-русийә мунасивәтлиридә ойниған роли
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (2)
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (1)
- Бир рус мутәхәссисиниң хитайдики миллий мәсилә һәққидики көз қарашлири
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Рус алими гелбарс: русийиниң уйғурларға тутқан позитсийиси сатқинларчә позитсийә