Ғәрипниң наразилиқи астидики путин ислаһати


2004.09.15

Беслан вәқәсидин кейин русийә призденти владимир путин терроризимға қарши күрәшни техиму күчәйтиш үчүн русийә дөләт түзүлмисидә бир қатар ислаһат елип баридиғанлиқини билдүргән .

Владимир путинниң ислаһати бивастә русийә парламент сайлими, йәрлик һакимийәт органлиридики сайлам җүмлидин өлкә вә һәр қайси аптономийилик бирликләр башлиқлири сайлими қатарлиқларға қаритилған болуп, күзәткүчиләрниң қаришичә бу өлкә башлиқлири вә башқа йәрлик һакимийәт башлиқлириниң бивастә мәркәз тәрипидин тәйинлинишигә берип тутишидикән.

Владимир путинниң бу хил ислаһати федерал һөкүмәтниң һакимийәтни мәркәзгә йиғишиниң бир хил йеңи қәдимидин ибарәт болуп, мәзкур ислаһат илгири приздент йелсин һөкүмранлиқ йүргүзгән чағдикидәк русийә федератсийисигә тәвә 86 җумһурийәт, аптоном район вә өлкиләрниң өзлирини өзлири идарә қилиш һоқуқиниң кәң йолға қоюлишидәк әһвалға хатимә бериши мумкин икән.

Путин йәнә дөләт бихәтәрлик органлириға нисбәтәнму ислаһат елип берип, бихәтәрлик органлириниң хизмәт роли вә мумкинчиликини ашуридиғанлиқини билдүргән. Чүнки, беслан вәқәсидин кейин русийиниң бихәтәрлик саһәсиниң хизмәтлириниң үнүмсиз икәнлики һәққидики тәнқидләр көпәйгән болуп, русийә җамаәтчилики вә күзәткүчиләр бу қетимқи вәқәниң садир болушидики асасий сәвәбләрни бихәтәрлик тәдбирлириниң яхши болмиғанлиқиға бағлиған иди.

Хәлқара җәмийәт путинни тәнқид қилмақта

Путинниң бу хил һакимийәтни мәркәзгә топлаштәк сиясий ислаһати терроризимға қарши күрәшни күчәйтиш вә терроризимниң алдини елиш шуари астида елип берилған болуп, путинниң вәзийәттин пайдилинип, өзиниң қаттиқ сияситини әмәлгә ашурушқа тиришиватқанлиқи хәлқара җәмийәтниң тәнқидлиригә учримақта.

Русийә өктичилири һәтта буниң демократийигә қарши икәнликини билдүришмәктә

Путинниң бу йеңи ислаһати алди билән америка һөкүмити вә явропа парламентиниң диққәт нәзиридин орун алди.

Америка ташқи ишлар министири колен повел рейтерс агентлиқиниң мухбириниң зияритини қобул қилғанда путинниң бу хил ислаһатиниң русийини демократик тәрәққияттин чекиндүриветиши мумкинликини көрситип, "бизниң һәқиқәтән буниңға наразилиқимиз бар, хәлқара җәмийәт буни шундақ һесаплайдуки, бу илгири елип берилған демократик ислаһат саһәсини арқиға иттириду" дегән.

явропа иттипақиму бу мәсилигә инкас қайтуруп, путинни тәнқид қилған

явропа парламентиниң шималий кавказийә вә беслан вәқәсигә мунасивәтлик әһвалларни музакирә қилишқа қаритилған йиғинида явропа иттипақиниң ташқи ишларға мәсул комиссари кирс паттен путинниң ислаһати һәққидә тохтулуп, "мән ишинимәнки, мәсилә һәл қилиниду. Русийә федератсийиси һөкүмити кремилниң һакимийитини күчәйтишиниң терроризимға берилгән бирдин бир җаваб әмәсликини етирап қилиду" дегән .У, йәнә путинниң терроризимға қарши туруш намидики бу хил сияситиниң русийидики бузулуватқан инсан һоқуқи вәзийитини техиму еғирлитиветиши мумкинликини көрсәткән.

явропа парламентиниң рәиси хосел боррел болса, терроризимға қарши күрәшниң усули вә башқа мәсилилири һәққидә тохтулуп,терроризимни пәқәт қаттиқ күч ишлитиш биләнла һәл қилғили болмайдиғанлиқини, уни һәл қилишниң үнүмлүк йолини тепиш лазимлиқини тәкитлигән.

Путинниң ислаһатиниң арқа көрүниши

Беслан вәқәсидин кейин путинниң чеченистанға җүмлидин чечән мәсилисигә тутқан сиясити тәнқидләргә учриған болуп, америка һөкүмити путинниң чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишни тәшәббус қилған ,әмма путин бу тәклипни рәт қилиш билән өзиниң чечәнләргә тутқан позитсийисиниң худди ғәрипниң әлқаидә вә осама бин ладенға тутқан позитсийиси билән охшаш икәнликини тәкитлигән иди.

Бу қетим, америкиниң путинниң сиясий ислаһатиға тәнқидий позитсийисини билдүриши русийә даирлириниң йәнә наразилиқини кәлтүрүп чиқарди. Русийә ташқи ишлар министири лавроп баянат елан қилип, буниң пүтүнләй русийиниң ички иши икәнликини көрсәткән.

Хәвәрләргә қариғанда хитай мутәхәссислириму хитайниң мәркизий телевийизийисидә муназирә елип берип, путинниң һакимийәтни мәркәзләшүрүш сиясий ислаһатиға юқири баһа бәргән һәмдә униң тоғра сиясәт икәнликини муәййәнләштүргән . Униңдин илгириму хитай дөләт рәиси ху җинтав хитай һөкүмитиниң русийиниң дөләт бирлики һәм муқимлиқи үчүн елип баридиған һәр қандақ шәкилдики һәрикитини күчлүк қоллайдиғанлиқини билдүргән иди.

350 Нәччә адәмниң өлүши билән ахирлашқан беслан вәқәсидин кейин, хәлқара җәмийәт русийиниң чечән сияситигә техиму йеқиндин көңүл бөлүшкә башлиди. Владимир путинниң чечән мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишини тәшәббус қилидиған тәклипләр рәсми йосунда мәйданға чиқти.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.