Путинниң хитай зиярити мунасивити билән түркийидә пәйда болған инкаслар
2004.10.14
Виладимир путинниң рус хитай дипломатийә мунасивити башланғанлиқиниң 55 йиллиқи мунасивити билән хитайға қилған сәпири, түркийә мәтбуатлиридиму кәң көләмдә орун алди. "Һөрийәт" гезитидә елан қилинған мақалида ейтилишичә, путин бу қетимқи сәпиридә хитай билән бир қатар тохтамларни түзидикән вә русийиниң дуня сода тәшкилатиға әза болуп киришидә хитайниң ярдимини сориши мумкин икән.
"Һөрийәт" гезитиниң мәлум қилишичә, русийә билән хитай оттурисидики тиҗари һәмкарлиқниң йиллиқ соммиси 20 милярд доллар болуп, русийә хитайға әң көп енергийә сатидиған дөләтләрниң бири икән.
Рус хитай мунасивитиниң йеқинлишиши вә буниң асиядики дөләтләргә көрситидиған тәсири һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үчүн, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим явро асия стратегийә тәтқиқат мәркизи русийә тәтқиқат бөлүминиң башлиқи сина окан билән сөһбәт өткүзди.