Мис һәйкәлдин туғулған җидәлләр: естонийә - русийә дипломатик күрәшлири


2007.05.01

Балтиқ деңиз бойидики естонийә, латвийә вә литва җумһурийәтлириниң русийә билән болған мунасивәтлиридә сабиқ совет иттипақидин қалған мәсилиләр даим талаш-тартиш түси елип кәлмәктә. Йеқинда естонийә һөкүмити билән русийә арисида йәнә бир мәйдан соғуқчилиқ пәйда болди. Буниңға естонийә һөкүмитиниң талин шәһиридики сабиқ совет иттипақиниң вәтән уруши хатириси үчүн тиклигән "совет әскири" ниң мис һәйкилини еливетиш иши сәвәб болған.

Мис һәйкәлдин туғулған маҗралар

Балтиқ деңизи бойидики сабиқ совет иттипақи иттипақдаш җумһурийити естонийә мустәқиллиққә еришкән он нәччә йилдин буян мәзкур дөләттики совет иттипақиниң һәр саһәдики қалдуқлирини қәдәмму-қәдәм тазилмақта. Әмдики нөвәт тарихий мәсилиләргә қаритилған.

Естонийиниң пайтәхти талин шәһиридики иккинчи дуня урушиниң ахирқи мәзгилидә совет иттипақи қизил армийисиниң естонийини гитлер фашистлириниң қолидин азад қилғанлиқиниң символи болған " совет әскири" ниң мис һәйкилини еливетишитин келип чиққан маҗраларға бағлиқ русийә -естонийә мунасивәтлириниң җиддийлишип қалғанлиқи, икки һәптидин буян хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартип кәлмәктә.

Талин шәһәр мәркизигә орнитилған мәзкур "совет әскири"ниң мис һәйкили мәсилиси узундин буян естонийә җамаити ичидә ғулғула қозғап кәлгән болуп, бу мис һәйкәлни еливетиш вә яки сақлап қелиш һәққидә парламентта музакириләр елип берилған.

27-Април күни, талин шәһиридә яшайдиған бир қисим руслар вә башқа рус тилида сөзлишидиған милләтләрниң вәкиллири естонийә һөкүмитиниң мис һәйкәлни еливетиш қарариға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән болуп, сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунуш йүз бәргән. Намайишчилар уруп-чаққан вә булаңчилиқ қилған болуп, нәтиҗидә сақчилар хели көп сандики адәмни қолға алған.

Естонийә ташқи ишлар министири баянат елан қилип, "русийә һөкүмити вә русийә мәтбуатлири талинда йүз бәргән қалаймиқанчилиқтики җавабкарлиқини зиммисигә елиш керәк, чүнки, русийә мәтбуатлири естонийә һәққидики әмәлий болмиған учурларни тарқатқан" дегән.

Естонийә һөкүмити бу намайиш вә қалаймиқанчилиқларниң арқисида русийә һөкүмити барлиқини, русийә мәтбуатлириниң намувапиқ учур тарқитиш арқилиқ кишиләрни қалаймиқанчилиққа үндигәнликини тәнқид қилған. Һәқиқәтән, 26-април күни естонийә һөкүмити талиндики мәзкур совет әскири һәйкилини орнидин елишқа башлиғанда русийә дөләт думаси дәрһал инкас қайтуруп, естонийини тәнқид қилған болуп, дөләт думасиниң әзаси бафкоф "9-май фашизимға қарши уруш ғалибийәт күни һарписида естонийиниң бу һәйкәлни еливетиши мәқсәтлик һәрикәт, естонийиниң бу қилмиши фашизмға қарши җәң қилип қурбан болған русийә җәңчилиригә қилинған һөрмәтсизлик болуп қалмастин бәлки, русийә һөкүмити вә русийә хәлқиниң райини һөрмәт қилмиғанлиқ, шуңа русийә естонийә билән болған дипломатик мунасивәтни үзүши лазим" дәп тәләп қилған.

Русийә думасидики бу инкас мәйданға чиққанниң әтиси талин шәһиридә чоң қалаймиқанчилиқ йүз бәргән, талин даирилири вәқәни биваситә москваға бағлиған. Арқидинла русийә думасиниң хәлқара ишлар комитетиниң рәиси естонийиниң инкасини рәт қилип, бу қалаймиқанчилиқни русийниң кәлтүрүп чиқармиғанлиқини, әмма, бу мунасивәт билән русийиниң естонийигә бесим ишлитидиғанлиқини тәкитлигән.

Русийә естонийигә иқтисадий бесим қилмақчи

Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, русийә муавин баш министири сергей иваноф бу мунасивәт билән русийиликләрдин естонийә маллирини сетивалмаслиқи, русийә ширкәтлириниң естонийә маллирини импорт қилмаслиқини тәләп қилған. Нәтиҗидә, естонийигә тиҗарәттә чәк қоюш башланған болуп, нөвәттә, естонийиниң йеза игилик мәһсулатлирини сетивалидиған русийә ширкәтлири бу тәләпкә аваз қошқан.

Һәтта бир қисим сиясийонлар естонийини газ билән тәминләшни тохтитишни тәләп қилған. Русийә сиясийонлири иқтисадий бесим йәни байқут елан қилиш арқилиқ естонийидин интиқам елишни тәшәббус қилмақта.

Русийиниң "страна.Ру" учур ториниң хәвиригә асасланғанда, 1-май күни талин шәһиридики русларниң партийиси һөкүмәтниң намайиш қилишни чәклишигә қаримай, рус мәдәнийәт мәркизи йенида наразилиқ намайиши өткүзүп, естонийә баш министирини вәзиписидин истипа беришкә чақирған.

Естонийниң мис һәйкәлни еливетишиниң арқа көрүниши

Естонийә һөкүмити русийиниң мәйданиға инкас қайтуруп, өзлириниң мәзкур мис һәйкәлни чеқивәтмигәнликини, уни пәқәт талин шәһиридики һәрбийләр қәбристанлиқиға йөткәп, 9-май ғалибийәт байрими күни қайтидин йопуқ ачидиғанлиқини, бу мурасимға русийиликләрниңму қатнишидиғанлиқини билдүргән.

Шуниң билән бир вақитта йәнә, естонийә даирилири русийигә рәддийә берип, естонийиниң мустәқил дөләт икәнлики, русийиниң башқиларниң ички ишлириға арилишиш һоқуқи йоқлиқии, естонийиниң һәргизму башқиларниң бесимиға бойсунмайдиғанлиқини җакарлиған.

Естонийә һөкүмити вә хәлқи талин шәһиридики мәзкур мис һәйкәлни сабиқ совет иттипақиниң естонийини бесивалғанлиқиниң символи дәп чүшәнгән болуп, совет иттипақи буни естонийә азадлиқиниң символи дәп һесаблиған. Русийә даирилири йәнила мәзкур идийидә болған.

Естонийиликләрниң қаришичә, балтиқ деңиз бойидики естонийә, латвийә вә литва әслидә мустәқил дөләтләр болуп, 1940-йиллири уларни совет иттипақи бесивалған. Иккинчи җаһан уруши мәзгилидә гитлер германийиси бу йәрни игиләп, германийә пәрәс йәрлик һакимийәт қурған. -1944Йили, совет армийиси қайтидин естонийә қатарлиқ бу үч җумһурийәтни игиливалған иди.

Бу қетим латвийә, литва вә финландийә һөкүмити естонийиниң совет әскириниң һәйкилини йөткиветишини қоллиған. Тарихий мәсилиләр даим балтиқ деңиз бойидики җумһурийәтләр билән русийә һөкүмитиниң арисида талаш-тартиш түси алған болуп, һәтта техи йеқиндила 1939-йилидики германийә билән совет иттипақи ташқи ишлар министирлири арисида түзүлгән балтиқ бойиниң тәқдиригә аит кона келишим маддилири мәсилиси һәққидә балтиқ җумһурийәтлири билән русийә арисида муназирә йүз бәргән иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.