Русийиә парламент сайлимида путинниң партийиси ғәлибә қилди


2007.12.03

BushPutin-150.jpg
Буш билән путин, 2007 - йили 2 - авғустта, буш аилисидә сөһбәттә болди. AFP Photo

Йәкшәнбә күни русийә парламент сайлими ахирлашти. Дәсләпки мәлуматларда президент путинниң партиси " русийә бирлик партийисиниң" көп аваз билән ғәлибә қилғанлиқи билдүрүлмәктә. Әмма, ғәрб көзәткүчилири бу сайламниң адил болмиғанлиқини тәнқид қилған.

Президентниң партийиси ғәлибә қилди

Йәкшәнбә күни русийидә парламент сайлими елип берилди. Мөлчәрлинишичә, пүтүн русийә бойичә сайлаш һоқуқи бар пуқралар 95 миң беләт ташлаш орниға берип, парламент сайлимида өзи халиған партийә вәкиллиригә беләт ташлиған. Русийиниң "нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, президент путин йәкшәнбә күни өзиму беләт ташлиған болуп, әлвәттә, униң өз партийиси һесаблинидиған " русийә бирлик партийиси" үчүн беләт ташлайдиғанлиқи ениқ икән. Дәсләпки сайлам нәтиҗисидә, бу партийиниң %64 ни игилигәнлики билән толуқ ғәлибә қазиниши җәзимләштүрүлмәктә.

Бу қетим русийә парламент йәни думасиниң 450 кишилик орнини қолға кәлтүрүш үчүн 11 партийә сайламға қатнашқан болуп, буларниң ичидә нөвәттә, һакимийәт йүргүзүватқан русийә бирлик партийисиниң тәшвиқат күчи әң зор икәнлики һәмдә бу партийиниң парламентта мутләқ көп санни игиләйдиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Нәвсру ториниң хәвәр қилишичә, парламенттики 450 орунниң 300дин көп қисимини русийә бирлик партийисидин болған әзалар игилиши мумкин. Һәтта, президент путинни һимайә қилидиған яшларниң " наши "дәп атилидиған тәшкилатниң әзалири дүшәнбә күни москвада русийә бирлик партийисиниң ғәлибисини тәбрикләш паалийәтлири өткүзгән.

Көзәткүчиләр сайламниң адил болмиғанлиқини тәнқид қилди

Бирақ, бу қетимқи парламент сайлими явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, явропа иттипақиниң көзәткүчилири тәрипидин көзитилгән болуп, дүшәнбә күни явропа иттипақи билән явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати бирликтә баянат елан қилип, мәзкур сайламниң адил болмиғанлиқини тәнқид қилған. Б б с агентлиқиниң учуриға асасланғанда, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати парламент комитетиниң мәсули лиюк вандән бранда бу сайламниң адил болмиғанлиқи, явропа иттипақиниң демократик сайлам өлчимигә йәтмигәнликини тәкитлигән.

Русийә өктичи партийә гуруһлириму охшашла бу сайламниң демократик болмиғанлиқини көрситишкән болуп, өктичи партийә һесаблинидиған русийә коммунистлар партийисиниң рәһбири зиюганов бу қетимқи сайлам арқилиқ русийә парламентиниң пәқәт бир партийиниң үстүнлүки һөкүм сүридиған парламентқа айлинидиғанлиқини билдүргән. "Башқа бир русийә " дәп аталған өктичи тәшкилатлар бирликиниң рәһбири, дуня шаһмат чемпийони гарри каспаров мәзкур сайламни "русийә һазирқи заман тарихидики әң мәйнәт сайлам болди "дәп баһалиған. Чүнки, бир һәптә илгири каспаров бу сайламға һәмдә путинниң демократийигә қарши сияситигә наразилиқ билдүрүп, намайиш қилғанда сақчилар тәрипидин бесиқтурулуп, каспаров қатарлиқ өктичи рәһбәрләр бир қанчә күн қамаққа елинип, кейин қоюп берилгән иди.

Дүшәнбә күни русийә президенти владимир путин ғәрб көзәткүчи вә русийә өктичилириниң бу сайлам һәққидики тәнқидлиригә қарши инкас қайтурған болуп, у, бу сайлам русийә хәлқиниң русийини башқа бир қанчә сабиқ совет иттипақи дөләтлири маңғандәк бузғунчилиқ йолиға маңғузмайдиғанлиқини көрсәтти дегән. Бирақ, владимир путин өзиниң келәр йили 3-айдики президент сайлимида 3-қетимлиқ президентлиқ намзитини көрсәтмәйдиғанлиқини билдүргән.

Путин 3- қетим президент болаламду?

Нөвәттә, русийидә путинниң қоллиғучилириниң униң келәр йили йәнә президент сайлимиға қатнишип, 3-қетим вәзипә өтүшини тәләп қилиш һәрикәтлириму давамлашмақта. Бирақ, өктичиләр буниңға қарши турмақта һәмдә асасий қанунму йол қоймайду. Әмма, путин буниңдин бир ай илгири өткүзүлгән русийә бирлик партийисиниң қурултийида өз партийисиниң парламент сайлимида ғәлибә қилиши һәмдә президентлиқ мөһлити тошқандин кейин баш министирлиқ вәзиписини болсиму қолға кәлтүрүп, русийини давамлиқ идарә қилишни халайдиғанлиқини билдүргән иди.

Көзәткүчиләр русийә бирлик партийисиниң бу сайламда ғәлибә қилишиниң путинниң 2008- йили йәнила русийә алий сиясий саһәсидә өз орни вә ролини сақлап қелиш арзусиға капаләтлик қилалайдиғанлиқи һәтта, русийә бирлик партийисиниң парламентта игилигән орниниң көплүки билән асасий қанун ислаһати елип берип, путинниң 3-қетим сайлинишиға шараит яритиши мумкинликини оттуриға қоюшмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.